Хиялни һәқиқәткә айландурған әма яш ‏- руслан

Мейипларға көңүл бөлүш, мейипләрни асраш уйғур хәлқиниң әнәниви әхлақлириниң биридур.
Ихтиярий мухбиримиз өмәрҗан
2012.10.31

Мәлумки, уйғур елидин қалса әң көп уйғур яшайдиған дөләт қазақистан җумһурийитидур. Қазақистандики уйғурларму дуняниң башқа җайлиридики уйғурларға охшаш өзиниң есил әхлақий пәзиләтлири билән башқа қериндашлириға үлгә болуп кәлмәктә.

Биз қиссисини аңлатмақчи болған бу яш қазақистан уйғурлиридин болуп, у күтүлмигән бир қаза билән икки көзидин айрилған болсиму, йәнила һаяттин үмидсизләнмәстин, барлиқ тосқунлуқларни йеңип, өзиниң егилмәс ирадисини испатлиған вә алмата шәһиридә тунҗи мейипләр мәктипини ечип қазақистан вә оттура асияда зор шөһрәт қазанған бир шәхс.

Юқиридики аваз улинишидин, қазақистанда сахавәтчиләрниң ярдими билән өзүрлүкләр мәктипи ачқан, һазир мәккә мукәррәмдә һәҗ қиливатқан уйғур яш руслан ибраһим оғли билән елип барған сөһбитимизни аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.