“йеңиячә ғәзәл чиқти, ейталмай җеним чиқти”
2011.03.25
Хәвәрдә уйғур аптоном районлуқ нахша уссул ансамбили дәйдиған, узундин бери атилип келиватқан кона исимниң орниға “шинҗаң сәнәт юрти” дәйдиған йеңи исимни қоюп “шинҗаң сәнәт өмики ойниған оюнға, аптоном районниң муавин рәиси күрәш мәқсут, ишчилар уюшмисиниң рәиси әркинҗан турахун қатарлиқ рәһбәрләр қатнашти” дейилди.
Музика кечиликидә дөләтлик атақлиқ композитор нусрәт ваҗидиниң дирижорлуқида “бизниң шинҗаң яхши җай” дәйдиған, ваң җин дәвридә иҗат қилинған нахша орунлинипту. Хитайчә аһаң селинған бу нахшиға туңган композитор нусрәт ваҗиди дирижорлуқ қилалисиму, бир милләт роһиниң музикилиқ ипадиси һесабланған уйғур нахшилири вә уйғур музикилириға, хитай тиллиқ туңган композиторниң дирижорлуқ қилалиши кишиләрни күлкигә қистайду.
Нахша-музика сап миллий һессиятниң мәһсулидур. Нусрәт ваҗиди бир музикант болған адәм бундақ алаһидиликни чүшәнмәй қалмайду. Уйғурниң башқа нахша-музикилириға нусрәт ваҗиди дирижорлуқ қилди десә, ешәкниң қулиқиға раваб чалғандәк бир иш болдиғу-бу?
“гүзәл шинҗаң нәвроз” кечиликидә уйғурниң ташвай, бәхтияр заман, мудәнхан, шадиянә қатарлиқ нахша, музикилири орунлинипту. Нусрәт ваҗиди бу нахша-музикиларни чүшинәмдикинә? әмди уйғурниң нахша-музикилириму тартип елиндиму?
Бу кечиликкә “җуңгониң атақлиқ музиканти, миллий оркестир музиканти,композитор, йеңи миллий музикиниң асасини салғучи, йеңи миллий музикиниң қурғучиси” зиң геге әпәнди қатнишипту. “йеңи миллий музика” дегән қандақ музикидур? әйни чағда шинҗаң һәрбий районниң музиканти ваң лобиң уйғур-қазақниң нахша-музикилирини көчүрүвелип өзгәртип, нахшиларни мән иҗат қилдим дегән вә аталмиш “ғәрбий шимал нахша-музикилири” ниң атиси болувалған иди. Уйғурларға шундақ нахша иҗат қилип беридиғанға бу қетим әмди, зиң геге дегән адәм оттуриға чиқтиму немә?
Миллий һөкүмранлиқ дегәнниң мәниси-миллий ассимилятсийә қилиш, миллий експилататсийә қилиш, миллий етник йоқитиш дегәнликтур. Җисманий җәһәттә йоқитиш бу башқа бир гәп. Буниң ичидә, мәдәнийәт җәһәттә йоқитиш, ана тилни йоқитиш, диний етиқадни йоқитиш, нахша-музика, мәдәнийәт әнәнисини йоқитиш қатарлиқ саһәләрни өз ичигә алиду. Буниң ичидә ана тилни йоқитиш-миллий ғурурни йоқитиш вә мәдәнийәт амиллириниң ипадилиниш васитисини йоқитиш дегәнликтур. Нахша-музикини йоқитиш-инсанниң тәбиий һессият мәнбиини йоқитиш вә милләтниң миллий һессияти вә әқлини йоқитиш, миллий мәдәнийәтниң әнәнисини йоқитиш вә миллий роһниң таллаш иқтидарини йоқитиш дегәнликтур.
Диний етиқадни йоқитиш-ишәнчни йоқитиш, яхши-яманни пәрқ етиш иқтидарини вә яхши-яманни таллаш иқтидарини, милләтниң әхлақини йоқитиш дегәнликтур.
Хитай мустәмликичилири һәр саһә бойичә уйғурларни ассимилятсийә қилишни җиддийләштүрмәктә. Әмди уйғурға “йеңи миллий музика” иҗат қилип бәргән охшайду. “шинҗаң уйғур аптоном районлуқ нахша-уссул ансамбили”, “уйғур аптоном районлуқ муқам ансамбили” дегән исимларниң орниға “шинҗаң сәнәт юрти”, “йеңи миллий музика” дәйдиған йеңиячә нахша-музикилар оттуриға чиқипту. Буниңға қошулуп бәзидә тәнқидлиниватқан “әбҗәш нахшилар” дәл уйғур яшлирини уйғурниң миллий музика әнәнисидин айрип ташлайдиған вә“йеңи миллий музика” иҗат қилғучиларға йочуқ тәйярлап беридиған васитидур.