Түркийиниң болу вилайитидә инсан һәқлири күни хатириләнди

Йиғинға оқутқучи- оқуғучилардин болуп тәхминән 600 дин ошуқ киши қатнашти. Дуня уйғур қурултийи муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди вә түркийә шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә шөбиси башлиқи хәйруллаһ әфәндигил әпәндиләр шәрқий түркистанниң тарихи, бүгүнки вәзийити вә шәрқий түркистан дәвасиниң бүгүнки әһвали һәққидә доклат берип өтти.
Биз йиғин һәққидә техиму тәпсилий учурларға игә болуш үчүн йиғинни биваситә орунлаштурған болу абанд иззәт байсал университети түркшунаслиқ тәтқиқат җәмийитиниң мәсули абдуллаһ гөкхан әпәнди вә йиғинға қатнашқан оқуғучилар билән сөһбәт елип бардуқ. Йиғин һәққидики мәлуматларни нәқ мәйдан сөһбитимиздин аңлиғайсиләр.