Қазақистанниң чоң ақсу йезисида “ату паҗиәси” ниң қурбанлири хатириләнди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2018.06.21
Chong-aqsu-yezisida-atu-pajiesi.jpg Чоң ақсу йезисида ату паҗиәси қурбанлириға қоюлған ядикарлиқ. 2018-Йил 16-июн, қазақистан.
RFA/Oyghan

16-Июнда алмута вилайитиниң уйғур наһийәсигә қарашлиқ чоң ақсу йезисиға җәм болған уйғурлар “ату паҗиәси” ниң қурбанлирини хатириләш мурасими өткүзди. Чоң ақсуниң юрт-җамаәтчилики тәрипидин уюштурулған мәзкур мурасимға алмута шәһири вә башқа наһийәләрдин кәлгән җәмийәтләр вәкиллири, зиялийлар, яшлар вә башқилар болуп, 800 дин ошуқ адәм қатнашти.

Қурбан болғанларға атап қуран тилавәт қилинғандин кейин “ату паҗиәси” қурбанлири хатирә мунариниң алдиға гүлчәмбирәк вә гүлдәстиләр қоюлди. Чоң ақсуниң юрт-җамаәтчилики “рәсул” ресторанида нәзир бәргәндин кейин, мурасимниң рәсмий қисми башланди. Мурасимға риясәтчилик қилған шаир вә язғучи телман нурахуноф бу мурасимниң пәқәт 1918-йилидики “ату паҗиәси” дә қурбан болғанларғила әмәс, бәлки 30-йиллири совет һакимийити йүргүзгән ислаһатлар нәтиҗисидә йүз бәргән ачарчилиқта, сиясий тәқибләшләр, 1941- вә 1945-йиллири елип берилған совет-герман урушида һаятидин айрилғанларғиму беғишланғанлиқини билдүрди.

Дәсләп сөзгә чиққан геологийә профессори абдуллам самсақоф йәттису уйғурлириниң һәм чар падишаһ дәвридә һәм совет дәвридә һәр хил бесимларға дучар болуп кәлгәнликини оттуриға қойди. У 1916-йили чар падишаһниң арқа сәпкә адәм елиш тоғрилиқ чиқарған пәрмани мунасивити билән йәттису хәлқиниң көтүргән қораллиқ қозғилиңи, 1918-йилидики “ату паҗиәси”, йәни совет қизил әскәрлириниң уйғурларға қарши елип барған қирғинчилиқи һәққидә тохтилип өтти. У йәнә 20-йиллири совет һакимийитиниң уйғурларни өз қериндашлириға қарши урушқа салғанлиқини тәкитлиди. У мундақ деди: “20-йили йәнә шу ленинниң буйруқи билән йәттисуда пәқәт уйғурларни әскәрликкә алди. Уларни атқа миндүрүп, милтиқ етишни өгитип, әнҗанға елип берип соқушқа салди, уйғур, таҗик, өзбекләрни басмачи дәп шуларға қарши қойди. Униңдин аман қалғанларни бухараға елип барди.” абдуллам самсақоф әрләр қирилип, пәқәт аял вә балилар қалғанда ачарчилиқниң башлинип кәткәнликини, 30-йиллири сиясий тәқибләшләрниң әвҗ алғанлиқини, төт йилға созулған совет-герман урушиниң әң рәһимсиз уруш болғанлиқини һәм бу җәһәттә уйғурларниңму башқа хәлқләргә охшаш өзиниң әң яхши пәрзәнтлиридин җуда болғанлиқини илгири сүрди.

Қазақистан язғучилар иттипақиниң әзаси, язғучи вә драматорг әхмәтҗан һашири мундақ мурасимниң уюштурулушини әркинлик, адаләтлик үчүн қурбан болғанларға қилинған чоң һөрмәтниң бәлгиси дәп тәкитлиди. У мундақ деди: “бақийлиққа кәткән шу қериндашларниң арисида улуғ шаирлар, вәтәнни башқуридиған адәмләр, биз билән сиз яшаватқан қазақистанниң әвлад варислири болған болар иди. Биз чоң иш қиливатимиз. Мән кейинки вақитларда немә сорайсән десә, уйғур хәлқи билән башқа милләтләр арисидики достлуқимиз мәңгү болсикән, һәммимизниң көз йеши болмисикән дәймән. Бүгүн мениң роһум көтүрүлүп кәтти. Һәқиқәтәнму, бу наһайити чоң вәқә болди.”

Мурасимда йәнә уйғур наһийәлик келишим кеңишиниң рәиси җеңис тойшибекоф, ақсу йезисиниң һакими пәрһат мөрдиноф, ақсу юртиниң йигит беши мәһмут исраилоф вә башқилар совет дәвридә йүргүзүлгән тәқибләшләр нәтиҗисидә қазақ, уйғур, татар вә башқиму милләтләрниң көп зәрдаб чәккәнликини, бу вәқәләрни тарихниң унтулмас сәһипилири сүпитидә чоңқур өгиниш лазимлиқини тәкитләп, мурасимни уюштурғучиларға миннәтдарлиқ билдүрди. Мурасимда русийәлик меһман, шаир вилям садиқоф өзиниң “ату паҗиәси” гә беғишлап язған шеирини оқуди.

