Хитай һөкүмити хотән вилайити тәвәликидә йеңидин икки наһийә тәсис қилған
2025.01.02
Уйғур аптоном районлуқ хәлқ һөкүмити йеқинда хотән тәвәсидә хеән вә хекаң намлиқ икки наһийә қурулғанлиқини җакарлиған.
Һиндистан “вийон” (дуня бир хәвәр) таратқусиниң 31-декабир елан қилған хәвиригә қариғанда, юқириқи икки наһийә хотән вилайитиниң башқурушида болуп, наһийә дәриҗилик мәмурий бирлик сүпитидә хитай мәркизий һөкүмитиниң тәстиқлишиға еришкән. юлғун йеза базири билән шәһидулла йеза базири мәзкур икки наһийәниң мәмурий мәркизи қилинған.
Хәвәрдә қәйт қилинишичә, аталмиш хеән наһийәси земининиң көп қисмини тәшкил қилған 38 миң кивадрат километир көләмдики земин ақсайчинға тәвә болуп, һиндистан һөкүмити бу земинни хитай қанунсиз игиливалди дәп әйибләп кәлмәктә. Буниңдин 10 күн илгири һиндистан билән хитай вәкиллири 5 йилдин буян тохтап қалған чегра сөһбитини башлиған. Бу икки тәрәпниң 23-қетимлиқ чегра сөһбити һесаблинидикән. Һалбуки, хитай ақсайчинни хеән наһийәсигә тәвә қиливалғандин кейин, һиндистан тәрәп техи буниңға инкас билдүрмигән.
2020-Йил 4-айда хитай армийәси һиндистан чеграсидин өтүп, таҗавузчилиқ һәрикити башлиған болуп, шәрқий ладах районида һиндистан армийәси билән тиркишиш вәзийити пәйда қилғаниди. Мәзкур хәвәрдә дәл шу сәвәбтин хитай билән һиндистанниң чегра сөһбитиниң 5 йил тохтап қалғанлиқи тилға елинған.
Хитай хотән вилайитигә қарашлиқ йеңидин тәсис қилған бу наһийәләрни қурушни һиндистан билән чегра сөһбити қилғандин кейин қарар қилдиму яки һиндистан қошулмай турупла өз алдиға қарар қилдиму, техи наениқ икән. Әмма хәвәрдә тәкитлинишичә, хитайниң қандақтур хеән наһийәсини қуруп, ақсайчинниң бир қисмини өзигә тәвә қиливелиши, һиндистан билән хитай мунасивитини қайта җиддийләштүридикән.