Мирас фонди җәмийити: 'хитайниң кишилик һоқуқ хатириси көңүлни ғәш қилиду'

Баш штаби америкидики "мирас фонди җәмийити" доклат елан қилип, хитай кишилик һоқуқ хатирисиниң адәмниң көңлини ғәш қилидиғанлиқини вә пәқәт яхшиланмиғанлиқини оттуриға қойди.
Мухбиримиз җүмә
2010.08.24

Доклат, хитайға қаритилған кишилик һоқуқ сиясити җәһәттә обама һөкүмитигә тәклип бериш билән башланған. Доклатта мундақ дейилгән " обама һөкүмити универсал әркинликини қоғдашни хитай хәлқ җумһурийитигә қаратқан ашкара вә мәхпий дипломатийисиниң мәркизи қилиши керәк."

Доклатта хитайдики кишилик һоқуқ хатирисиниң 1989 - йилидин буян пәқәт яхшиланмиғанлиқи, һәтта бәзи һалларда начарлашқанлиқи оттуриға қоюлған.

Бу һәқтә тохталған доклат аптори валтер лоһман хитай һөкүмитиниң алди билән өз нопузи үчүн көпрәк вақит аҗратқанлиқини илгири сүрди. У мундақ деди " хитай һөкүмити, болупму хитай компартийисиниң әң көңүл бөлидиғини өзиниң реҗимини сақлап қелиштин ибарәт болди."

Валтер лоһман баш штаби америка пайтәхти вашингтон алаһидә райониға җайлашқан "мирас" фонди җәмийити асия тәтқиқат мәркизиниң директори.

Униң билдүрүшичә, хитай һөкүмити төвән қатламда кишиләргә иқтисадий җәһәттә бәзи әркинликләрни яритип берип, өз реҗимини сақлап қелишқа шараит һазирлиған, әмма пуқраларға башқа җәһәтләрдә һечқандақ һоқуқ берилмигән.

Валтер лоһман, "сиясий һоқуқ җәһәттә дәл иқтисадий әркинликниң әксичә болди. Әгәр кишиләргә сиясий һоқуқ берилсә, улар қануний җәһәттин һөкүмәтни сораққа тарталайду. Бу һөкүмәтниң нопузини аҗизлаштуралайду" деди.

Бу һәқтә тохталған уйғур кишилик һоқуқ программисиниң директори һенрий шаҗәфискиниң қаришичә, хитайдики кишилик һоқуқ хатирисиниң яхшиланмаслиқида ички вә ташқи икки хил сәвәб бар икән.

Һенрий шаҗәфиски мундақ деди: "алди билән хитай һөкүмити өз дөлити ичидә һәрқандақ җәһәттә җаваб беришкә мәҗбурланмайду. Әгәр хитайда башқиларниң сиясәткә арилишиш һоқуқи болған вә хитай хәлқиниң һөкүмәтни сорақ қилиш һоқуқи болған болса, хитай һөкүмити өз реҗимини сақлап қелиш үчүн хәлқниң һоқуқини бунчилик бималал дәпсәндә қилалмиған болатти."

Һенрий шаҗәфискиниң билдүрүшичә, хитайда кишилик һоқуқ хатирисиниң яхшиланмаслиқидики ташқи сәвәб болса хәлқара бесимниң изчил болмаслиқи икән.

Доклат 23 ‏ - авғуст елан қилинди. Доклатқа, " хитайдин хитайдики көңүлсиз кишилик һоқуқ хатирисигә җаваб елиш керәк" нам берилгән. Доклат җәмий 13 бәт. Доклат, америка ташқи ишлар министирлиқи 2009 - йили елан қилған кишилик һоқуқ доклати асасида, бир чүшәндүрүш материяли характеридә йезилған.

Доклатта, хитайдики кишилик хатирисигә омумий җәһәттин қарап чиқилған болғачқа, уйғур кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә көп мәлумат берилмигән.

Доклатта уйғурлар һәққидә мундақ дейилгән: "1998 - йилидин башлапла, америка ташқи ишлар министирлиқи хитай һөкүмитиниң америка авази, әркин асия радиоси вә британийә радио телевизийә ширкитиниң хитайчә, уйғурчә вә тибәтчә аңлитишлирини изчил тосқанлиқини оттуриға қоюп кәлди."

Һенрий шаҗәфиски мәзкур доклатта уйғурлар һәққидә юқириқидин башқа тәпсилий учур берилмигәнликидин әпсуслинидиғанлиқини билдүрди. У мундақ деди: "әлвәттә уйғур ели бәк сәзгүр районларниң бири. Хитайларму бу районни хитай дөләт мәнпәәтиниң негизи дәп сүрәтләватиду. Мәйли қандақла болмисун, америкиға җайлашқан бир тәшкилат бундақ қилмаслиқи керәк иди."

Доклат аптори валтер лоһманниң чүшәндүрүшичә, доклат америка ташқи ишлар министирлиқи елан қилған дунядики дөләтләрниң кишилик һоқуқ әһвали һәққидики доклатқа асасән тәйярланғанлиқи, доклатта уйғур һәққидә учурлар болсиму, мәхсус бөлүм аҗритилмиғачқа өзлири тәйярлиған доклатта уйғурлар һәққидә азрақ тохтилишқа мәҗбур болуп қалған.

"Бундақ қилишимизда әлвәттә қәстәнлик йоқ. Биз өткәндә рабийә қадирни нутуқ сөзләшкә тәклип қилдуқ. Бизму башқиларға охшашла уйғур кишилик һоқуқ вәзийитигә көңүл бөлимиз. Доклатқа биз буларниң һәр бир тәрәплирини киргүзүшкә амалсиз қалдуқ."

Валтер лоһман әпәнди йәнә, уйғур вәзийитигиму йеқиндин диққәт қилип келиватқанлиқини, уйғур кишилик һоқуқ вәзийитиниң йәнила начар икәнликини илгири сүрди.

Мирас фонди җәмийити 1973 - йили қурулған болуп, кишилик әркинлик, әнәниви америка қиммәт қарши җәһәтләрдә тәтқиқат елип баридиған җәмийәттур.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.