ахирида йәнә силәр уйғур һазирқи заман әдәбиятиниң намайәндилиридин бири мәрһум зия сәмәдиниң1930-йиллиридики миллий азадлиқ һәрикәт тарихиға беғишлиған тарихий әслимә характерлиқ романи " йиллар сири" да баян қилинған тарихий вәқәләрниң давами билән тонушисиләр.
миллий армийә капитани зилалидин сабирофниң баянлири
(үмидвар)
һазир бишкәктә яшаватқан 87 яшлиқ сабиқ миллий армийә капитани зилалидин сабироф өткән программимизда өзиниң миллий инқилабқа қатнишиш вә миллий армийә сепидики паалийәтлири һәққидә сөзләп бәргән иди. у баянлирини давамлаштуруп, өзиниң 1946-йили тинчлиқ битим имзаланғандин кейин миллий армийә қоманданлиқ шитабида ишлигәнликини һәм кейинки паалийәтлири вә тәсиратлири һәққидә тохталди.
түркийидики уйғур тарихи тәтқиқатиниң әһвали
(әркин тарим)
түркийә уйғур тарихий тәтқиқати бир қәдәр тәрәққи қилған һәм мол нәтиҗиләр қолға кәлгән мәмликәттур.
бурунқи вақитларда түркийә тарихчилири асаслиқи уйғурларниң қәдимки заман тарихи һәққидә көпрәк издәнгән болса, йеқинқи йиллардин буян йеқинқи вә һазирқи заман тарихи үстидиму издинишкә киришкән. буларниң ичидә 30-40-йиллардики уйғур тарихи тәтқиқати гәвдиликтур.
зия сәмәдиниң "йиллар сири" (4)
(үмидвар)
мәрһум язғучи зия сәмәдиниң "йиллар сири" мавзулуқ романиниң бу қисмида хоҗа нияз һаҗим өлкигә муавин рәис болуп кәткәндин кейин, генерал маһмут муһитиниң қәшқәрдики паалийәтлири, униң идийиси вә башқа бир қатар тарихий вәқәләр һәмдә илида елип берилған маарип һәрикити қатарлиқлар баян қилиниду.