2012-Йили хитай үчүн хәтәрлик йилму?

Хитай рәһбәрлик қатлими вәзийәт контроллуқиниң қолидин чиқип кетишидин әндишә қилип, өзигә ишиниши 12-18 айдин бурунқиға селиштурғанда көп дәриҗидә төвәнләп кәткән.
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2011.06.07

Һелила хитайни зиярәт қилип қайтип кәлгән америка қошма штатлири авам палатаси хитай хизмәт гурупписиниң ортақ рәиси чарлиз бостани мундақ көрсәтти:
 Хитайниң рәһбәрлик қатлими иқтисади, сиясий, һәрбий ишлар җәһәттә әндишә, сарасимигә чүшүп қелип 2012-йили хитайда рәһбәрләр алмишишиниң һарписида вәзийәт контроллуқи қолимиздин чиқип кетиду, дәп әнсирәшкә башлиди. Әмәлий тәкшүрүштин кейин, бостани байқидики, хитай рәһбәрлик қатлиминиң өзигә ишиниши 12-18 айдин бурунқиға селиштурғанда көп дәриҗидә төвәнләп кәткән.

2011-Йили 6-айниң 3-күни тәйвән мәркизи агентлиқиниң аңлатқан хәвиригә асаслинип дуви тор бити мундақ көрсәтти: чарлиз бостани вашингтонда “билим хәзиниси-истратегийә вә хәлқара тәтқиқат мәркизи” уюштурған “америка, хитай мунасивитиниң кәлгүсигә нәзәр” тәтқиқат йиғинида чарлиз әпәнди хитайни зиярәт қилиш тәсиратини оттуриға қойди.

Чарлиз әпәндиниң хитайниң партийә, армийә рәһбәрлири билән сөһбәт өткүзгәндин кейин еришкән тәсирати шу болдики, хитай рәһбәрлириниң өзигә ишиниши төвәнләп кәткән. Хитай рәһбәрлири нурғунлиған иҗтимаий һадисиләр алдида әндишә, сарасимә, вәһимә ичидә қалған.

Улар аввал кәлгүсидә дуч келидиған мәсилә, иқтисадниң 10% өрлиши әмәс, бәлки 8 һәтта 7% гә чүшүп қелишидур. Бу әһвал хитай иқтисади тәрәққий қилғандин кейинки тунҗи әһвал болуп, хитай рәһбәрлири немә қиларини билмәй қалди.

Униңдин башқа шимали африқа вә оттура шәрқтә партлиған мустәбит һакимийәтләрни ағдуруветиш һәрикити вә америкиниң бу җәрянда ойниған роли, хитай рәһбәрлирини техиму әндишигә салди. Заманиви ахбарат васитилири сүритиниң өрләп кәткәнлики, тосувалғили болмайдиғанлиқи, бу йүзлиниш давамлишиверидиған болса, хитай рәһбәрлири 2012-йили вәзийәт контроллуқиниң қолидин чиқип кетидиған хәвпидин әнсирәшкә башлиди.

Чарлиз әпәнди мундақ көрсәтти: буниңдин башқа йәнә хитай рәһбәрлири експорт характерлик иқтисади тәрәққият дәвриниң өтүп кәткәнликини етирап қилди. Хитай рәһбәрлири дуч кәлгән интайин еғир реаллиқ шуки, експорт характерлик иқтисадниң йүзлинишни тәртипкә селип, ички еһтияҗ характерлик йүзлинишни йолға селиш, дөләт иқтисадиниң мувазинәт ичидә тәрәққий қилишини қолға кәлтүрүштин ибарәт реаллиққа дуч кәлди.

Мустәмликә уйғуристанда деһқанлар тавуз сатқан пул билән ички еһтияҗни пәйда қилалиши вә сетивелиш күчини йитиштүрәлиши мумкинмиду, хитай деһқанлириму башқичә әмәс. Йеқинда фуҗйәнлик 6 нәпәр деһқан бейҗиңда америка әлчиханисиниң алдида өлүвалмақчи болди. Мубада деһқанларниң сетивелиш күчи болмиса хитай рәһбәрлири ички базар еһтияҗини қандақ пәйда қилалайду?

18-Қурултай мәсилисигә кәлсәк, хиянәтчилик, парихорлуқ хитай әмәлдарлириниң образи болуп қалди. Төвәндин юқириғичә һәр қандақ кишиниң сайлиниши вә әмәлдар болуши, нөвәттә хитай пуқралири үчүн бәрибир. Бу қетим сиясий бюроға кириш еһтимали болған кишиләр ваң яң, бө шиләй, ши җинпиң, ли кечаң қатарлиқ кишиләрмиш. Бө шиләй суйиқәстчи, ваң яң лүкчәк, ши җинпиң сиясий қоймичи, ли кечаң яхшичақ болидиған кишиләрдур. Буларниң ким болуши хитайлар үчүн бәрибир һесабланса, у чағда 2012-йили хитайлар үчүн һәқиқәтән хәтәрлик йил болуп қалиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.