Алмутада уйғур алимлириниң бир йүрүш уйғур тарихи әсәрлири йоруқ көрди
2018.04.05
Йеқинда алмутадики “мир” нәшрият тәрипидин “күллияти хушһал ғериби”, “тарихий мәнбәләрдики мәркизий асия тарихиниң империйәлик дәври (18-әсир - 20-әсирниң беши)” вә “қазақистан вә мәркизий асияниң тарихи вә мәдәнийити бойичә шәрқий түркистан мәнбәлири (18-әсир - 20-әсирниң беши)” намлиқ китаблар йоруқ көрди. Мәзкур илмий әсәрләр қазақистан билим вә пән министирлиқиниң илим-пән комитети р. Сүлейменоф намидики шәрқшунаслиқ институти қармиқидики уйғуршунаслиқ мәркизиниң алимлири тәрипидин тәйярланди.
Игилишимизчә, уйғуршунаслиқ мәркизи әйни вақитта қазақистан пәнләр академийәси қармиқида 1986-йили қурулған уйғуршунаслиқ институти асасида вуҗудқа кәлгән. Мәркәзни 1996-йилдин 2007-йилғичә уйғуршунас алим, пәлсәпә пәнлириниң доктор намзати коммунар талипоф, андин уни һазирғичә тарих пәнлириниң доктори, профессор рисаләт кәримова башқурмақта.
Радийомиз зияритини қобул қилған р. Сүлейменоф намидики шәрқшунаслиқ институти уйғуршунаслиқ мәркизиниң баш илмий хадими, тарих пәнлириниң доктори абләһәт камалофниң ейтишичә, мәзкур мәркәз алимлири тәрипидин уйғуршунаслиқ пәниниң һәр хил мәсилилиригә беғишланған бир қатар илмий әмгәкләр нәшр қилинған. Бу әмгәкләрдә мәркизий асия, қазақистан вә уйғур елиниң өтмүш тарихи, етномәдәнийәт, сиясий, иқтисадий мәсилилири йорутулған. У “күллияти хушһал ғериби” намлиқ әмгәктә 19-әсирдә яшап иҗат әткән уйғур хәлқиниң классик шаири, мәрипәтпәрвәр алим хушһал ғерибиниң һаяти вә иҗадий паалийитиниң йорутулғанлиқини, әдиб ғәзәллири, рубаийлириниң, чистанлири вә башқиму шеирий әсәрлириниң қазақистанда тунҗи қетим нәшр қилинғанлиқини, әмгәкниң түркий тиллиқ хәлқләр арисидики тарихий вә мәдәний мунасивәтләрниң тарихини тәтқиқ қилишта муһим мәнбә болуп хизмәт қилидиғанлиқини тәкитлиди. У йәнә бу әмгәкниң өзбекистанлиқ алим, тарих пәнлириниң намзати аманбәк жәлилоф билән һәмкарлиқта нәшр қилинғанлиқини оттуриға қойди.
Абләһәт камалоф “тарихий мәнбәләрдики мәркизий асия тарихиниң империйәлик дәври (18-әсир - 20-әсирниң беши)” дегән китабниң илмий йеңилиқи һәққидә тохтилип, мундақ деди: “бу әмгәк шу мавзуда өткән илмий муһакимә йиғини асасида нәшр қилинған. Униңда орун алған шәрқшунас алимларниң мақалилири мәркизий асия хәлқлириниң тарихи вә мәдәнийити бойичә мәнбәләрниң тәкшүрүшкә беғишланған. Бу мәнбәләр асасий җәһәттин 18-әсирдин 20-әсирниң бешиға тәәллуқ болуп, бу дәврдә мәркизий асия райони русийә вә хитай империйәлириниң қол астида болған иди. Әмгәктә омумән нәзәрийәви мәсилиләр қаралған. Шу вақитта мозһут болған империйәләрниң сиясий әһвалиға чүшәнчә берилип, шу вақитта һәм шу мәркизий асияда пәйда болған мәнбәләрниң тил, әдәбият, тарих, мәдәнийәт, язма вә маддий җәһәтләрдики мәсилилири қарилиду. Тәтқиқатчилар бу мәсилиләрни йорутуш арқилиқ мәркизий асия охшаш чоң бир райондики хәлқләрниң әтрапта йүз бериватқан вәқәләргә вә җәрянларға болған көзқарашлирини, омумән бу райондики вәзийәтни көрситип бериду”.
