“51 чиләр” ниң уйғуристан җумһурийити қуруш тәлипиниң бәрбат болуши (1)

Мухбиримиз үмидвар
2019.10.03
ziya-semedi-1.jpg Зия сәмәди (биринчи қатар оңда). Үрүмчи, 1950-йили.
RFA/Oyghan

Бу йил 10-айниң 1-күни хитай хәлқ җумһурийитиниң қурулғанлиқиға, шуниңдәк хитай һөкүмитиниң шинҗаңни тинчлиқ билән азад қилдуқ дәп җакарлиғанлиқиға 70 йил тошқан күндур. Хитай һөкүмити өзиниң 70 йиллиқ тойини әң дағдуғилиқ вә әң зор һәрбий парат билән қарши елипла қалмастин бәлки хитай компартийәсиниң шинҗаңни тинчлиқ билән азад қилған бу 70 йил ичидә уйғур қатарлиқ милләтләрни бәхтияр һаятқа ериштүргәнлики, уйғурларниң сиясий, дини, миллий, мәдәнийәт һоқуқлирини юқири дәриҗидә капаләткә игә қилғанлиқини тәшвиқ қилмақта. Әпсуски, хитайниң мәзкур 70 йиллиқ дөләт тойи уйғур диярида милйонлиған уйғурларниң қайта тәрбийәләш лагерлириға солинип, миллий, диний вә мәдәнийәт кимликлиридин тандуруштәк меңә ююшқа, уйғурларниң өз тилида маарип тәрбийәси елиши чәклинип, миңлиған уйғур зиялийлири, профессор, докторлири, сәнәткарлири, дини әрбаблири, әдиблири вә сода-санаәтчилири лагерларға һәм түрмиләргә ташлинишқа учриған пәйткә тоғра кәлди. Шундақ болушиға қаримай, хитай һөкүмити өзлириниң 1949-йили шинҗаңни тинчлиқ билән азад қилғандин буян уйғур дияридики түрлүк хизмәтлиридә, җүмлидин миллий сияситидә 70 йил ичидә зор мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүргәнликини мәдһийәлимәктә. Лекин, хитай компартийәси һәқиқәтән, шинҗаңни, йәни уйғурлар диярини тинчлиқ билән азад қилғанму? әлвәттә, бу һәқтә хитай һөкүмитиниң әкси көз қарашлар бурунму болған вә һазирму мәвҗут болмақта. Қазақистандики уйғур тарихчиси қәһриман ғоҗамбәрди хитай компартийәси уйғурларни диярини азад қилған әмәс, бәлки ишғал қилған дәп қарайду.

Һәқиқәтән, 1944-йили башланған миллий азадлиқ инқилаби һәрикәтниң, шуниңдәк 1944-йили, 12-ноябир күни ғулҗида қурулған мустәқил шәрқий түркистан җумһурийитиниң сиясий-һәрбий рәһбәрлири әхмәтҗан қасими, исһақбек муноноф, дәлилқан сугурбайеф, абдукерим аббасоф қатарлиқлар 1949-йили, 8-айда айропилан қазасиға учриғандин кейин, 1949-йили, 10-айниң ахирлирида хитай хәлқ азадлиқ армийәси совет иттипақиниң қоллиши вә айропилан әвәтип ярдәм бериши билән уйғур диярини игилиди. Тарихий мәнбәләр бойичә хитай компартийәсиниң 120 миң әтрапида қошуни уйғур диярини игилиди вә совет иттипақиниң қоллиши билән миллий армийәни 5-корпусқа өзгәртти. Қирғизистанда яшайдиған сабиқ миллий армийә офитсери, 1948-1949-йиллири савән полки тәркибидә манас дәряси бойида турған 91 яшлиқ абдурешит сәлимоф әпәндиниң әслишичә, хитай компартийәси уйғурлар диярини бесип алғандин кейин 1954-йилиға кәлгәндә 5-корпусни, йәни миллий армийәни пүтүнләй әмәлдин қалдурувәтти.

Әйни вақитта, шәрқий түркистан миллий азадлиқ инқилабиға қатнашқан офитсерлар, кадирлар вә зиялийлар арисида хитай компартийәси миллий мәсилини һәл қилишта совет иттипақиниң йолида маңиду, мав зедоң чоқум ситалинниң йолида меңип, уйғурларға һечболмиғанда худди совет иттипақидикидәк бир иттипақдаш җумһурийәт һоқуқи бериши мумкин дәп қариғаниди. Тарихчи қәһриман ғоҗамбәрдиниң ейтишичә, чүнки, улар хитай компартийәсиниң 1947-йилиғичә болған арилиқта милләтләрниң өз тәқдирини өзлири бәлгиләш һоқуқини етирап қилидиғанлиқини, хитайда федератсийәлик һакимийәт қурулидиғанлиқини җакарлап кәлгәнликидин хәвәрдар иди.

