Унтулуп кетилгән ахирқи уйғур байрими - шәрқий түркистан балилар байрими

Мухбиримиз үмидвар
2022.05.05
Унтулуп кетилгән ахирқи уйғур байрими - шәрқий түркистан балилар байрими Тарихта бирла қетим өткүзүлгән 5-май шәрқий түркистан балилар байримидин көрүнүш. 1949-Йили 5-май.
Photo: RFA

Бүгүн 5-май шәрқий түркистан балилар байрими күни! бу байрам 1949-йили әхмәтҗан қасими рәһбәрликидики шәрқий түркистан миллий азадлиқ инқилаби һөкүмити тәрипидин худди 12-ноябир шәрқий түркистан җумһурийити байрими, йәни 12-ноябир инқилаби байрими вә 8-апрел миллий армийә байримиға охшаш дөләт дәриҗилик өткүзүлүш қарар қилғаниди.

Мәлумки, шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмити һәйити 1945-йили 10-айниң 23-күни 113-номурлуқ қарар мақуллап, җумһурийәт қурулған 12-ноябир күнини инқилаб байрими, йәни дөләт байрими күни қилип бекиткән, шуниңдәк арқидин 8-апрел күнини армийә байрими күни қилип қарарлаштурғаниди.

5-Май балилар байрими шәрқий түркистан җумһурийити мәвҗут болған үч вилайәттә өткүзүлгән болуп, хитай һөкүмранлиқидики йәттә вилайәттә хитай һакимийити уни өткүзүшкә рухсәт қилмиғаниди. Тарихий шаһитлириң қәйт қилишичә, 1949-йили 5-май күни бу байрам биринчи вә ахирқи қетим өткүзүлгән.

Уйғурлар өзлириниң миллий мустәқиллиқиниң символи сүпитидә өзлириниң байрамлирини өзлири бәлгилигән болуп, әйни вақитта һөкүмәт балилар милләтниң келәчики, үмиди вә улар бәхтияр яшиши шуниңдәк әркинликтин бәһримән болуши керәк дегән идийә билән балилар байримини бекиткәниди. 5-Май балилар байрими 1948-йили 8-айда әхмәтҗан қасими башчилиқида пүтүн шәрқий түркистан, йәни уйғур елидики миллий азадлиқ инқилабниң рәһбәрлик ядроси болған сиясий-аммиви тәшкилат “иттипақ” қурулғандин кейин, әхмәтҗан қасими рәисликидики “иттипақ” тәшкилий һәйити тәрипидин рәсмийләштүрүлгән вә қарарлаштурулғаниди.

Тарихий шаһитларниң хатирилиригә қариғанда, 12-ноябир инқилабий байрими, йәни дөләт байрими күни пүтүн идарә-җәмийәтләр, ишчи-хизмәтчиләр, мәктәп балилири, башланғуч вә оттура мәктәп оқуғучи-оқутқучилири дәм елишқа қоюп берилгән. Сабиқ шәрқий түркистан җумһурийити миллий армийә җәңчиси, һазир қазақистанда яшаватқан 94 яшлиқ нурмуһәммәд садиқофниң әслишичә, 12-ноябир байрими вә 8-апрел миллий армийә байрими вә башқа байрамларда чоң йиғилишлар өткүзүлгән, һәммә йәрләрни йешил байрақлар қаплиған.

1949-Йили өткүзүлгән 5-май балилар байримидиму худди 12-ноябир байримидәк мәктәп оқуғучилири юқири байрам кәйпиятиға чөмгән. 1949-Йили ғулҗидики һәрәмбағ мәктипиниң 6-синип оқуғучиси болған, һазир алмутада яшайдиған пешқәдәм журналист, 84 яшлиқ риза сәмәдиниң әслишичә, кочиларға шәрқий түркистан ай юлтузлуқ байрақлири есилип, шәһәр байрам кәйпиятиға киргүзүлидиған болуп, пүтүн мәктәпләрдики паалийәтләр өткүзүлгән. Балилар, оқутқучи-оқуғучилар қоллирида чоң-кичик байрақчиларни көтүргән аҗайип юқири кәйпият һөкүм сүрәтти.

Әпсуски, 1949-йили 12-айда хитай коммунист армийәси уйғур диярини ишғал қилди вә сабиқ шәрқий түркистан инқилабий һөкүмити әмәлдин қалдурулуп, “шинҗаң өлкилик хәлқ һөкүмити” қурулди, әнә шуниңдин кейин, шәрқий түркистан һөкүмити тәсис қилған бу байрамларниң һәммиси бикар қилинип, униң орниға хитай байрамлирини өткүзүш бекитилгәндә 5-май балилар байримиму бикар қилинип, униң орниға 1-июн балилар байрими өткүзүш бәлгиләнди.

1949-Йили 11-айда хәлқара аяллар бирләшмиси москвада йиғин ечип 6-айниң 1-күнини хәлқара балилар байрими күни қилип бекиткән. Хитай 1949-йили 12-айниң 23-күни 1-июн балилар байрими өткүзүшни қарар қилған вә 1950-йили 1-июн күни 1-қетимлиқ байримини өткүзгән. Әнә шуниңдин етибарән уйғур елиниң 3 вилайитидә өткүзүлгән 5-май балилар байримини өткүзмәслик бәлгилинип, кишиләр худди 12-ноябир шәрқий түркистан җумһурийити байримини унтушқа мәҗбур болғандәк бу күнниму бара-бара унтуп кәткәниди.

1949-Йилиғичә, шәрқий түркистан җумһурийитиниң дөләт байрими, йәни 12-ноябир инқилаби байрими 5 қетим, шәрқий түркистан миллий армийәси байрими 5 қетим, 5-май балилар байрими бир қетим өткүзүлди. Әмма булар ичидә җумһурийәт вә армийә байрими күни һечқачан унтулмиған болуп, бу байрамлар таки һазирғичә һәр хил шәкилдә һәр йили тәбриклинип келинмәктә. Лекин 5-май балилар байрими унтулуп кетилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.