“җуңгода инқилаб: бу пәқәт вақит мәсилиси”

Йеқинда бир нәпәр вәтәндишим “күндә радио аңлаймән. Бөрә кәлди дегән сөздин бизар болдум, җақ тойдум” деди.
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2011.04.26

“бөрә кәлди” дегән бу чөчәк һазир хитайниң әмәлий әһвалиға таза мас келидиған чөчәк болуп қалди. Чөчәктә икки қетим товлиғанда бөрә кәлмәй, үчинчи қетим товлиғанда бөрә кәлгән иди. Тәхир қилиң вәтәндишим, бөрә кәлди дәп товлаватқан ялғуз бизла әмәс, тибәтләр, хитай демократлири, һәтта ғәрблик сиясийонлар, иқтисадшунаслар һәммиси җуңгоға бөрә кәлди дәп товлаватиду.

Бүгүн шуниң мисали сүпитидә австралийә гезитлириниң йеқинда немә дегәнликини силәргә тонуштуруп өтимиз.

Бүйүк ира тор бити 4-айниң 25-күни җаң дуңгуаң тәрҗимә тәһрирликидә, сидни сәһири гезитиниң мухбири гиләнди вик әпәндиниң “җуңго инқилаби: бу пәқәт вақит мәсилиси” мавзулуқ мақалисини елан қилди. Мухбир, австралийә җуңгода йүз беридиған ясимән гүл инқилабиға диққәт ағдуруши лазим дәп, көрсәткәндин кейин,әнглийә язғучиси, лондон иқтисад институтиниң алимлиридин вейл хаттун әпәндиниң сөзлиридин нәқил кәлтүрүп мундақ деди: җуңго оқ-дора искилатиға айлинип қалди, җуңго австралийә експорт қилған таварниң төттин бир қисмини сетип алиду, җуңгода йүз беридиған сиясий давалғуш австралийигә интайин зор тәсир көрситиду.

Хаттун әпәнди мундақ көрсәтти: хитай һөкүмити сиясий паалийәтчиләрни бастуруп, әрәб инқилабиниң җуңгода йүз беришиниң алдини алмақчи болуватиду.
Хаттун әпәнди мундақ көрсәтти:җуңгода коммунистлар қачан ағдурулиду, бизгә ениқ әмәс.Бирақ җуңгониң пул-муамилә системиси интайин аҗиз, бу системиниң аҗизлиқи җуңгода иҗтимаий, сиясий давалғушни кәлтүрүп чиқиришқа йетәрлик. Җуңгода ташқи перевот записи һазир 3 тирилйон долларға йәтти, бир йил ичидә 6 йүз милярд доллар қошулди.

Бу йәрдә иқтисадниң полаттәк қаидиси шуки, давамлаштурғили болмайдиған нәрсини, йәнә давамлаштурғили болмайду. Җуңгониң бундақ зор ташқи перевотни давамлиқ җуғлиялиши мумкин әмәс. Бу чоқум партлайду, силәр австралийиликләр еһтият қилиңлар.

Хаттун әпәнди әнглийидә охшашла көзитиш гезитиниң баш тәһрири иди. У язған “йезиқчилиқтики там: җуңго билән ғәрбниң 21-әсирдики һәмкарлиқи” мавзулуқ китабида “җуңгода коммунистлири өзигә бәк ишинип кәтти, көрәңликтин кейинла гумран болиду. Җуңго интайин зор өзгиришни күтмәктә” дәп язди.

Хаттун мундақ көрсәтти: җуңгониң пул-муамилә системиси 2008-йили пул-муамилә кризиси партлиған чағдики, америкиниң пул-муамилә системисидин бир нәччә һәссә аҗиз, мениң демәкчи болғиним шуки, җуңголуқлар йүдүвалған қәрз, җуңгониң миллий дарамитидин бир нәччә һәссә артуқ. Җуңголуқлар йүдүвалған қәрзниң дерини қайтуруш бу яқта турсун, һәтта өсүминиму қайтуралмиди.

Мениң демәкчи болғиним йәнә шуки, җуңгода интайин зор вәқә йүз бериду.

Хаттун әпәнди, бу қетим җуңгоға зиярәткә баридиған австралийиниң вәзири җулия гилард ханимға қаритип: җуңгони зиярәт қилғанда, хитайниң бастуруш сияситигә австралийиниң диққәт қиливатқанлиқини ейтип қоюшини үмид қилди.

Җя чиңлин австралийини зиярәт қилғанда, гилард ханим кишилик һоқуқ мәсилисини униң алдиға қойған иди. Австралийиниң ташқи ишлар министири локвин, уйғуристан вә тибәтниң кишилик һоқуқ мәсилисини җя чиңлинниң алдиға қойған иди.

Хитайниң иқтисади әһвалини көрүп өттуқ. Худди иқтисадшунас хе чиңлйән ханим көрсәткәндәк, җуңгониң теши пал-пал, ичи ғал-ғал икәнликини юқиридики пакитлар арқилиқму көрүп өттуқ.

Йеқинда хитайниң уйғуристанға көчмән көчүрүш үчүн 3 тирилйон 6 йүз милярд йүән хәҗлимәкчи болғанлиқи паш болди. Хитай шу пулни раст хәҗлийәләмду яки уйғурларни чөчүтүш үчүн оттуриға чиқарған попозиму!

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.