Моңғул язғучиси һучинһуни қоюп бериш һәққидә имза топлаш һәрикити башланди
Мухбиримиз меһрибан
2012.02.17
2012.02.17

Public domain
Чәтәлләрдики моңғул тәшкилатлириниң билдүрүшичә, язғучи һу чиниһу һелиму хитай түрмисидә һечқандақ қануний рәсмийәтсиз тутуп турулуватқан болуп, нөвәттә униң оғли вә башқа моңғул актиплири язғучи һучинһуни қоюп бериш һәққидә имза топлаш һәрикити башлиған.
Чәтәлләрдики моңғул кишилик һоқуқ паалийәтчилиридин японийидики “ички моңғул хәлқ партийиси” ниң баш катипи кһәйред кһависгалт әпәндиниң билдүрүшичә, ички моңғул һөкүмәт даирилири йеқиндин буян, илгири хада билән йеқин мунасивәттә болған моңғул аял язғучиси һучинһу вә башқа моңғул кишилик һоқуқ актиплириниң паалийәтлирини чәкләп, уларни узун муддәт тәқиб астиға алған.
Кһәйред кһависгалт әпәнди бүгүн зияритимизни қобул қилип, чәтәлләрдики моңғул тәшкилатлири һәм моңғул зиялилириниң, нөвәттә хитай һөкүмити тәрипидин 2010 - йили 11 - ноябир күни тутуп кетилгән, моңғул миллитидин болған аял язғучи һучинһуни қоюп бериш һәққидә имза топлаш паалийити елип бериватқанлиқини билдүрди.
Кһеред әпәнди мундақ диди:
- Һазир хитай һөкүмәт даирилири хада әпәндиниң йеқин сәпдашлири һәм хитайда бир қәдәр нами чиққан моңғул зиялийлириға қаритилған назарәтни күчәйтиватиду. Һәтта уларни узун муддәт қанунсиз һалда тәқиб астиға елип, уларниң барлиқ паалийәтлирини чәклимәктә. Ички моңғулниң туңляв шәһиридики һочинһу ханим тор бетидә елан қилған, түрмидин чиқиш алдида турған хада вә униң аилисигә яр йөләктә болуш чақириқини оттуриға қойғини үчүнла, 2010 - йили ноябир ейидин буян һичқандақ қануний рәсмийәтсиз түрмидә тутуп турулмақта. Биз нөвәттә язғучи һучинһуни қоюп бериш һәққидә имза топлаш паалийити елип бериватимиз.

Мәлум болушичә, һучинһу 1995 - йили хитай һөкүмити тәрипидин дөләтни парчилаш һәм җасуслуқ җинайити билән әйиблинип 15 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған моңғул кишилик һоқуқ паалийәтчиси хаданиң, җаза муддити тошушниң алдида, интернеттә хадани қоллаш чақириқини елан қилғини үчүн, 2010 - йили 11 - ноябир күни, пуқрачә кийингән сақчилар тәрипидин һечқандақ қануний рәсмийәт өтәлмигән әһвалда тутуп кетилгән.
Һучинһуниң америкидики оғли чел борҗигинниң радиомизға билдүрүшичә, язғучи һу чиниһуниң җинайити бекитилмәй түрмидә йетиватқиниға 1 йил 3 айдин ашқан. Һучинһу тутуп турулуш орнида сарақ қилиниш җәрянида көп қетим тән җазасиға учриған. 2011 - Йили 7 - айниң 20 - күни һучинһуниң таяқ йигән һалитини оғурлуқчә сүрәткә тартилип, тор бәтлиридә елан қилинғандин кейин, бу сүрәт җәмийәттә җидди инкас қозғиған. Нөвәттә униң оғли чеел борҗигинн вә чәтәлләрдики моңғул тәшкилатлириниң тәшкиллиши билән, чәтәлләрдә язғучи һучинһуни қоюп бериш һәққидә имза топлаш һәрикити башланған.
Кһәйред кһависгалт әпәнди өз баянида йәнә, 2010 - йили 10 - декабир күни 15 йиллиқ җаза муддити тошуп, түрмидин қоюп берилиши керәк болған моңғул кишилик һоқуқ актиби хада әпәнди вә 2010 - йили йил ахирида даириләр тәрипидин тутуп кетилгән хаданиң аялиниң һелиму нәзәрбәнд астида туруватқанлиқини билдүрди.
Кһәйред кһависгалт әпәнди зияритимиз ахирида хитай даирилириниң бу қилмишини әйибләп, “ички моңғул даирилириниң моңғул кишилик һоқуқ актиплири һәм зиялийлирини һичқандақ қануний рәсмийәтсиз узун мәзгил тутуп туруши хәлқара кишилик һоқуқ әһдинамисигә хилапла болуп қалмастин, бәлки хитай қанунида бәлгиләнгән, “җаза муддити толған мәһбусларни шәртсиз қоюп бериш” һәм “җинайәт гумандарлириниң сотниң һөкүмисиз тутуп туруш муддити 3 айдин ашмаслиқи керәк” дегән қануний бәлгилимисигиму хилап қилмиш” деди. Кһәйред әпәнди йәнә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири һәм ғәрб демократик дөләтлирини нөвәттә хитайда давамлишиватқан инсан һәқлири дәпсәндичиликигә йеқиндин диққәт қилишқа чақирди.