Истанбулдики шиветсийә тәтқиқат институтида гуннар ярриң намидики қолязмилар вә мәнбәләр тор амбири қурулған
2015.10.26
Мәлум болушичә, истанбулдики шиветсийә тәтқиқат институти өткән йилидин буян шиветсийәдә сақлиниватқан уйғур тилидики қолязмилар вә классик мәнбәләрни топлап, униң рәқәмлик (диҗиталлиқ) тор амбирини қуруп чиққан.
Истанбулдики шиветсийә тәтқиқат институти шиветсийә падишаһлиқ пәнләр академийәси қармиқидики бир илмий тәтқиқат орни. Бу институт шиветсийә падишаһлиқиниң осман султанлиқи заманисидә истанбулға қурған әлчиханисиниң кона қорусидин орун алған.
Игилинишичә, алдинқи бирқанчә йилда бу институт мәшһур түрколог вә уйғуршунас гуннар ярриңниң бир өмүр топлиған китаб-материяллирини өткүзүвалған. Шуниң билән бир вақитта улар йәнә швед миссионерлириниң әйни чағда қәшқәрдики басмиханисида басқан зор түркүмдики уйғурчә китаб-материялларни топлап, уйғур тәтқиқати бойичә мәхсус тор амбири қуруп чиққан.
Мәлум болушичә, уйғур тәтқиқати билән шуғуллинидиған һәрқандақ киши мәзкур институтниң тор бетигә кирип,www.srii.se/Jarring <http://www.srii.se/Jarring> Дегән адрестин бу материялларни көрәләйдикән.