Йәр шари гезити тор бити:явропадики нато сабиқ советләрни ағдурувәтти, асиячә нато шүбһисизки, җуңгоға қарап келиватиду

Вәнвий оқурмәнләр тор бити “йәр шари вақит гезити” ниң тор бетидә елан қилинған “айрим дөләтләр тәкрар һәрикәт қиливатиду, һошярлиқимизни өстүрәйли!” мавзулуқ мақалисини көчүрүп басти.
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2011.11.11

Йәр шари вақит гезитиниң тор бити, хитайда нәшр қилинидиған “дөләт мудапиә гезити” ниң хәвиридин нәқил кәлтүрүп: японийә вә һиндистан истратегийилик сөһбәт өткүзди,көп миқдарда җуңгоға қаритилған мурәккәп учурлар тарқалди... Арилиқта японийә билән һиндистан деңизда бирләшмә һәрбий маневир өткүзди деди, дәп хәвәр тарқатти. Қариғанда, хитай тәрәпниң йүрики пок-пок болуп қалғандәк көрүниду. Деңиз йүзидә җуңго һәрбий маневир өткүзгәндә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр мустәмликә уйғуристанда һәрбий маневир өткүзгәндә, һечким, һечнемә демигәнти, я! башқиларниң һәрбий маневир өткүзүшини әйибләйдиған һоқуқни хитай қәйәрдин алидиғанду?

Бурун һиндистан, америкиниң һәрбий машинисиға қошулушни халимайтти, асиячә нато қурушқа анчә актип әмәс иди, һиндистан һазир шу тәрәпкә йеқинлишиватқан ипадисини көрсәтти” дәп язди юқириқи гезит. Әсли шундақ дуня идиғу-бу. Мәсилән, иккинчи дуня уруши мәзгилидә, җяң җеши дипломатийә җәһәттә америка тәрәпкә қиңғийип, мав зедуң америка тәрәпни алдап қоюп, сабиқ советлар тәрәпкә қиңғийип, моңғулийә, манҗурийә, уйғуристан қатарлиқ земинларни сталинниң қоли арқилиқ қолға кәлтүргән әмәсмиди?

Заман 1970‏-йилларға йитип кәлгәндә, мавзедуң әмди бу қетим сабиқ советләрдин йүз өрүп, америкиниң қойниға қайтип келип, бүгүнчу, әйни чағда умачқа қорсиқи тоймайдиған мав зедуңниң әвлади әмди доллар хәҗләйдиған байвәччиләргә айланғанда, җуңголуқлар йәнила рази болмай, америкилиқлардин нарази болуп, асиячә нато қурмақчи болди дәйдиған болса, буни зади қандақ чүшәндүргүлүк?

“америка аввилидә асиячә нато қурушни тәсәввур қилған, явропадики нато сабиқ советләрни ағдурувәтти, асиячә нато шүбһисизки, җуңгоға қарап келиватиду” дәп көрсәтти гезит.

“җуңгони чәкләш җәһәттә японийиниң ғәризигә америка пүтүнләй маслишалайду” дәйду гезит.

Японийиниң базири, америкиниң базири һазирқи дуняда хитайниң експорт маллириға ечиветилгән базар болуп қалди. Униң үстигә хитайниң тавар маллири америкиниң базириға нормал содисида әбиди етибар бериш сиясити бойичә, төвән баҗ һесабат бирликидә кирип кәлгәчкә, хитай буниңдин һесабсиз пайда еливатиду. Худди америкилиқлар янчуқидики долларни елип хитайниң янчуқиға селип қойғандәк иш болуватиду. Ундақта, хитай америкидин йәнә немишқа асияда нато қурмақчи дәп нарази болиду?!

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.