Абләһәт камалофниң ейтишичә, уйғуршунас алимлар өз тәтқиқатлирида қазақистан вә уйғур дияри территорийәлиридә йүз бәргән вәқәләрни даим мәркизий асияниң омумий вәзийити билән зич бағлиништа тәкшүрүп кәлгән. Униң қаришичә, уйғуршунаслиқ мәркизи тәрипидин нәшр қилинған нөвәттики “қазақистан вә мәркизий асияниң тарихи вә мәдәнийити бойичә шәрқий түркистан мәнбәлири (18-әсир - 20-әсирниң беши)” намлиқ әсәрниң асасий мәқситиму шу икән. Абләһәт камалоф бу һәқтә мундақ деди: “бу илмий әсәрдә өз вақтида шәрқий түркистанда мәйданға кәлгән әрәб йезиқидики кона вә уйғур тиллиридики қолязмилар тәтқиқ қилиниду. Бу йәрдә шундақла бәзи ядикарлиқлар вә сиясәтчиләрниң илмий әмгәклириму мәнбә сүпитидә қаралған. Мушу күнгичә уларниң бәзилири тәкшүрүлмигән һәм илмий обйект сүпитидә тәтқиқ қилинмиған. Бу илмий әсәр тарих, шәрқшунаслиқ, филологийә, мәдәнийәтшунаслиқ қатарлиқ пәнләр мутәхәссислиригә, шундақла қазақистан вә шәрқий түркистан тарихи билән қизиққучиларға мөлчәрләнгән”
Абай намидики қазақ миллий педагогика университетиниң дотсенти гүлнарә авутованиң тәкитлишичә, һазир русийәниң санкт-петербург, таҗикистанниң дүшәнбә, өзбекистанниң ташкәнт шәһәрлиридики кутупханиларда техи тәтқиқ қилинмиған мәнбәләр көп икән. Уларниң ичидә уйғурларниңму тарихи вә мәдәнийитигә аит материялларни тепиш мумкин икән. У қазақистанлиқ уйғуршунас алимларниң бу йөнилиштә актип издиниватқанлиқини илгири сүрүп, мундақ деди: “кейинки вақитларда уйғуршунаслиқ мәркизи алимлири тәрипидин көплигән илмий әмгәкләрниң нәшр қилинғанлиқи бизгә яхши мәлум. Мән өзүм шу мәркәздә ишләп йүргән чағлиримда көплигән илмий лайиһиләргә қатнишип, шу лайиһиләрниң нәтиҗилирини коллектип монографийә сүпитидә нәшр қилған идуқ. Уйғуршунаслиқ мәркизи тәрипидин уюштурулған илмий муһакимә йиғинлирида оқулған доклатларму айрим топлам болуп нәшр қилинди. Йеқинда йоруқ көргән ‛тарихий мәнбәләрдики мәркизий асия тарихиниң империйәлик дәври‚ намлиқ әмгәк шуниң бир дәлили дәп ойлаймән. Әмди ‛қазақистан вә мәркизий асияниң тарихи вә мәдәнийити бойичә шәрқий түркистан мәнбәлири (18-әсир- 20-әсирниң беши)‚ намлиқ китабта уйғуршунаслиқ мәркизиниң хадимлири тарихчилар рисаләт кәримова, абләһәт камалоф, зулфийә кәримова, иқтисадшунас гүлҗаһан һаҗийева, филологлар халминәм мәсимованиң илмий мақалилири орун алған. Бу китабта шәрқий түркистан тарихи, уйғурларниң өтмүши, мәдәнийити бойичә қизиқарлиқ материялларни тепишқа болиду”.
Гүлнарә авутова қазақистан уйғуршунаслириниң келәчәктә башқиму мәмликәтләрдики алимлар билән һәмкарлишип, техи тәтқиқат обйекти болуп үлгүрмигән мәсилиләрни тәтқиқ қилишини үмид қилди. У йәнә пүткүл дуня уйғуршунаслириниң қатнишиши билән чоң бир илмий муһакимә йиғинини уюштурушниң муһимлиқини оттуриға қойди.