Радийомиз зияритини қобул қилған мәзкур мурасимни уюштуруш комиссийәсиниң рәиси әли әхмәтоф әпәнди пәқәт өткән әсирниң 90-йиллири, йәни совет иттипақи ғулиғандин кейин әнә шу қирғинчилиқ болған йезилардики уйғурларниң ядикарлиқлар орнитишқа башлиғанлиқини оттуриға қойди. У йәнә чоң ақсудики ядикарлиқниң орнитилиш тарихиға тохтилип, мундақ деди: “1992-йили мениң момам қайтиш болғанда юрт ақсақаллири билән олтурғинимда өмәрҗан дегән акимиз ‛келәр йили атуға 75 йил болиду, шуни қолға алсаңлар‚ дегәндин кейин алмутадики көрнәклик акиларға дегинимдә улар қоллап-қуввәтлиди. Чоң ақсулуқлар биринчи қетим 1992-йили авғуст ейида йиғилип, бир йилдин кейин ядикарлиқни қойған иди. Растини ейтсам, у вақитта биз һөкүмәт орунлириға мураҗиәт қилмидуқ. У вақитта қазақистан йеңила өз мустәқиллиқини елип, ундақ нәрсиләргә етибарму қилмиған, бизму етибар қилмаптуқ. Бу ядикарлиқ тоғрилиқ мәтбуатларда йезилған. Һазир мениңда шу вақитта ‛уйғур авази‚ гезитидә чиққан мақалиму бар.”

Әли әхмәтофниң ейтишичә, “ату паҗиәси” гә беғишланған ядикарлиқлар дәсләптә чоң ақсуда қоюлуп, андин йеңишәр, таштиқара, лавар, қорам қатарлиқ йезиларда қоюлушқа башлиған. Буни уйғур җамаәтчилики бир еғиздин қоллап-қуввәтлигән икән. У йәнә асасий қирғинчилиқ һазирқи әмгәкчиқазақ наһийәсидә йүз бәргән болуп, уйғур наһийәсидә пәқәт чоң ақсуда йүз бәргән һәм бу җәрянда 300 әтрапида әр кишиләр етилған. Әли әхмәтофниң дейишичә, у вақитта чоң ақсу йезиси вә униң әтрапидики аһалигә қизил әскәрләрниң қандақ мәқсәт билән келиватқанлиқи намәлум болған икән. Хәлқ юрт чоңлириниң көрсәтмиси билән малларни союп, қизил әскәрләрни тамақ билән күтүвалған. Әмма әскәрләр тамиқини йәп болғандин кейин, аһалини йиғин қилимиз дәп, бир йәргә йиғип, пилимот билән оққа тутқан.

Йәттисуда йүз бәргән “ату паҗиәси” вәқәсидин кейин 100 йил өтүп, униң гуваһчилири һазир пүтүнләй қалмиған. Пәқәт ата-анилиридин аңлиғанлирини һекайә қилип беридиғанларниң саниму бара-бара азаймақтикән. Шуларниң бири әршәм рисякоф әпәндиниң ейтишичә, әң чоң қирғинчилиқ чоң ақсу йезисида йүз бәргән болсиму, қизил әскәрләр йәнә йезиларни арилап, алдиға учриғанларниң барлиқини уҗуқтурған. Әршәм рисякоф зияритимизни қобул қилип, шавдун дегән бир бовайниң ейтип бәргән бир һекайисигә тохтилип, мундақ деди: “уларниң чоң ақсу мәһәллисиниң юқири четидә сопи дегән мәһәллә болған икән. Бу мәһәллиниң хәлқи қизиллар ақсу мәһәллисидә хәлқни атқандин кейин буни аңлап қечипту. 6-7 Аял су түгмининиң кәйнигә мөкүвапту. Бу вақитта шавдун бовайниң алтә айлиқ вақти икән. Аниси бовақни бағриға бесип олтурған вақтида қизиллар келип қалғанда бовақ йиғлап кетиду. Йенидики аяллар ‛сениң балаң йиғлаватиду, һазир бизни билип қалиду, чиқип кәт‚ дәйдикән. У аял янчуқиға қолини салса, қум шекәр бар икән. Шуниңдин бир сиқим елип, балиниң еғзиға қуюпту.”

Әршәм исякоф балиниң йиғиси тохтап, қизил әскәрләр әтрапта атидиғанларни етип, кәткәнликини һекайә қилип, йәнә мундақ деди: “шуниң билән улар бир саәттәк олтуридикән. Кейин қизиллар қайтип кәткәндин кейин у аял ‛силәрниң сәвәбиңлардин мән өз баламни өзүм өлтүрүвәттим‚ дәп йиғлап, балини йәргә қойған икән. Қариса балиниң көзи парқирап ятқидәк. Қум шекәрни еғзиға қуйғанда уни шорап ятивәргән икән. Шуниң билән у тирик қаптикән.”

Тарихтин мәлум болушичә, 1918-йили казаклар һәм уйғурлар бирлишип, верний (алмута) шәһәр сепилиға һуҗум қилған иди. Әмма сәпниң алдида пәқәт таяқ, ара-гүрҗәкләр билән қоралланған уйғурлар оққа тутулуп, көп адәм қурбан болған. Шуниңдин кейин ташкәнттин кәлгән мурайеф башчилиқидики қизил әскәрләр уйғурлар зич олтурақлашқан йеңишһәр, таштиқара, қаратуруқ, лавар, қорам қатарлиқ йезилардики әрләрни қирғин қилған. Мәзкур отрәт һазирқи қазақистанниң уйғур ели билән болған чеграсиғичә берип, алдиға учриған аһалини өлтүргән. Шу җүмлидин һазирқи уйғур наһийәси чоң ақсу йезисиниң аһалилириму қирғинчилиққа учриған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.