Абдурешит сәлимоф: һаят мусапәмдики әң бәхтлик күнләр шәрқий түркистан җумһурийити дәвридә өткән (2)
2019.10.31
Сабиқ шәрқий түркистан армийәси офитсери абдурешит сәлимофниң һаят хатириси: миллий армийә офитсеридин мусапирлиқ сәпиригичә
Бу йил, 1944-йили 12-ноябир күни ғулҗида қурулған шәрқий түркистан җумһурийитигә 75 йил тошти. Нөвәттә, бу инқилабқа вә җумһурийәтниң миллий армийәсигә қатнашқанларниң сани наһайити аз қалған болуп, әнә шуларниң бири, қирғизистанниң бишкәк шәһиридә яшаватқан 90 яшлиқ сабиқ миллий армийә җәңчиси абдурешит сәлимофтур. Абдурешит сәлимоф өзиниң 1944-1949-йиллиридики миллий азадлиқ инқилабқа қатнишиш җәрянлири вә кейинки һаят мусапилирини әслиди. Униң әслишичә, у 1948-йили, миллий армийә һәрбий дохтурханисидики һәрбий теббий хадимларни тәрбийәләш курсини ахирлаштуруп, 23-июл күн миллий армийәниң җәңчиси сүпитидә миллий армийәниң мәркизи фронтидики, йәни манас дәряси бойидики савән полкиға әвәтилиду. Бу чағда, бу полкниң командири сопахун иди. У, полкта санинструктор болуп ишлигән вә савән вә кейин кәңсай полкиниң оптикисини башқурған.
Полкқа башта сопахун совуроф, кейин хәмит әлийоф командир болған болуп полкта татарлардин көпрәк офитсер болған, чүнки улар саватлиқ иди, полк катипи сайиманахун ибраһим иди.
1949-Йили, уларниң газармиси үрүмчи билән ғулҗа оттурисидики таш йол бойиға йеқин җайда болди. Әйни вақитта савән полкида 1 миң 500 дин артуқ адәм бар болуп, савән полкиниң санчасти, йәни теббий бөлүминиң башлиқи туңган йәншиноф йәнпуши исимлик киши иди. Абдурешит сәлимоф униң қол астида ишлиди. Полк штаби алавусунниң топлу дегән җайида болди.
Полк манас дәрясиға йеқин 5-6 километир нерида турғаниди. Бу полк билән биргә манас дәряси бойини мудапиә қилған қошун ичидә йәнсихәйдә турушлуқ 2-азад нишанлиқ полкиму бар иди. 1949-Йили, 11-айда бу полк қисқартилип, азрақ қисми үрүмчигә әвәтилип қалғанлири тарқитиветилди.
Шуни әскәртиш керәкки, 1946-йили, 6-айда шәрқий түркистан җумһурийити билән хитай гоминдаң мәркизи һөкүмити арисида 11 маддилиқ тинчлиқ битими имзалиниши мунасивити билән миллий армийә әслидики 30 миң адәмдин 12 миңға, йәни 6 полк, бир девизийонға қисқартилғаниди. Әмма, 1947-йили, 2-айдин башлап, хитай тәрәпниң битимни бузуп, өз тинчлиқ вәдилиригә хилаплиқ қилиши һәрикәтлири нәтиҗисидә қайтидин икки тәрәп вәзийити җиддийлишип, шәрқий түркистан һөкүмити йәнила өз қошунлирини көпәйтип, манас дәряси бойидики бурунқи аборонлириға қайтип кәлди. Оттура йөнилиштики қошунлар күчәйтилип йеңидин савән полки қурулғаниди. Миллий армийә манас дәряси линийәсигә савән полки, 2-азад нишанлиқ полк қатарлиқ қисимларни орунлаштурди. Савән полкиға башта муһәммәд имин иминоф командир болған болса, 1948-йилиға кәлгәндә сопахун совуроф командирлиққа тәйинләнди, арқидин хәмит әлийоф командирлиққа тәйинләнди. Абдурешит сәлимоф әнә шу оттура йөнилиш қисимлири тәркибидә болғаниди.
