Хәлқарадики террорчилиқ вә хитайниң дөләт террорчилиқи
2011.09.13
Америка хәлқи террорчиларниң һуҗумиға учриғанлиқиниң 10йиллиқини хатириләп өтти. Сабиқ президент җорҗи бош мухбирниң зияритини қобул қилғанда : шу вақитта ярдәмсиз, чарисиз һесятта қалғанлиқини, әмма ғәзәпләнгәнликини сөзләп өтти.
Америка җәмийити қудрәтлик һәрбий күч билән террорчиларға, уларниң афғанистан, ирақтики явуз күчлиригә әҗәллик зәрбә берип террорчиларниң һәйвисиниму,өзиниму биллә қошуп йоқатти. Лекин тинчлиқ дипломатик йоллар биләнму ишқа ашатти. Бирақ террорчиларға дипломатик йоллар билән муамилә қилишниң орни болмиғанлиқтин, һәрбий күч билән тинчлиқни қолға кәлтүрүш йоли шу чағда америка җәмийитиниң бирдин-бир таллиши болуп қалди.
Биринчи, иккинчи дуня урушида америка қудрәтлик дүшмәнгә дуч кәлгән болса, бу қетим 11-сентәбирдә америка униңдин вәһший террорчиларниң һуҗумиға дуч кәлгән,әшәдди динчилар шу чағда америкиға һуҗум қилишни пиланлиған болса, қизиқи өзлириниң узул-кесил мәғлуп болушиниму пиланлиған һесаблинатти.
Бирақ, сентәбир вәқәси инсанийәтниң мәниви дунясида бир яра қалдуруп кәтти. Инсанийәт өз-ара меһрибанлиқ, кәң қорсақлиқ, өз-ара ярдәм қатарлиқ әқли тәпәккур билән барлиққа мунасивәт қилип, мәвҗутлуқни әқилниң күчи билән капаләткә игә қилип келиватқан болсиму, риаллашқан арзуларниң вәһимидин йирақ туруши әқилгә сиғмайдиған бир иш болуп қалди. Йәни инсанийәтниң яхши арзулири вәһимидин йирақ туралмиди.
Демократик дөләтләр мәвҗут болуп турған дуня, террорчиларму, хитайдәк мустәбит дөләтләрму охшаш мәвҗут болуп турған дуня иди. Террорчилар мустәбит дөләтләрниң қоллишиға еришәтти.
Террорчиларға қарши туруш җәһәттә дуня ортақ тонушқа кәлди . Бирақ, террорлуққа қарши туруш баһанисидә дөләт террорчилиқини йолға қоюп, уйғурдәк башқа милләтләргә вә ғәйрий сиясий қарашқа игә хитай пуқралириға бастуруш билән муамилә қиливатқан хитайдәк зораван дөләтләрниң ички-ташқи сияситигә чәк қоюш җәһәттә техи инсанийәт бир пикиргә келәлмиди.
Сентәбир вәқәсидин кейин, америкиниң 10 йилдин бери террорчиларға қарши дөләт күчини һәрикәткә кәлтүрүшидин пайдиланған хитайдәк дөләтләрниң дөләт террорчилиқи һөкүмранлиқ шәкли, аввалқи 10йилға селиштурғанда техиму һәддидин ашти. Мәсилән, хитай 1978-йили ислаһатчилиқ сияситини йолға қойғандин башлап һесаблиғанда 1980-йили ақсуда уйғурниң намайишини бастурди, 1985-йили үрүмчидә оқуғучилар намайишини бастурди. 1990-Йили баринда уйғурларниң қораллиқ қозғилиңини бастурди, 1997-йили уйғурниң или намайишини бастурди.2009-Йили 5-июлда үрүмчидә қирғинчилиқни йолға қойди,2011йили 7-айниң ахирида хотән, қәшқәрдә қирғинчилиқ қилди. Уйғурларни қирғин қилишни йилдин-йилға җиддийләштүрди.
Дөләт террорчилиқини йолға қоюватқан җуңго ғәрб дуняси билән болған дипломатик мунасивәт вә кишилик һоқуқ үчүн болған сөһбәтләрдә, дөләт террорчилиқини йолға қоюштин кәйнигә бир қәдәмму чекингини йоқ.
Нөвәттә, уйғурларда кишилик һоқуқ еңиниң вә һоқуқ еңиниң ойғинишиға муһит тәйярлап бәргән, шундақ ойғинишларға әнәниви мәнбә болуп бәргән, уйғурларда яхши билән яманни пәрқ етидиған әхлақ еңиниң ойғиниши хитайниң дөләт террорчилиқиға қарши туралайдиған бирдин-бир күч болуп қалди.