Шәрқий шималдики йәнҗи косовоға охшап қаламду?
2010.12.10
Соал қоюп бақайлики, очуқ деңизда мәшғулат елип бериватқан җәнубий корийиниң тйәнән намлиқ парахотини чөктүрүветип өлүм- йетим паҗиәси пәйда қилған кимләр иди, қайси дөләт иди? 11-айниң 23-күни җәнубий корийиниң тйәнфиң арилиға қирғақтин зәмбирәк етип өлүм-йитим паҗиәси пәйда қилған ким иди, қайси дөләт иди? шималий корийә иди вә бу муттәһәм дөләтниң кәйнидә қоманданлиқ қилған дөләт әлвәттә "йәр шари вақит гезити"ниң тәһрирлиригә мәлумки, шималий корийиниң кәйнидә туруп йол көрсәткән дөләт җуңго иди. Ундақта "йәр шари вақит гезити" ниң логикисиға асасланғанда, шимали корийә билән җуңго бирлишип кимгә, қайси дөләткә уруш елан қилған болиду? ким, қайси дөләтләр йерим аралда уруш өтини яққан болиду?
Тәһлилчиләр,- дәп давамлаштуриду "йәр шари вақит гезити", - корийә йерим арилида уруш партлиған һаман сан-санақсиз мусапирлар ялуҗяң дәрясидин өтүп манҗурийигә йәни җуңгониң шәрқий шималиға еқип кириду. Бу мусапирлар шәрқий шималда уруш қалаймиқанчилиқи пәйда қилса,җуңго һәрбий тәрәп бихәтәрлик тәдбири қолланса, югославийидә йүз бәргән косово мусапирлири вәқәсидәк вәқә йүз бериду. Ақивәттә, ғәрб дунясиниң җуңгони "адәмгәрчилик апити", "ирқий қирғинчилиқ апити" билән әйиблишигә баһанә тепилип, нәтиҗидә америка, җәнубий корийә "бирләшкән дөләтләр армийиси" дин пайдилинип, йәнҗи, чаңбәйшән районлириға йитип келип, адәмгәрчилик сиясити бойичә арилишип, йәнҗидә косовоға охшаш бир мустәқил дөләт қурушни тәләп қилиши мумкин"дәп көрсәтти.
Дуняда косовоға охшайдиған районлар хели бар. Әмди бүгүн хитайниң тили билән шәрқий шимал, манҗурийидә корийиликләр яшайдиған йәнҗи бу қатарға қошулди.
"Вақит гезити" мақалиниң ахирида: "америка көп йиллар һәпилишип, җуңгони амбур шәкиллик қоршавға елишни тамамлап болди вә қоршаш һалқисини техиму қисқартти. Нөвәттә америка, корийә, афғанистан мәсилилиридин пайдилинип, җуңгони ғәрб вә шәрқ тәрәптин қистап истратегийилик зәрбә бәрмәктә"дәп көрсәтти.
Җуңголуқлар һәммини билип туридикәнғу? җаһиллиқ қилишқа зөрүрийәт қанчилик, җуңгониң өлүп кәткән дөләт башлиқи җяң җеши, җуңгоға иккинчи қетим башлиқ болуп өлүп кәткән мав зедүң әйни чағда сталинниң алдида қуйруқ шиппаңлитип, охшашла ташқи моңғулийиниң мустәқиллиқини етирап қилишқа мәҗбур болған иди. Немә сир барду, җуңголуқлар немишқа америкилиқлар алдида әркиләйдиғанду, немишқа мустәмликә уйғуристанда, тибәттә корийә йерим арилида тохтимай вәқә пәйда қилидиғанду?
2009-Йили мустәмликә уйғуристанда қанлиқ қирғинчилиқ пәйда қилған хитай һөкүмити, бу йил корийә йерим арилида уруш һалити пәйда қилди.