Абдурешит сәлимофниң әслишичә, 1949-йили 10-айларда хитай компартийәси уйғур диярини игилигәндин кейин савән полкида гуруппа-гуруппиға бөлүнүп, қарши йиғилиш өткүзүлгән. Бирақ чоң намайиш вә башқа қаттиқ қаршилиқ көрситилгичә бу полки 1950-йилиниң кириши билән йәнсихәйдики 2-полкниң орниға йөткәп орунлаштурулған.
Савән полкидики миллий армийә җәңчилиригә әхмәтҗан қасими қатарлиқларниң қазаға учриғанлиқ хәвири 1950-йили уқтурулған болуп, улар башта бу иштин хәвәрсиз қалған иди, кейин һәммиси бу ечинишлиқ хәвәрни аңлап наһайити азабланған. Үрүмчидики хитай азадлиқ армийәси қоманданлиқ штабиниң көрсәтмиси бойичә шуниңдин кейин савән полки күнәскә йеқин аралтөбә дегән җайға йөткиветилгән вә кәңсай полки дәп аталған. Бу вақитта миллий армийә аллибурун хитай азадлиқ армийәсиниң 5-корпусиға өзгәртилип, 13-вә 14-девизийәдин ибарәт икки девизийәгә айрилған, 13-девизийә қәшқәргә орунлишип, униң 3 полки қәшқәр, ақсу, хотәнләргә җайлаштурулганиди.
Савән полки кәңсай полки намида бу йәрдә бир йил турғандин кейин уларниң бир қисми 1951-йили, ақсу конашәһәргә чүшүрүлди. Абдурешит сәлимофниң ейтишичә, муздавандин өткичә уларниң атлиридин 400 дин артуқ ат өлди вә улар қийинчилиқта муздавандин өтүп, ақсу конашәһәрдики 5-корпус, 13-девизийәсиниң 37-атлиқ полкиға қошулди. Улар бу йәрдә 3 йил турғандин кейин, 1953-йили, 37-полкниң әскәрлири тарқитиветилгәндә ақсудики 37-полкму тарқитилип, әскәрләр өйлиригә қайтти. Әмма офитсерлар қәшқәргә елип келинип, 38-полкқа орунлаштурулди. Абдурешит сәлимоф у полкниң аптекисида ишлиди, 1954-йили язда, офитсерларниң бир қисмини йиғип өгинишкә салди, өгиниш 3-4 ай давамлашти. 1954-Йили ахири хитай һөкүмити 5-корпус, йәни миллий армийәни әмәлдин қалдуруп, униң әскәр вә офитсерлирини пүтүнләй һәрбий сәптин чекиндүрди. Абдурешит сәлимоф 1955-йили 8-айғичә қәшқәрдики әнҗан рәстисидики дориханида ишлигәндин кейин, 1955-йиниң ахирида шималдин кәлгәнләр қайтисиләр дегән буйруқ бойичә шималға қайтти вә үрүмчидики өлкилик бюро кадирлар идариси тәрипидин чөчәккә әвәтилди, у, чөчәккә барғандин кейин чағантоқай наһийәсигә берип дориханида ишлиди.
Тарихий мәлуматларға қариғанда, 1954-йили сабиқ шәрқий түркистан җумһурийити армийәси, йени 1949-йили 12-айдин кейинки хитай хәлқ азадлиқ армийәси 5-корпусиниң 15 миңдин артуқ әскәр вә офитсери һәрбийликтин чекиндүрүлүп, пуқраға айландурулди, уларниң бир қисми болса боз йәр өзләштүрүшкә қатнаштурулди.
