Профессор абләхәт хоҗайеф: уйғурларниң әҗдадлири оғузлар шәрқий түркистанниң әсли аһалиси

Мухбиримиз үмидвар
2021.11.18
Пүтүн илмий һаятини уйғур вә мәркизий асия тарихиға беғишлиған алим Тарих пәнлири доктори, профессор абләхәт хоҗайеф әпәнди.
Photo: RFA

Йеқинда 80 яшлиқ тәвәллутини күтүвалған тарих пәнлири доктори, профессор абләхәт хоҗайеф әпәнди балилиқ өсмүрлүк һаятини уйғур елидә өткүзгәндин кейин, 1960-йиллардин буян москва вә өзбекистан пайтәхти ташкәнттә мәхсус мәркизий асия, җүмлидин уйғур ели вә уйғурлар тарихи тәтқиқати билән шуғуллинип, 20 дин артуқ илмий китаб вә көплигән мақалиләрни елан қилға уйғур тарихшунасидур. Пенсийәгә чиққан болсиму, лекин өзбекистан пәнләр академийәсидә мәркизий асия тарихи мәсилилири бойичә йетәкчи-устазлиқ хизмәтлири вә тәтқиқатлирини давамлаштуруп келиватқан профессор абләхәт хоҗайеф әпәнди уйғур вә түркий хәлқләр тарихи тәтқиқатида қолға кәлтүргән нәтиҗә вә бәзи көз қарашлирини ортақлашти.

Абләхәт хоҗайеф әпәндиниң рус тилида нәшир қилинған “чиң империйәси вә шәрқий түркистан 18-әсирдә”, “мәркизий асиядики хитай амили”, “хитай тарихий мәнбәлиридики түркий шәһәрлири”, “қәдимки түркләр тарихидин”, “мәркизий асия дөләтчилик тарихиға аит мәлуматлар” вә башқа илмий тәтқиқат китаблири тарихшунаслиқ саһәсидики нопузлуқ әсәрләр һесаблиниду. Абләхәт хоҗайеф әпәнди өз тәтқиқатлирида қәдимки хитай тарихий мәнбәлириниң өзигә тайинип тәтқиқ қилиш арқилиқ һазирқи хитай тарихчилириниң “уйғурлар 9-әсирдә моңғулийәдин шинҗаңға көчүп кәлгән хәлқ”, “уйғурлар шинҗаңниң әсли аһалиси әмәс” дәйдиған тәрғибатлирини рәт қилип, бүгүнки уйғурларниң етник мәнбәсиниң оғузлар вә уйғурларниң әҗдадлириниң шәрқий түркистанниң әсли аһалиси икәнликини оттуриға қойған. У йәнә қәдимки йипәк йолини җаң чйән, йәни хитайлар ачқан дәйдиған хитай тарихчилириниң бир қатар нуқтиинәзәрлирини рәт қилиду. У йәнә шәрқий түркистанниң 18-әсирдә манҗуларниң чин империйәси тәрипидин ишғал қилинғанлиқини пакитлар билән йорутуп бәргәниди.

Диққитиңлар улиниш арқилиқ сөһбәтниң тәпсилатида болсун.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.