Хитай мәтбуатлири төһмәт чаплаш биләнла мәвҗут болуп туралайду

Хитай коммунистлириға майил дуви тор бетидә 8‏-айниң 8-күн “шинҗаң, хотән вә қәшқәрдә йүз бәргән террорчилар һуҗуминиң җинайәтлирини ғәрб дунясиға артмақчи болди” мавзулуқ мақалә елан қилип, “шинҗаң гезити” дә 8‏-айниң 6-күни елан қилинған мақалидин нәқилләр кәлтүрди.
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2011.08.09

“шинҗаң гезити” ниң мақалисидә: ғәрбниң дүшмән күчлири бизни һалак қилиш нийитидин янмиди, миллий бөлгүнчи күчләрниң бизни қалаймиқанлаштуруш нийити өзгәрмәйду, улар билән болған күрәш миллий мәсилиму әмәс, диний мәсилиму әмәс, бәлки бир мәйдан вәтәнниң бирликини қоғдайдиған, милләтләр иттипақини қоғдайдиған һаят-маматлиқ күрәштур, дәп көрсәтти. Әмәлийәттә пикирни мүҗмәл оттуриға қойди.

Уйғур билән хитай оттурисидики мәсилә һәм диний мәсилә, һәм миллий мәсилә, һәм йәр-земин мәсилиси һәм қорулған дөләтлирини әслигә кәлтүрүштин ибарәт бүйүк муәммаларни өз ичигә алған сиясий мәсилидур. Хитай поблестика язғучилар һәргиз реал вә пакитлиқ мәсилиләргә көзини юмувалмаслиқи лазим.

“шинҗаң гезити” ғәрблик дүшмән күчләр дегәндин көрә,ғәрблик дост күчләр дегән болса түзүкрәк болатти. 20‏-Әсирниң 60‏-йиллирида рус-хитай мунасивәтлири йириклишип хитай хәлқарада йетим қалғанда, америка башчилиқидики ғәрб дуняси вә асияда японийә қатарлиқ дөләтләр хитай билән дипломатик мунасивәт орнитип, хитайни хәлқара йетимликтин қутулдуруп қалған. Мәдәнийәт инқилаби ахирлашқандин кейин хитай һакимийити сиясий җәһәттә, иқтисади җәһәттә лиңшип қалғанда, америка содида етибар бериш сиясити арқилиқ йәнә хитайниң експорт қилған маллиридин төвән һесабат бирликидә баҗ елип, хитайға иқтисади җәһәттә мәдәт берип хитайниң иқтисади ислаһат саһәсидә ғәлибини қолға кәлтүрүшидә һесабсиз тиришчанлиқ көрсәткән.

Нөвәттә хитайниң ички зиддийәтлири һәм назук, һәм мурәккәп бир дәвргә қәдәм қойди. Уйғур билән хитай мустәмликичилири оттурисида миллий зиддийәт кәскин рәвиштә гәвдилинишкә башлиди. Хитайниң иқтисади ислаһати җәмийәтниң барлиқ мунасивәтлирини өзгәртивәтти. Хилму-хил мәнпәәт гуруһлири қайтидин тәшкиллинишкә башлиди. Хитай бир хил мәнпәәт гуруһи һесабланса, ойғанған уйғур миллити коллектип миллий мәнпәәтниң қәйәрдиликини билишкә вә чүшинишкә башлиди. Һоқуқ хитайниң қолида иди. Уйғурниң сиясий, иқтисади саһәләрда оттуриға қойған мәнпәәт тәләплири һоқуқлуқ хитайниң инкар қилишиға учрапла қалмай, охшашла хитайниң қораллиқ бастурушиға учриди.

Әмди қараймизки, хитай тәшкиллигән мустәмликә җәмийәттә уйғурларниң мәнпәәт тәләплири капаләткә игә болуш бу яқта турсун, һәтта уйғурниң һаятлиқ, һаят яшаш тәләплириму хитай көчмәнлириниң тәһдитигә дуч кәлди. Қәшқәр, хотән шәһәрлири чеқилди. Наһийиләрдә қәдимий уйғур юртлири чеқип ташланди. Бу маддий мүлүкләр уйғурларниң мәнпәәт тәләплириниң бир қисми иди.

Мән ойлаймән, дуняниң һәр қандақ җайида инсанниң һаятлиқи тәһдиткә дуч кәлгәндә қолини қоштуруп қарап туридиған инсан боламду?! қурбан болған уйғур кишиләрниң җавабкари пәқәт хитай һөкүмитидур. Нөвәттә уйғурларниң һаятлиқ, яшаш һоқуқлири тәһдиткә учриди. Уйғурларниң һәқлиқ сиясий тәләплири инкар қилинди. Демәк хитай мустәмликичилири билән уйғурлар оттурисидики миллий зиддийәт өткүрлишип, тәрәққий қилип, зади һәл қилмиса болмайдиған дәриҗигә көтүрүлди.

Уйғурлар әқил билән ойғанди. Хитай мустәмликичилири намайиш қилип сиясий һоқуқ тәләп қилған уйғурларни бастуруп өлтүрүп болуп, йәнә гунаһни ғәрб дунясиға иттирип қойидиған болса, бундақ қилиқ америка башчилиқидики ғәрб дунясиниң адәмгәрчилик, инсанпәрвәрликтин тәшкилләнгән әхлақ қурулмисиға қилинған һақарәт болуп қалиду. “шинҗаң гезити” пәқәт төһмәт чаплаш биләнла мәвҗут болуп туралайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.