Абдурешит сәлимоф: һаят мусапәмдики әң бәхтлик күнләр шәрқий түркистан җумһурийити дәвридә өткән (1)

Мухбиримиз үмидвар
2019.10.24
milliy-armiye-herbi-mektep-1949.jpg Миллий армийә тәркибидики һәрбий мәктәп 3-нөвәтлик пиядиләр бөлүми оқуғучи-офитсерлири. 1949-Йили, 4-апрел.
RFA/Umidwar

Сабиқ шәрқий түркистан армийәси офитсери абдурешит сәлимофниң һаят хатириси: инқилаб қойниға қошулуш

Уйғур хәлқиниң 20-әсирдә мурәккәп сиясий мусапилири, миллий азадлиқ инқилаб долқунлирини бешидин өткүзгән, болупму 1945-йили, 8-апрел күни қурулған шәрқий түркистан миллий армийәсиниң офитсер-җәңчилири арисида һазир һаят яшаватқанлар наһайити санақлиқла қалди. 1955-1962-Йиллири арисида өз вәтинини тәрк етип, совет иттипақиға көчүп кетип, қазақистан, қирғизистан, өзбекистан қатарлиқ оттура асия җумһурийәтлиригә орунлишип қалған миңлиған сабиқ шәрқий түркистан җумһурийити миллий армийәсиниң җәңчи вә офитсерлири, мәмурий кадирлири, мәдәний-маарип саһәсидә хизмәт қилғанлар арисида һазир бишкәктә һаят яшаватқанлар пәқәт бирқанчила адәмдур. Әнә шуларниң бири шәрқий түркистан миллий армийәсиниң ахирқи офитсерлиридин бири абдурешит сәлимофтур. Абдурешит сәлимоф 1929-йили, қәшқәр қоғанда туғулған, 1931-йили, ата-аниси билән биргә муздаван арқилиқ ғулҗиға чиқип, ғулҗида йәрлишип қалған. У ғулҗида өсүп йетилип, 1948-йили миллий армийәгә әскәр болған вә таки 1954-йилиғичә миллий армийә, йәни 5-корпусниң муһәммәд иминоф командирлиқидики 13-девизийәси тәркибидә ишлигән. У миллий армийәниң теббий хадими иди. У, 1954-йили, һәрбий сәптин бошиғандин кейин үрүмчидики шинҗаң теббий институтида оқуған. 1959-Йили, “милләтчилик” вә “оңчиллиқ” билән әйибләнгәндин кейин аилиси билән биргә совет иттипақиға көчүп кетип, қирғизистанниң фрунзе, йәни һазирқи бишкәк шәһиригә йәрлишип қелип, һаятини шу йәрдә өткүзди.

Бу йил өзиниң 90 йиллиқи һаяти мусаписини хатириләватқан абдурешит сәлимоф әпәнди зияритимизни қобул қилип, өз һаят мусаписини әслигинидә өзиниң 90 яшлиқ һаятидики әң пәхирлик, әң бәхтлик вә әң шәрәплик мәзгилиниң 1944-йили 12-ноябир күни ғулҗида мустәқил шәрқий түркистан җумһурийити қурулуп, өзиниң ашу мустәқил, әркин һаяттин бәһримән болғанлиқи вә мәзкур җумһурийәтниң миллий армийәсиниң офитсери болған һәрбий һаяти икәнликини алаһидә тәкитлиди. Абдурешит әпәнди 1944-йили, 7-ноябир күни ғулҗа қозғилиңи партлап, шәрқий түркистан һөкүмити қурулғанда 15 яшта болуп, у ғулҗидики гимназийә оқуғучиси иди. У, йешиниң кичик болушиға қаримай, бу инқилабқа актип қатнашқан. Чүнки униң аилисиниң турмуши наһайити қийин болуп, у дадиси, бир сиңлиси вә һәдисидин балдурла айрилип қалған, у бир яқтин мәктәптә оқуп, бир яқтин дадисиға ярдәмлишип аилисини қамдиған. Әйни вақитта хитай гоминдаң һөкүмранлири әшәддий чоң милләтчилик сиясити йүргүзгән болуп, бу хил зораван сиясәт һәтта мәктәпләргичә сиңгән. Абдурешит сәлимоф илгири әрк телевизийәсигә өз һаят мусаписи һәққидә баян қилғанда бу нуқтиларни тәкитлигәниди.