Нәтиҗидә, 1945-йили, 8-апрел күни шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмити тәрипидин рәсмий мунтизим армийә сүпитидә қурулған мәзкур қошун илгири-кейин 3 фронт бойичә җәң қилип, хитай гоминдаң армийәсини тармар қилип, таки 1949-йилиғичә хитай гоминдаң армийәсиниң 100 миң кишилик қошунини искәнҗигә елип туруш арқилиқ гоминдаң даирилириниң бу қошунлирини ичкири хитайдики компартийә қошунлириға қарши урушқа йөткийәлмәйдиған вәзийәт яритип, илгири-кейин 9 йил мәвҗут болғандин кейин әмәлдин қалдурулди.
Миллий армийә, йәни 5-корпусниң теббий ишлар саһәсидики офитсерлиридин бири абдурешит сәлимоф һәрбий сәптин бошап, 1956-йили үрүмчидики теббий институтқа кирип оқуди вә 1957-йили ечилип сайрашта уйғурларниң миллий һоқуқлири һәққидә сөзлигән дәп қарап “оңчи вә йәрлик милләтчи унсур” дәп 3 күн күрәш қилинди.
Арқидин у 1958-йили полат тавлашқан қатнаштурулди. Бу вақитта үрүмчидики мәктәпләрдә оқушлар тохтиған болуп, һәммә адәм чоң сәкрәп илгириләш чақириқи бойичә полат тавлашқа қатнаштурулғаниди. Үрүмчи алий мәктәп оқуғучилири, җүмлидин теббий институт оқутқучи-оқуғучилириму полат тавлашқа қатнаштурулғаниди. Арқидин үрүмчидә нәнсәндин шәһәр ичигичә болған “яшлар өстиңи” намида 30 нәччә километирлиқ қанал қезилған болуп, бу ишқа пүтүн үрүмчидики яшлар, җүмлидин алий мәктәп оқуғучилири сәпәрвәрлик қилинди. Абдурешит сәлимоф мана бу паалийәтләрниң һәммисигә қатнашқан болуп, бу җәрянда еғир зәхимлинип, оператсийә қилинди. Абдурешит сәлимоф бу җәрянда “йәрлик милләтчи” вә “оңчи унсур” дегән нам билән даим күрәш қилиш обйекти болған болуп, униң миллий армийәгә әскәр болғанлиқи, йәни шәрқий түркистан инқилабиға қатнашқанлиқи, униң әйибләшкә учришидики амиллардин бири болуп қалғаниди.
Хитай компартийәсиниң уйғур диярида елип барған “үчкә қарши”, “бәшкә қарши”, “йәр ислаһати”, “иҗарә кемәйтиш”, “йәрлик милләтчиликкә зәрбә бериш” дегәндәк түрлүк һәрикәтлирини баштин кәчүргән көплигән сабиқ шәрқий түркистан инқилаби қатнашқучилири, миллий армийәниң җәңчи-офитсерлири даим тәнқид, күрәш қилиш, бесим қилиш, һәтта бастурушқа учриғанлиқи үчүн 1955-йилидин башлап, совет иттипақиға кетишкә башлиғаниди. Абдурешит сәлимоф әпәндиму акиси вә башқа уруқ-туғқанлири билән биргә 1959-йили, үрүмчидики теббий институтта оқуватқанда, рухсәт елип ғулҗиға қайтип берип ғулҗидин совет паспорти елип, ахири өз вәтинини тәрк етип, совет иттипақиға кетип, қирғизистанниң бишкәк шәһиригә келип маканлашқан. У, әнә шу 1959-йилидин һазирғичә бурунқи фрунзе, йәни һазирқи бишкәк шәһиридә яшимақта. Көп сандики уйғур аммиси, җүмлидин 1944-1949-йиллиридики миллий инқилаб қатнашқучилириниң әң ахирқи коллектип һалда совет иттипақиға қечип кетиш вәқәси 1962-йил йүз бәргәниди.