Һәқиқәтән, 1950-йили, хитай компартийәси миллий мәсилини һәл қилидиғанлиқини җакарлап, 1951-йили, хитай мәркизий һөкүмити вә ғәрбий шимал мәмурий мәһкимә миллий ишлар комитети мәхсус уйғур дияриға “миллий территорийәлик аптономийәни йолға қоюш низами( дәсләпки лайиһә)” ни әвәтип, миллий территорийәлик аптономийәни йолға қоюш һәққидики пикир-тәклипләрни йоллашни тәләп қилди. Сабиқ шәрқий түркистан җумһурийити кадирлиридин сәйдулла сәйпуллайефниң риясәтчиликидә қәюмбәг ғоҗа, осман зиям қатарлиқ 50 дин артуқ адәм 1951-йили 3-айда ғулҗида йиғилип йиғин ечип, мәхсус уйғуристан җумһурийити қурушқа аит 12 маддилиқ пикир лайиһәсини тәйярлиди. Әйни вақиттики миллий инқилабқа қатнашқан тарихий шәхс әнвәрхан бабаниң әслимисидә қәйт қилинишичә, бу йиғин “51 чиләр йиғини” вә, йиғин хатириси “51 чиләр мәҗлиси хатириси” дәп аталған.

Сәйпидин әзиз өзиниң “өмүр дастани” намлиқ әслимисиниң елан қилинмиған 3-томида қәйт қилишичә, у мәзкур йиғин хатириси, йәни уйғуристан җумһурийити қурушқа аит 12 маддилиқ тәклип-пикирни тапшурувалғандин кейин буни әйни вақиттики хитай компартийәсиниң шинҗаң шөбә биюроси секретари ваң җенға мәлум қилған. Ваң җен ғулҗидики мәзкур сабиқ миллий армийә командирлири, рәһбирий кадир вә зиялийларниң уйғуристан аптоном җумһурийити қурушни тәләп қилишидин наһайити ғәзәпләнгән.

Қазақистандики уйғур тарихчиси, “уйғурларниң қәдимдин һазирғичә миллий сиясий тарихи” намлиқ әсәрниң аптори қәһриман ғоҗамбәрдиниң ейтишичә, бу йиғинға әйни вақитта илида туридиған сабиқ шәрқий түркистан җумһурийитидә хизмәт өтигән көп сандики муһим шәхсләрниң көпи қатнишип, хитайға өзлириниң миллий һоқуқ тәлипини ениқ оттуриға қоюп, мәзкур тәклип-пикиргә имза қойған.

“51 чиләр” ниң уйғуристан җумһурийити қурушқа аит 12 маддилиқ тәлипини өзи тапшуруп алған вә һөҗҗәтниң мәзмунидин толуқ хәвәрдар әнвәрхан бабаниң йезишичә, мәзкур 12 маддилиқ пикирләр ичидики асаслиқи төвәндикидәк мәзмунлардин тәркиб тапқан:

“коммунистик партийә рәһбәрликидики җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң бир аптоном республикиси болиду.

Аптоном һөкүмити мәркәз җакарлиған қанунларға асасән өз қанунлирини түзүп чиқиши керәк. У қанунни пүтүн аптоном республика даирисидә иҗра қилиши керәк

Аптоном республика земини ичидики хәлқ азадлиқ армийәси асасий җәһәттин йәрлик хәлқниң пәрзәнтлирини асас қилған болуши керәк, аптоном республика даириси ичидә йәрлик хәлқтин аманлиқ сақлаш қошунлири тәшкилләш керәк.

Миллий аптоном районниң намида шинҗаңдики аһалиниң мутләқ көп санини тәшкил қилидиған, шуниңдәк шинҗаңда әслидин бар болған йәрлик хәлқ уйғур миллитиниң намини асас қилиш, йәни җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң уйғуристан республикиси дәп аташ керәк. Уйғур миллитидикиләрдин башқа қалған милләтләрму мушу намға қошулди.” вә башқилар

Миллий азадлиқ инқилабқа қатнашқан моңғул зиялийси герша өзиниң “тарихниң садаси” намлиқ әслимисидиму ғулҗида оттуриға қоюлған уйғуристан җумһурийити қурушқа аит пикирләр һәққидә тохтилип, бу тәләпләрниң асаслиқи мәзмунини көрситиду. Гершаниң йезишичә, буниң асаслиқ мәзмуни төвәндикиләрдин ибарәттур. 1. Шинҗаңда уйғуристан җумһурийити қуруш. 2. Хитай хәлқ җумһурийитиниң дөләт герби астиға уйғуристан җумһурийитиниң гербини қоюш. 3. Җуңго хәлқ азадлиқ армийәси тағ-даванларни ешип, шинҗаңни азад қилип җапа чәкти, әмди ичкиригә қайтип дәп алсун, шинҗаңниң аманлиқиға миллий армийә мәсул уйғуристан җумһурийитиниң мәсул болсун. 4. Бирләшкән дөләтләр тәшкилатида җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң толуқ һоқуқлуқ вәкилиниң қармиқида уйғуристан җумһурийитиниң көзәткүчиси турсун вә башқилардин ибарәт.

Мундақ уйғуристан җумһурийити қурушқа аит пикирләр пәқәт ғулҗидила әмәс, бәлки қәшқәр, үрүмчи вә башқа җайлардики зиялийлар вә кадирлар тәрипидинму музакирә қилинип оттуриға қоюлған болуп, хитай һакимийити буниңдин әндишә қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.