Японийә сиртқа қарита күрәшчи айропилан експорт қилмақчи
2024.03.26
BBC Ниң 26-марттики хәвиридә ейтилишичә, японийә һәрбий даирилири әнглийә вә италийә билән бирликтә тәтқиқ қилип ясап чиққан әң йеңи күрәшчи айропиланларни японийә билән мудапиә һәмкарлиқи келишими имзалиған башқа дөләтләргә сетишқа иҗазәт алған. японийә парламенти бу хил қорал експортини мақуллиған болуп, бу японийәниң тинчлиқ қанунидики һалитиниң өзгириши һесаблинидикән.
Хәвәрдә ейтилишичә, иккинчи дуня урушидин кейин японийә асасий қанунида японийәниң урушқа арилишиши мәни қилинған. Әмма йеқиндин буян хитай вә шималий корейәдин келиватқан һәрбий тәһдитләр ешип меңиватқанлиқи үчүн, японийә парламенти 2027-йилиға барғанда һәрбий хираҗәтни бир қатлашни тәләп қилишқа башлиған. Нөвәттики күрәшчи айропилан експортиға иҗазәт беришму бу хил йүзлинишниң бир муһим мәзмуни икән.
Мәлум болушичә, бу йеңи күрәшчи айропиланлар 2035-йили учидиған болуп, японийә баш вәзири фумио кишида (Fumio Kishida) ниң апрел ейидики америка сәпири һарписида бу иҗазәт тәстиқланған. У бу һәқтә сөз қилип “һәрбий айропиланларни үчинчи бир дөләткә експорт қилиш японийәниң хәлқара мудапиә системисидики ишәнчлик дәриҗисини сақлишида муһим вә зөрүр” дегән.