Язғучи гүлбәһрәм хошайева: “қәлбимдә пәқәт бовамниң кона түгмини қалди”
2012.05.19
Асасий җәһәттин гүзәл яшлиқ, ишқ-муһәббәт, достлуқ, садиқлиқ, инсанпәрвәрлик қатарлиқ әхлақ мәсилилирини йорутуп, миллий әдәбиятниң мәзмун даирисини йәниму кеңәйтишкә өзлириниң мунасип төһписини қошти.
Шуларниң бири язғучи гүлбәһрәм хошайева 1957-йили алмата вилайитиниң уйғур наһийисигә қарашлиқ ғалҗат йезисида туғулған болуп, алмата шәһиридики чәт тиллар институтини тамамлиғандин кейин, узақ вақит мабәйнидә “коммунизм туғи” йәни һазирқи “уйғур авази”, шундақла “сәнәт” гезитидә ишлиди. 1999 Йилдин буян у әлфараби намидики қазақ миллий университетида инглиз тили муәллими болуп хизмәт қилмақта.
Филологийә пәнлириниң намзати һәм язғучи гүлбәһрәм хошайева “дәрди йоқ дәмсән мени”, “мән сени қиялмаймән” һәм қазақ тилидики “көндимав саған тағдирим” намлиқ һекайиләр топламлириниң апторидур. У радиомиз зияритини қобул қилип, өз иҗадийити һәққидә тохталди.