Түркийәдә бир түмән әтрапида хадим хизмитидин бошитилди

Мухбиримиз үмидвар
2016.10.30

Түркийә даирилири 29 - өктәбир күни бир түмәндин артуқ һөкүмәт хизмәтчисини иштин тохтатқанлиқини билдүргән.

Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, һазирғичә иштин тохтитилған һөкүмәт хизмәтчилириниң сани 10миң 131 нәпәргә йәткән болуп, булар 15 - июл күни йүз бәргән сиясий өзгиришни қозғиғучилар билән мунасивәтлик дәп қаралған икән. 15 - Июл вәқәсидин кейин бир қисим һөкүмәт хадимлири, һәрбий саһәдикиләр, маарип вә әдлийә хадимлири үстидин тутқун қилиш елип берилған вә уларниң көп қисми хизмитидин тохтитилған иди.

Түркийә һөкүмити сиясий өзгириш вәқәсидин кейин үч айлиқ җиддий һаләт елан қилип, кейин униң мөһлитини келәр йили 1 - айғичә узатқан иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.