Хитай төт тәрәптин қоршавда қалдиму?
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2010.05.25
2010.05.25
Җуңгода торға чиққучилар қатилға һесдашлиқ қилди. яң җия палвандин йәнә бирси чиқти дейишти. Бүгүнки күндә җуңгода һәқ болсун, наһәқ болсун кәйпиятни җари қилиш һәрикәтлири, һөкүмәткә қаритилған яки һөкүмәтни арқа көрүнүш қилған һәрикәтләр болуп қалди. Пуқралар хата қиливатқини йоқ. Пуқралар , иҗтимаийлашқан мәнпәәт тәләплирини ипадиләш йоллири тосулуп қалғанлиқтин бивастә мәнпәәт тоқунуши арқилиқ наразилиқини ипадиләшкә башлиди.
Җуңго һөкүмити бүгүн пичақчи хитай террорчиларниң , "әксийәтчи күчләр"ниң, кишилик һоқуқни қоғдиғучиларниң , әрз - шикайәт қилғучиларниң қисқиси төт тәрәплик кризисниң оттурисида қалди. Ғәзәпләнгән җуңго пуқралири җуңнәнхәйгә сигнал бәрди.
"Чиңхуа тәрәққият мунбири" йеқинқи йиллардин бери җуңго җәмийити "муқимлиқни қоғдашниң ғәйри чәмбирики ичигә кирип қалди . Һәр дәриҗилик һөкүмәтләр зор көләмдә адәм күчи, малийә күчи сәрп қилип муқимлиқни қоғдиған болсиму, бирақ иҗтимаий зиддийәтләр вә иҗтимаий тоқунушниң миқдари азаймастин әксичә көпийишкә башлап, мәлум мәнидин ейтқанда, муқимлиқни қоғдиғансери җәмийәт шунчә муқимсиз җәрянға кирип қалди" дәп көрсәтти. Бу хил һаләтни "җуңго яшлар гезити" 4 - айниң 19 - күни "яман сүпәтлик дәвр қилиш" дәп атиди. Бүгүнгичә ху җинтав "қайғуруш еңи" ни қайта - қайта тәкитләйдиған болуп қалди.
Чүнки юқириқи әһваллар , җуңгода һакимийәт бешидикиләрниң әмәлдарлар билән пуқралар оттурисидики тоқунуш вәзийитидә вәһимә, қорқуш, алақзадилик ичигә чүшүп қалғанлиқини көрсәтти.
Мушундақ пәйттә, 2010 - йили 5 - айниң 21 - күни "бошүн мунбири"дә елан қилинған "җуңго билән русийә корийидә бир мәйдан уруш қилишқа тәйярланди, шәрқи асияда уруш партлаш алдида" мавзулуқ мақалиниң ахирқи абзасида: "нөвәттә җуңгониң иқтисади шәрқи асияға сиңип кирип , шәрқий шимали асияниң бәлки буниңдин кейин пүтүн асияниң иқтисадини бир гәвдиләштүрүштин ибарәт һалқилиқ пәйттә турғанда, шәрқи асияда бир мәйдан уруш башланған һаман, җуңгониң бу пиланини чоқум қалаймиқанлаштуруветиду, җуңго башқа бир тәрәптин 'шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати' арқилиқ афғанистанни вә бу дөләттә турушлуқ америка армийисини қоршавға елип сигнал берип, америкини искәнҗигә елиш арқилиқ шәрқи асия урушини тосуп қелиш керәк; бәлки америкиға: шәрқи асияда уруш партлайдиған болса, арқидинла зор көләмлик оттура шәрқ уруши вә җәнубий америкида һәтта америка қитәсидә уруш партлайду дәп агаһландуруш бериш керәк" дәп көрсәтти.
Қариғанда, аптор җйән ки яки елишип қалди, яки вәһимә пәйда қилиш арқилиқ җуңго җәмийитигә сигнал бәрмәкчи болди вәяки җуңго һөкүмити юқириқи зиддийәтләрдин қутулуш үчүн корийә йерим арилида һәрбий тәвәккүлчилик қилмақчи болди.