“51 чиләр” ниң уйғуристан җумһурийити қуруш тәлипиниң арқисидики сәйпидин әзиз лайиһәсиниң бәрбат болуши
2019.10.10
1944-1949-Йиллиридики шәрқий түркистан миллий азадлиқ инқилабиға қатнашқан ғулҗидики “51 зиялий” ниң 1951-йили, 4-март күни ачқан уйғуристан җумһурийити қуруш мәсилиси һәққидики йиғининиң арқа көрүнүши тасадипий әмәс иди.
1949-Йили, 12-айғичә хитай компартийәси 1944-йили, 12-ноябир күни қурулған шәрқий түркистан һөкүмитини толуқ ахирлаштуруп, униң йешил дөләт байриқини бикар қилип, миллий армийәсини өзгәртип болғандин кейин уйғур дияриниң сиясий һоқуқ салаһийити қандақ болидиғанлиқи һәққидә шәрқий түркистан җумһурийити қурған миллий азадлиқ инқилаб қатнашқучилири, рәһбирий кадирлар вә миллий армийә офитсерлири арисида һәр хил қарашлар изчил давамлашти. Гәрчә, хитай компартийәси һөкүмити хитайда миллий территорийәлик аптономийәни йолға қойидиғанлиқини җакарлиған һәм уни өзиниң “ортақ программиси” ға киргүзгән болсиму, бирақ уйғур дияридики миллий азадлиқ инқилаб қатнашқучилири, зиялийлар арисида хитай компартийәси өзиниң узундин буян тәкитләп кәлгән милләтләрниң өз тәқдирини өзлири бәлгиләш һоқуқини етирап қилиш һәм федератсийәлик система қуруш шоари бойичә милләтләргә совет иттипақи модели бойичә иттипақдаш яки аптоном җумһурийәт һоқуқи бериши керәк дәп қарайдиғанларму бар иди. Сәйпидин әзиз өзиниң нәшр қилинмиған “өмүр дастани” ниң 3-томида 1950-1951-йиллири дәл бу мәсилидә, йәни миллий аптономийә мәсилиси һәққидә музакириләр вә муназириләр болғанлиқи, өзи вә башқиларниң хитай компартийәсиниң ашу бурунқи шоарлирини оттуриға қоюп, федератсийә сиясити миллий аптономийә мәсилисини һәл қилишни оттуриға қойғанлиқи, әмма буниңға дең личүн қатарлиқларниң қарши чиқип, җуңго компартийәсиниң илгирики бу сиясий тәшәббусиниң әмәлдин қалғанлиқини чүшәндүрүп, шинҗаңда иттипақдаш, яки аптоном җумһурийәт қуруш пикиригә қаттиқ қарши чиққанлиқини әскәртиду.
Хитай компартийәсиниң ғәрбий шимал бюроси 1951-йилиниң башлирида “шинҗаңда миллий территорийәлик аптономийә” ни йолға қоюш һәққидики пикир-тәклипләрни тәйярлаш доклати тәләп қилған болуп, бу әнә шу җумһурийәтлик аптономийә, йәни уйғуристан җумһурийити тәлипиниң рәсмий шәкилдә оттуриға қоюлуп, хитай һөкүмитигә сунулушиға асас болғаниди.
1947-1949-Йили ғулҗидики “инқилабий шәрқий түркистан” гезити вә 1950-1954-йиллири “или гезити” ишлигән, һазир алмута яшаватқан 92 яшлиқ тарихий шаһит мунир йерзин әпәндиниң ейтишичә, у “51 чиләр йиғини” дәп аталған йиғинниң мәзмунидин әйни вақитта хәвәрдар болуп, уларниң оттуриға қойған “уйғуристан җумһурийити қуруш” қа охшаш тәләплири шәрқий түркистан инқилабиға қатнашқанларниң ортақ тәлипи иди.
Униң ейтишичә, чүнки, бир қисим зиялийлар вә рәһбирий кадирлар хитай компартийәсиниң илгири федератсийә түзүми йолға қойидиғанлиқи, милләтләрниң өз тәқдирини өзлири бәлгиләш һоқуқини етирап қилидиғанлиқини изчил җакарлап кәлгәнликини билгәнлики үчүн шинҗаңға совет иттипақидикигә охшаш җумһурийәтлик аптономийә һоқуқи берилиши керәк, миллий территорийәлик аптономийә һоқуқи төвән дәриҗилик һоқуқтур дәп қарайтти.