Әнә шу вақитларда, йәни 1943-1944-йиллири ғулҗида мәхпий тәшкилатлар қурулуп, қаршилиқлар вә түрлүк тәшвиқат варақлири тарқилишқа башлап, хитайларниң мустәбит сиясити әйибләнгән һәмдә хәлқни қозғилишқа чақирилғаниди. Болупму ташкәнттә нәшр қилинған “шәрқ һәқиқити” журнилиниң тәшвиқат күчи зор болди

Тарихий мәнбәләрдә қәйт қилинишичә, 1944-йили, 4-айларда ғулҗида әлихан төрә қатарлиқлар башчилиқидики 12 кишиниң ядролуқида “азадлиқ” тәшкилати қурулуп, тәшвиқатлар күчәйтилгән һәмдә 9-айда нилқа тағлирида қораллиқ қозғилаң партлиғаниди.

1944-Йили, 7-ноябир күни ғулҗида қозғилаң партлап, 12-ноябир күни шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмити қурулуп, қисқиғинә үч ай ичидә пүтүн или вилайитини хитай гоминдаң армийәсидин тазилиди вә 1945-йили, 8-апрел күни барлиқ партизан әтрәтлирини тәртипкә селип, мунтизимлаштуруп, шәрқий түркистан миллий армийәсини қуруп чиқти, барлиқ һөкүмәт аппаратлирини қуруп, ишқа кириштүрди шуниңдәк үч фронт бойичә җәң қилип, пүтүн или, тарбағатай вә алтай вилайәтлирини азад қилди. 1945-Йили, 10-айдин башлап тохтап қалған барлиқ мәктәпләр қайтидин ечилғанда абдурешит сәлимоф миллий армийәгә қишлиқ, язлиқ кийим-кечәк вә башқиларни тикип ярдәм көрситиш хизмитини ахирлаштуруп, қайтидин ғулҗа гимназийәсидики оқушини давамлаштурди, 1948-йили, гимназийәни пүттүргәндин кейин, миллий армийәгә қатнишип, миллий армийәниң теббий хадими болуш үчүн һәрбий теббий хадимларни тәрбийәләш курсида оқуди.

Шәрқий түркистан һөкүмити әйни вақитта хәлқниң сәһийә ишлириға алаһидә көңүл бөлүп, ғулҗида теббий мәктәп, йәни филдиширларни тәрбийәләш мәктипи вә башқа теббий курсларни ечип, теббий хадимларни тәрбийәлигән шуниңдәк ғулҗа вә башқа җайларда дохтурханиларни, давалаш орунлирини қурғаниди. Шәрқий түркистан миллий армийәси баш һәрбий госпиталиму мәхсус һәрбий теббий хадимлар вә сестраларни тәрбийәләш курслирини ачқан болуп, буниңда махмут розибақийеф, ниғмәт инһамҗаноф, шамил, һаким җаппар қатарлиқ дохтурлар зор төһпә қошқаниди.

Абдурешит әпәнди, 1948-йилиниң бешида теббий курсни пүттүргәндин кейин шәрқий түркистан миллий армийәсиниң манас алдинқи сепидә туруватқан савән полкиға тәқсим қилинип, миллий армийәниң теббий хизмәтлири билән шуғулланди.

Шуни әскәртиш мумкинки, 1946-йили, 6-айда шәрқий түркистан җумһурийити билән хитай гоминдаң мәркизи һөкүмити арисида 11 маддилиқ тинчлиқ битими имзалиниши мунасивити билән миллий армийә әслидики 40 миң адәмдин 12 миңға вә 6 полк, бир дивизийонға қисқартилғаниди. Әмма, 1947-йили, 2-айдин башлап, хитай тәрәпниң битимни бузуп, өз тинчлиқ вәдилиригә хилаплиқ қилиши һәрикәтлири нәтиҗисидә қайтидин икки тәрәп вәзийити җиддийлишип, шәрқий түркистан һөкүмити йәнила өз қошунлирини көпәйтип, манас дәряси бойидики бурунқи аборонлириға қайтип кәлди. Оттура йөнилиштики қошунлар күчәйтилди. Абдурешит сәлимоф әнә шу оттура йөнилиш қисимлири тәркибидә болғаниди. ( Давами бар)..

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.