Хитайниң җәмийәтни түзәш пиланиниң маһийити немә?
2011.04.22
Бу қетимқи хатириләш қарар елан қилинғанлиқиниң 20-йиллиқини хатириләш болуп һесаблинидикән. Бүгүн аптоном район бу қарарни хатирилигәндә:
“20 йилдин буян аптоном районимиздики һәр дәриҗилик һөкүмәтләр икки қарарни әстайидил әмәлийләштүрди. Һәр тәрәплимилик түзәш
Көрүнәрлик нәтиҗигә еришти, террорлуққа зәрбә бериш бойичә қаттиқ зәрбә беришниң үнүми көрүнәрлик болди. Үч хил күчләргә зәрбә бериш түзәшниң муһим һалқиси қилинди. Бир түркүм зораван террорчи тәшкилат вә шайкиларға үнүмлүк зәрбә берилди. Чегра ичи вә сиртидики дүшмән күчләрниң ғәрбләштүрүш, парчилаш рәзил нийити бит-чит қилинди” вәһаказа деди.
Террорчи десә хитайниң өзини дегүлүк, уйғурниң вәтинигә таҗавуз қилип кирип, гунаһсиз уйғурларни өлтүрди. Аптоном райондики һазирқи 3 хил күчләр ким? 1-уйғуристанға тохтимай көчүп кириватқан көчмән хитайлар, 2-мустәмликә уйғуристанда хитай көчмәнлири һакимийитини қурувалған хитайлар,3-мустәмликә уйғуристанда әскири қисимларни қанунсиз турғузған хитайлар. Бу хитайларға уйғурларниң қарши туруши хәлқара қанунларға уйғун қарши туруштур.
Мушу қисқиғинә 20 йил ичидә хитай мустәмликичилири уйғуристанда немә ишларни қилди?
1-Пиланлиқ туғут билән уйғурни йоқатти, 2-террорчи деди, уйғурни йоқатти, 3-уч хил күч деди, уйғурни йоқатти, 4-уйғурниң оғул-қизлирини ичкири хитайға йөткәп кетиш, қизларни һәтта оғулларни һақарәт қилиш арқилиқ уйғурни йоқатти, 5-иқтисадта намратлаштуруп уйғурни йоқатти, 6 -уйғурниң тилини -маарипини йоқитишқа киришти,7-кесәлләрни давалаш хираҗити бәрмәй уйғурни йоқатти, 8-уйғур юртлирини һәтта, ғулҗа наһийисидә йезиларни уйғурлар яшаватқан кәнтләрни хитай көчмәнлиригә тәқсим қилип бәрди. Хитайниң һәр тәрәплимә түзәш сиясити юқириқидәк болди.
Гәпниң очуқини ейтқанда, һазир мустәмликә уйғуристанда барлиқ ниқаблар йиртип ташланди. ялиңач болған һәқиқәт шуки, уйғур билән хитай оттурисидики зиддийәт: уйғур дедики, я хитай сән турисән бу земинда, я мән туримән бу земинда, хитай дедики, я уйғур сән өлисән бу земинда яки хитай мән өлимән бу земинда дәйдиған барлиқ зиддийәтләр ялиңач ашкариланған бир дәвргә кирип кәлди.
Тарихтин тартип бүгүнгичә мустәмликә вә мустәмликичилик рәһмидилликни, адәмгәрчиликни, йол қоюшни, мустәмликә әлләрни бейитишни, мустәмликә әлләр хәлқлирини параванлиққа чиқиришни көзлигән әмәс. Униң тамам әксичә мустәмликә әлләр хәлқлирини йоқитишни, йоқалмиғанлирини ассимилятсийә қилишни, мустәмликә әлләрни талан-тараҗ қилишни көзлигән вә сиясәтни шундақ түзгән. Һәр қанчә вәһший болуп кәткән мустәмликичиләрму пиланлиқ туғут дәйдиған сиясәтни йолға қоймиған иди. Шу тарихта мутәмликичиликкә қарши урушлар болуп кәлгән, мустәмликә зораванлиқи чекидин ешип кәткәндә, мустәмликә әлләр хәлқлири қораллиқ қозғилаң көтүрүп мустәмликичиләрни вәтинидин қоғлап чиқарған.
Бу уруш тарихта мустәмликә уруши дәп аталған. Лекин сабиқ русийидә мустәмликичилик мәсилиси тинч йол билән һәл болди. Сабиқ советләрдә 15 дөләт дуняға кәлди.
Русийә дегән мәдәнийәт көргән дөләт, сабиқ президент реганниң ташқи сиясити үнүм бәргән иди. Әмма җуңго мәдәнийәткә өч, мәдәнийәтни йоқитидиған дөләттур. Шуңа қандақ қилишни уйғур хәлқи өзи таллап алиду, халас!