Уйғур районидики ширкәтләр хитай өлкилиридин аталмиш “ихтисаслиқлар” ни қобул қилишқа башлиған

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.03.28

Уйғур аптоном районлуқ даирилири йеқинда хитайниң хубий, гәнсу, сичүән вә хенән өлкилиридики алий мәктәп пүттүргән хитай оқуғучиларни уйғур елигә келип ишқа орунлишишқа җәлп қилиш үчүн, мәхсус өмәк тәшкиллигән.

Хитайниң “тәңритағ тори” ниң хәвиригә қариғанда, “ихтисаслиқлар” дәп атиливатқан бу хитай алий мәктәп оқуғучилири үрүмчи, қәшқәр, ақсу, қомул вә байинғолин аптоном области қатарлиқ вилайәт-областлардики дөләт вә хусусий игиликидики 22 ширкәт вә карханиға қобул қилинидикән. Бу орунлар нефит қурулуши, доригәрлик, електрон қурулуши, машина, йол вә көврүк қурулуши қатарлиқ саһәләргә четилидиған кәспий саһәләрдин тәшкил тапидикән.

Хәвәрдә хизмәт издәватқан бу хитай яшларниң актиплиқ билән хизмәткә тизимлатқанлиқи тилға елинған, шундақла “шинҗаңниң ғайәт зор тәрәққият бошлуқи вә мукәммәл параванлиқ системиси нурғун хизмәт издигүчиләрни қатнишишқа җәлп қилди” дейилгән.

Хитай һөкүмити уйғур елидә 2017-йилидин башлап зор көләмлик тутқунни йолға қоюп, уйғурларниң һәр саһә вә һәр хил яштики йетишкән зиялийлирини лагерларға солиған. Андин уларниң орунлирини толдуруш үчүн хитайниң ичкий өлкилиридин “ихтисаслиқлар” намидики көчмән йөткәш ишлирини һәссиләп ашурған иди. Йеқиндин буян хитай һөкүмити уйғур районини хитайниң енергийә, електир, ашлиқ, деһқанчилиқ вә чарвичилиқ мәһсулатлири вә пахта базисиға айландуруш чақириқини күчәйтип, техиму көп хитай яшлирини уйғур райониға йәрләштүрүшкә, уйғурларниң райондики нопус үстүнлүкини чөкүрүшкә киришкәнлики мәлум болмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.