Пүтүн илмий һаятини уйғур вә мәркизий асия тарихиға беғишлиған алим
2021.10.28
Уйғур хәлқиниң көп әсирлик сиясий, етник, иҗтимаий-иқтисадий вә мәдәнийәт тарихий мусапилирини мукәммәл йорутуш интайин қийин вә узун муддәтлик, җапалиқ әмгәкләрни тәләп қилиду. Бу саһәгә өзини атиғанлар, җүмлидин пүтүн вуҗуди билән кирип өмүр бойи уни давамлаштуруватқан тарихшунасларниң сани наһайити чәклик. Шуниңдәк уйғурлар тарихи пәқәт бирла уйғур хәлқиниң тарихи болуп қалмастин у бәлки пүтүн түркий хәлқләр тарихи, мәркизий асия тарихи, җүмлидин мәркизий явро-асия тарихиниң бирқсмидур. Уйғур тарихи һечқачан мана бу бағлинишларсиз мукәммәл йоруталмайду. Бүгүн өзиниң 80 яшлиқ тәвәллутини күтүвалған тарих пәнлири доктори, профессор абләхәт хоҗайеф әпәнди әнә шу интайин қийин вә көп қирлиқ, көп бағлинишлиқ уйғур вә мәркизий асия тарихиға өзини беғишлап, 20 дин артуқ илмий китаб вә көплигән мақалиләрни елан қилға уйғур тарихшунасидур. Пенсийәгә чиққан болсиму, лекин өзбекистан пәнләр академийәсидә мәркизий асия тарихи мәсилиләр бойичә йетәкчи-устазлиқ хизмәтлири вә тәтқиқатлирини давамлаштуруп кәлгән абләхәт хоҗайеф 1941-йили ғулҗа шәһиридә туғулуп, ғулҗа, үрүмчи қатарлиқ шәһәрләрдә өсүп-йетилип, ата-аниси билән 1960-йилларда совет иттипақиға көчүп чиққаниди.
У, 1964-1969-йили ташкәнт дөләт университетиниң шәрқ факултетини оқуп пүттүргәндин кейин 1971-1973-йили москвадики совет иттипақи пәнләр академийәси шәрқшунаслиқ институтиниң аспирантурасида оқуди. 1973-1978-Йиллири өзбекистан пәнләр академийәси шәрқшунаслиқ институтиниң илимий хадими, 1978-1994-йиллири өзбекистан пәнләр академийәси шәрқшунаслиқ институти оттура асияниң хитай билән алақиләр бөлүминиң башлиқи болуп ишлиди.
У, өзбекистан мустәқил болғандин кейин дипломатийә саһәсигә йөткилип, 1994-2000-йиллири өзбекистан ташқи ишлар министирлиқида хизмәт қилип, 1996-1998-йили өзбекистанниң бейҗиңдики әлчиханисиниң мәтбуат аташеси қатарлиқ вәзипиләрни атқурди.
Тарих пәнлири кандидат доктори вә докторлуқ унванлирини москва вә ташкәнттә алған, көп йиллар өзбекистан пәнләр академийәсидә вә 2000-2005-йиллири өзбекистан президентиниң қармиқидики истратегийә тәтқиқат институтида йетәкчилик хизмәтлири елип берип көп шагиртларни тәрбийәлигән профессор абләхәт хоҗайеф әпәндиниң қәлимигә йеқинқи 30 йилдин артуқ вақит ичидә москва, ташкәнт қатарлиқ шәһәрдә нәшр қилинған “чиң империйәси вә шәрқий түркистан 18-әсирдә”, “мәркизий асиядики хитай амили”, “хитай тарихий мәнбәлиридики түркий шәһәрлири”, “қәдимки түркләр тарихидин”, “бүйүк йипәк йоли: алақиләр вә тәқдир”, “мәркизий асия дөләтчилик тарихиға аит мәлуматлар” вә башқа илмий тәтқиқат китаблар мәнсуптур.
Юқиридики аваз улинишидин сөһбәтниң тәпсилатини аңлаң.