Хитайчә нәйрәң вә хитайчә әмәлийәт
2011.02.21
Иқтисадниң тәрәққияти һәқиқәтән нөвәттә хитайда җәмийәтниң барлиқ һаләтлирини тәрәққият вә өзгириш дәвригә елип кирәлигәнла болса, хитайда иқтисад тәрәққий қилди дейишкә болиду. Бирақ, бир дөләт иқтисадиниң тәрәққияти, статистика идарисидин чиқиватқан сан-сипир билән өлчәнмәйду. Хитайлар өзлирини иккинчи дәриҗилик иқтисад дөлити дәп атап йүргән күнләрдә, хитай пуқралириниң янчуқиму иккинчи дәриҗилик янчуқ болуп қалдиму яки йәнила қуруқ янчуқму? буни диққәткә елишқа тоғра келиду.
Хитайниң нөвәттики иқтисад қурулмиси “зор дәриҗидә мәбләғ селиш”, “зор дәриҗидә хоритиш”, “зор дәриҗидә нәтиҗисиз қелиш”, “екологийини зор дәриҗидә бузуш ” бойичә йәни кона санаәт әндизиси бойичә тәрәққий қиливатиду.
21-Әсирдә дуня иқтисадиниң қурулмисини тәшкил қилидиған амилларниң ичидә әң муһим амил -билим игилики дәп атилиду.
Билим игилики үчүн ихтисаслиқлар керәк болиду. Ихтисаслиқларни маарип һәл қилиду. Хитайниң маарип қурулмиси зади қандақ сүпәтлик қурулма? мәктәпләрни пүттүрүп чиққан уйғурларни бир тәрәптә қоюп турайли, мәктәпләрни пүттүрүп чиққан хитай оқуғучиларниң ишқа орунлишиш нисбити зади қанчилик? билим игиликидә билим йеңилинип туруши лазим болиду. Хитайда билимлик зиялийлар ишқа орунлишалмайду, ундақта хитайниң иқтисад қурулмиси кона шәкиллик қурулма, чүнки бу қурулминиң ичидә ишләватқан ишчилар кона билимлик ишчилар вә кона ихтисас игилиридур. Конирап кәткән билимниң йеңилинишида муәййән пәрқ болиду. Чүнки илим-пәнниң йеңи мувәппәқийәтлирини дәрһал игиләп кәткили болмайду.
Униң үстигә, хитай һөкүмити маарип, ихтисас игилири вә иқтисадниң тәрәққияти мәсилисидә үч тәрәпниң мунасивитини муәййән муһит, муәййән шараит ичидә тәңшәп кетәлигини йоқ. Шундақ икән, хитай дөлити қандақ қилип иккинчи дәриҗилик иқтисад дөлитигә айлинип қалди?
Зор дәриҗидә җуңгоға йөткәп келингән чәтәл мәблиғи тәкрар ишләпчиқириш шәклидә йәнә пул тепиши керәк. Техника чәтәлликниң, ишләпчиқириш тәртиплири һәм чәтәлликниң, пәқәт қураштуруш ишчилири хитай ишчилардур. Хитайда, хитай ишчилар мениңчә техи билимлик техникилар қошуниға еришәлигини йоқ. Шуңа хитай ишчиларни мәликлик ишчилар вә ақ яқилиқ ишчилар дегили болмайду. Бу ишчиларниң 80 пирсәнттин артуқини йәнила деһқан ишчилар десәк, мубалиғә болуп кәтмәйду.
Шундақ икән, 21-әсир билим игилики дәвридә хитай немигә тайинип иккинчи дәриҗилик иқтисад дөлити болуп қалди?
Хитай пәқәт експилататсийигә тайинип иккинчи дәриҗилик иқтисад дөлити болуп қалған болиду. Хитайда әмгәк күчиниң әрзан болуши, чәтәл ширкәтлириниң пул тепишида бирдин-бир амил болупла қалмай, пайдини тәң үләшкүчи хитай дәллаллириниң пул тепишидиму интайин муһим амил болуп қалди.
Мәсилән, хотәндә әслидә ишләпчиқириш-қурулуш армийиси йоқ иди, улар йеқинда гума наһийисидә 14-девизийини қуруп чиқти. Қаратағиз йезисида яшайдиған уйғур деһқанлириниң йәр-земинини тартип елип, уйғур деһқанлири ишләпчиқарған пахта-чилан мәһсулатлирини мәҗбурий баһада сетивелипла қалмай йәнә, деһқанлардин 500йүәндин 1000йүәнгичә йәр һәққи елип, уйғур деһқанлирини експилататсийә қилди.
Ишләпчиқириш-қурулуш армийисини мәркәз башқуриду. Уйғур деһқанлиридин шиливелинған пул җуңнәнхәйниң янчуқиға кириду. Шуңа хитай иккинчи дәриҗилик “бай” дөләткә айланди. Буниң үчүн уйғурниң янчуқи қуруқдилип қалди.
Оттура шәрқтә, мубада пәләстиндә бир ғерич йәр үчүн бир киши өлсә, дуня нәзирини шу тәрәпкә ағдуриду, әмма мустәмликә уйғуристанда уйғурлар йәрдин, судин, һаят яшаш һоқуқлиридин айрилип қеливатиду, буниңға нәзәр ағдуридиған дуня йоқ!