тутқун мәһбубә абләш һәққидә толуқлима мәлуматлар

мәһбубә абләш һәққидә бүгүн аптоном районлуқ аяллар бирләшмисидин вә униң бир қисим достлиридин мәлумат игилидуқ. мәһбубә абләшниң достлиридин бири бүгүн радиомизға елхәт арқилиқ йәткүзгән мәлуматида, икки айниң алдида уйғур районлуқ дөләт бихәтәрлик хадимлириниң мәһбубәни бирқанчә қетим сорақ қилғанлиқини билдүрди.

ﻣﻪﻫﺒﯘﺑﻪ ﺋﺎﺑﻠﻪﺷﻨﯩﯔ ﯞﺍﻗﺘﻰ ﺋﯧﻨﯩﻖ ﺑﻮﻟﻤﯩﻐﺎﻥ ﺑﯩﺮ ﭘﺎﺭﭼﻪ ﺳﯜﺭﯨﺘﻰ. ﺑﯘ ﺳﯜﺭﻩﺗﻨﻰ ﺭﺍﺩﯨﺌﻮ ﺋﺎﯕﻠﯩﻐﯘﭼﯩﻠﯩﺮﯨﻤﯩﺰﺩﯨﻦ ﺑﯩﺮﻯ ﺭﺍﺩﯨﺌﻮﻣﯩﺰﻏﺎ ﺋﻪﯞﻩﺗﻜﻪﻥ.
ﻣﻪﻫﺒﯘﺑﻪ ﺋﺎﺑﻠﻪﺷﻨﯩﯔ ﯞﺍﻗﺘﻰ ﺋﯧﻨﯩﻖ ﺑﻮﻟﻤﯩﻐﺎﻥ ﺑﯩﺮ ﭘﺎﺭﭼﻪ ﺳﯜﺭﯨﺘﻰ. ﺑﯘ ﺳﯜﺭﻩﺗﻨﻰ ﺭﺍﺩﯨﺌﻮ ﺋﺎﯕﻠﯩﻐﯘﭼﯩﻠﯩﺮﯨﻤﯩﺰﺩﯨﻦ ﺑﯩﺮﻯ ﺭﺍﺩﯨﺌﻮﻣﯩﺰﻏﺎ ﺋﻪﯞﻩﺗﻜﻪﻥ. (Photo: RFA)

0:00 / 0:00

у йәнә, мәһбубәниң сичүәндики йәр тәврәшкә уйғурлардин ианә топлаш мәсилиси вә бейҗиң олимпикиниң бихәтәрлик тәдбирлири һәққидә тор бәтләрдә пикир баян қилғанлиқини билдүрди. әмма у, мәһбубәниң тор бәттики пикирлириниң хитайниң қанунлириға хилап гәпләр әмәсликини, әксичә, мәһбубәниң тутқун қилинишиниң өзи хитайниң қанунлириға хилап икәнликини әскәртти.

биз икки күнниң алдида аптоном районлуқ аяллар бирләшмисидин мәһбубә абләш һәққидә мәлумат сориған идуқ. бирақ, биз бүгүн тәкрар телефон қилғинимизда қанаәтлинәрлик җавабқа еришәлмидуқ.

мәһбубә абләшни йеқиндин тонуйдиған вә узун мәзгил пикирдаш дост болуп мунасивәт қилип кәлгән йәнә бир инкасчи, өзиниң мәһбубә абләш билән 4 айниң алдида телефонда көрүшкәнликини билдүрди.

юқиридики аваз улинишидин, бу инкасчи билән мәһбубә абләш һәққидә өткүзгән сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.