Америкадики водров вилсон мәркизи елан қилған совет иттипақиниң 1957-1958-йиллиридики уйғур диярида елип берилған йәрлик милләтчиликкә зәрбә бериш һәрикитигә аит архип һөҗҗәтлири ичидики абдулла закирофниң 1958-йили 21-июн күни ғулҗидики совет иттипақи консули йе. И малуноф билән өткүзгән сөһбитигә аит мәхпий доклатта қәйт қилинишичә, әйни вақитта хитай компартийәсиниң миллий аптономийә сиясити бойичә миллий районларға миллий территорийәлик аптономийә һоқуқи бериш түзүми йолға қоюш қарариға шинҗаңдики миллий рәһбирий кадирлар қошулмиған болуп, улар өзлириниң бурунқи көз қарашлирида, йәни шинҗаңда уйғур җумһурийити қуруш көз қаришида чиң турған.
Мәзкур совет мәхпий архипидин ашкарилинишичә, сәйпидин әзиз өзиму миллий аптономийә мәсилисигә аит бир лайиһә тәйярлиған болуп, мәзкур лайиһәдә шинҗаңда уйғуристан қуруш көрситилгән. Сәйдулла сәйпуллайеф сәйпидин әзизниң көрсәтмиси бойичә, ғулҗида 51 зиялий қатнашқан, мәзкур лайиһәни музакирә қилиш йиғиниға риясәтчилик қилған. Сәйпидин әзиз йәнә 5-корпусниң ратсийәси арқилиқ қәшқәрдики 13-девизийә командири муһәммәдимин иминофниң қәшқәрдиму шундақ йиғин ечишиға тәклип бәргән. Демәк, қәшқәрдиму бу хил мәзмундики йиғин ечилған болуп, худди 1951-йили, 3-айниң 4-күни ғулҗида чақирилған 51 зиялийниң уйғуристан аптоном җумһурийити қуруш тәләп лаһийәсигә охшаш пикир қәшқәрдиму оттуриға чиққан. Бундақ пикир үрүмчидиму болғанлиқи қәйт қилиниду.
Ғулҗидики йиғинға сабиқ шәрқий түркистан җумһурийитиниң рәһбирий кадирлиридин сәйпуллайеф, қәюмбәг ғоҗа, осман зиям, ясин худабәрди, һәтта миллий армийә, йәни 5-корпус командири фатий лескин вә башқа 51 адәм қатнашқаниди.
Ғулҗида ечилған мәзкур “51 чиләр” мәҗлисиниң әһвали вә уйғуристан җумһурийити қуруш һәққидики қарари ваң җин қатарлиқ хитай коммунист рәһбәрлиригә вә мәркәзгә мәлум болғандин кейин, улар наһайити ғәзәплинип, 1951-йили, 13-19-апрел күнлири хитай компартийәси шинҗаң шөбә бюроси үрүмчидә миллий сиясий җәһәттики идийәни бирликкә кәлтүрүшни мәқсәт қилған кеңәйтилгән йиғин чақирди. Бу йиғинға 225 нәпәр кадир қатнаштурулған болуп, буниң 120 нәпири аз санлиқ милләт, йәни хитай әмәс милләт кадирлири иди.
Йиғинда хитай компартийәси шинҗаң шөбә бюросиниң секретари ваң җин қатарлиқлар “51 чиләр” ниң уйғуристан җумһурийити қуруш тәлипини “хата” дәп қаттиқ әйиблиди. Йиғинға қатнашқан моңғул вәкили гершаниң “тарихниң садаси” намлиқ әслимисидә қәйт қилинишичә, һәтта ваң җин “51 чиләр” йиғиниға риясәтчилик қилған сәйдулла сәйпуллайефни мәзкур кеңәйтилгән йиғинда әң қопал сөзләр билән әйиблигән, шуниңдәк “51 чиләр” йиғиниға қатнашқан 5-корпус, йәни миллий армийә қомандани фатий лескинниму һаятиға тәһдит салидиған сөзләр билән сөккән. Гәрчә, йиғинда уйғуристан җумһурийити қуруш тәлипи қаттиқ әйибләнгән вә хата қараш дәп бекитилгән болсиму, әмма әйни вақитта бу пикирни оттуриға қойған һечким қаттиқ җазаланмиди. Әксичә, уларни қәдәмму-қәдәм җазалаш уссули қоллинилди.
