“хитай иқтисади пат арида тормузиға дәссәйду”

4-Айниң 1-күни малийә ишлири мутәхәссиси, атақлиқ мәхсус истон язғучи хавворд голд әпәнди вол кочиси гезитидә “хитайниң иқтисади пат арида тормузиға дәссәйду” мавзулуқ мақалә елан қилди.
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2011.04.05

2011-Йили 4-айниң 2-күни йеңи ира тор бетидә бир парчә мақалә елан қилинди. Аптор мақалисини мундақ башлиди:
Дуня бойичә әң зор йеник вә еғир типлиқ машиниларниң сетилиш базири һесабланған, енергийини көп сәрп қилидиған, ишләпчиқарғучи експорт дөлити хитайниң иқтисади тәрәққияти көз алдимизда интайин еғир чекиниш гирвикигә келип қелиши мумкин.

4-Айниң 1-күни малийә ишлири мутәхәссиси, атақлиқ мәхсус истон язғучи хавворд голд әпәнди вол кочиси гезитидә “хитайниң иқтисади пат арида тормузиға дәссәйду” мавзулуқ мақалә елан қилип: хитай рәһбәрлири вә сода санаәт банкиси, өтмүштә ишләпчиқирип, мәбләғ көпүкләшкән система ичидә пул оборотини тарайтишқа башлиди, бу әһвал сақланғили болмайдиған бир һаләттә хитайниң пай-чәк базириға тәсир көрситиду, дәп көрсәтти.
Хитай иқтисади тәрәққиятиниң юқири сүрәттә ешип беришини давамлаштуруш мумкин әмәс. Хитай нормидин юқири қәрз тарқитиш арқилиқ хитай иқтисадиниң тәрәққиятини капаләткә игә қилди. Пул-муамилә саһәсидә һәддидин зиядә қоллаш билән хитай иқтисади тәрәққий қилип кәлди. 2008-Йилидин 2010-йилиғичә иқтисадниң чекинишини кәлтүрүп чиқарған амил, хитай банкилириниң қәрз тарқитишни көпәйткәнликигә бағлиқ болуп қалди. Ақивәттә мааш, пай-чәкниң қиммити, өй-имарәт баһасиниң зор дәриҗидә өсүп кетишини кәлтүрүп чиқарди. Бу җәрян қанчә узун давамлишидиған болса, иқтисадниң чекинишидин пәйда болған ғәм-ғуссиләрму шунчә чоңқур болиду.

Муқим мәбләғниң омуми миқдари, 1980-йилидики 29%tin өрләп, 2010-йилидики 42%ge йитип, нурғунлиған мәбләғ сода санаәт банкисиниң дөләт игиликидики карханиларға қәрз тарқитишидин ибарәт бу бир иш, төвән үнүм вә чириклишишни кәлтүрүп чиқарди.

Хитай мәсилилири бойичә мутәхәссис мичел питис: хитайда келәр қетим оттуриға чиқидиған яман сүпәтлик қәрз бериштин әнсирәп, дәл мушу, һазирғичә кемәйтилмигән яман сүпәтлик қәрз бериш арқилиқ қоллиған хитай иқтисадиниң тәрәққият долқуни иккинчи бер кеңийиш долқунини кәлтүрүп чиқарди. Буниңға ким җавабкар болиду, хитайниң оттура буржуазийиси һөддигә аламду? яки ишчи-деһқанлар һөддигә аламду? қәрз тарқитишниң кеңийип кетиш долқунини зади ким һөддигә алиду? дәп соал қойди.

Мақалиниң ахирида худди мичел питис ейтқандәк, хитайда иқтисади тәрәққиятниң алтун дәври ахирлашти, бәлки хитай иқтисади завалға йүзләнди, дәп көрсәтти аптор.

Демәк, бүгүнки күндә қәрз тарқитиш, ишләпчиқириш, експорт қилиш хитай иқтисадиниң үч һалқиси дейилидиған болса, ишләпчиқиришниң йәнә башқа амиллири әмгәк, үскүнә, капитал, завут мәйдани, хам әшя, һәрикәт күчи, карханичиларниң иқтидари қатарлиқ ишләпчиқириш функсийилири завут тәрәп ишләпчиқиришқа салидиған амилларниң ичидә мәлум бир хил амилниң йәни техника амилиниң ишләпчиқириш билән болған мунасивитигә хитайниң банкилири йәнә қанчилик қәрз тарқитиши мумкин. Техника хитайниң өзиниң техникисиму яки чәтәлдин киридиған техникиму дәп соал қоюшқа тоғра келиду. Хитай ишчилириниң техникилиқ күчи мәлум дәриҗидә юқири көтүрүлди дегәндә, униң мааш җәдвилиниң көрсәткүчиму юқирида ейтқандәк юқири көтүрүлгән болиду. юқириқи хитай иқтисадиниң үч һалқиси ноқул банкиниң қәрз пул тарқитишиға қарапла қалған болса, хитай иқтисадиниң тәрәққий қилиши банкидин қәрз елишқила тайинипла қалған болса, юқирида аптор ейтқандәк, хитай иқтисади завалға йүзләнди демәй, немә дейишимиз керәк әмди?

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.