Қазақистандики тарихчи, “уйғурларниң қәдимдин һазирғичә миллий сиясий тарихи” намлиқ китабниң аптори қәһриман ғоҗамбәрди хитай компартийәсиниң бу тәләпни оттуриға қойғучиларға қарита әйни вақитта қаттиқ бастуруш елип бармаслиқидики сәвәб һәққидә тохтилип, буниң әйни вақитта хитайниң техи уйғур диярида муқим вәзийәт яритип болалмиғанлиқини көрсәтти. Униң ейтишичә, бу вақитта миллий армийә 5-корпус намида техи мәвҗут болуп, хитайлар техи уйғур диярини қаплап болалмиған, хитайларниң нопуси 6% әтрапида иди. Қаттиқ бастуруш елип барса бәлки зор қаршилиқлар вә миллий армийәниң қозғилаңлири келип чиқиши мумкин иди.
Хитай һөкүмити ахири, федератсийә түзүм шоарлирини үзүл-кесил бикар қилип, 1955-йили, 10-айда уйғурларға уйғуристан җумһурийитиму әмәс, яки уйғуристан аптоном һөкүмитиму әмәс, бәлки “шинҗаң” сөзини баш орунға қойған “шинҗаң уйғур аптоном райони” намидики өлкә дәриҗилик аптономийә һоқуқи бәрди. Сәйпидин әзиз шу аптоном районниң рәиси болди. Шундақ қилип, хитай илгири-кейин уйғур, моңғул, туңган тибәт, җуаң қатарлиқ 5 милләткә аптоном район нами билән аптономийә һоқуқи бәргәнликини җакарлиди.
Қәһриман ғоҗамбәрдиниң қаришичә, аптоном район наһайити төвән дәриҗилик бир һоқуқ болуп, өзлирини марксизмчи, ленинизимчи дәп ативалған хитай компартийәси совет иттипақиниң, йәни ленин, сталинларниң җумһурийәтлик аптономийә принсиплирини қолланмастин, бәлки совет иттипақидики аптономийәлик һоқуқ түзүмидики нопуси әң аз милләтләргә берилидиған дәриҗиси әң төвән бир хил һоқуқни уйғур вә башқа милләтләргә йүргүзди.
Әмма, сабиқ шәрқий түркистан җумһурийити қурушқа вә рәһбәрлик қилишқа қатнашқан рәһбирий кадирлар, зиялийларниң җумһурийәт арзуси һечқачан тохтап қалмиди. Шуниңдәк хитай компартийәсиниң уларни қаттиқ җазалишиму ахири 1957-1959-йиллири “йәрлик милләтчиликкә зәрбә бериш һәрикити” арқилиқ әмәлгә ашурулди.
Сәйпидин әзиз өз әслимисиниң 3-томида баян қилишичә, 1957-1959-йиллири елип берилған “йәрлик милләтчиликкә зәрбә бериш һәрикити” әнә шу 1951-йилидики “51 чиләр” гә зәрбә бериштин башланған, йәни мәзкур һәрикәтниң нишани уйғуристан җумһурийити қуруш, шәрқий түркистан қуруш вә яки иттипақдаш җумһурийәт һоқуқи тәләп қилғанларни бир тәрәп қилиштин ибарәт иди.
1957-1959-Йиллири елип берилған “йәрлик милләтчиликкә қарши туруш” күришидә “51 чиләр” йиғиниға қатнашқанларниң көпи, җүмлидин сабиқ шәрқий түркистан инқилабиниң рәһбирий кадирлиридин абдуреһим әйса, ибраһим турди, зия сәмәди, абдуреһим сәиди вә башқилар, “уйғуристан җумһурийити”, “шәрқий түркистан” қуруш идийәсигә игә дәп атилип “йәрлик милләтчи” сүпитидә қаттиқ җазаланди. Шу қетимда йәнә сәйдулла сәйпуллайеф, әсһәт исһақоф, турсун исраил, муһәммәдимин иминоф вә башқа рәһбирий кадирларму тәнқид астиға елинди. Пүтүн уйғур дияри бойичә 1600 дин артуқ кишигә “йәрлик милләтчи” қалпиқи кийдүрүлүп җазаланди. Сабиқ шәрқий түркистан инқилабиниң рәһбирий кадирлириниң бир қисми вә “51 чиләр” ниң бир қисми 1955-1962-йиллири совет иттипақиға кетип шу йәрдә яшиди, бир қисми аталмиш мәдәнийәт инқилабида өлди вә азабларни чәкти.