Батур әршидиноф: мән шаһит болған вә билгән шәрқий түркистан миллий азадлиқ инқилаби (3)

Мухбиримиз үмидвар
2018.08.09
Batur-ershidinof-01.jpg Н җумһурийитиниң миллий армийә офитсерлиридин бири, алим вә язғучи батур әршидиноф.
RFA/Oyghan

Яшлар тәшкилати вә хәлқ инқилаби партийәсиниң тарқитивелиши һәққидә

1949-1944-Йиллири уйғур диярида йүз бәргән миллий азадлиқ инқилаби җәрянида шәрқий түркистан җумһурийити һакимийити қурулуп, өзиниң һәрбий-сиясий, иҗтимаий, сода-иқтисадий, әдлийә, мәдәнийәт-маарип қатарлиқ түрлүк саһәләрдики башқуруш системисини бәрпа қилип, өзини-өзи идарә қилди. Әнә шу миллий азадлиқ инқилаб җәрянида йәнә түрлүк иҗтимаий-сиясий, аммиви тәшкилатлар, партийәләр қурулуп, өз паалийәтлирини елип барди. Аммиви җәмийәтләр ичидә әдәбият-сәнәтчиләр җәмийити, һәрбий мәҗруһлар җәмийити, ханим-қизлар җәмийити қатарлиқлар паалийәт қилғандин башқа йәнә аммиви-сиясий тәшкилатлар вә партийәләрдин шәрқий түркистан инқилабчил яшлар тәшкилати, хәлқ инқилаби партийәси вәкил характерликтур. 

Инқилаб башлиниш алдида ғулҗа шәһиридә миллий азадлиқ инқилабқа рәһбәрлик қилидиған “азадлиқ тәшкилати” паалийәт қилған болуп, мәзкур тәшкилат 1944-йили, 12-ноябир күни шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмити қурулуш билән җәмийәт әзалири һакимийәт башқуруш ишлириға қатнишип, җәмийәт өз вәзиписини ада қилип болған иди.

Шуниңдин кейин қурулған әң чоң, тәшкилатчанлиқи юқири, мукәммәл низамнамисигә игә сиясий тәшкилат-шәрқий түркистан җумһурийити инқилабчил яшлар тәшкилатидур. Тарихи мәнбәләргә қариғанда мәзкур тәшкилат 1945-йили, 11-айниң 15-күни ғулҗа шәһиридә қурулған. Бу тәшкилатқа әйни вақиттики шәрқий түркистан җумһурийити тәшвиқат ишлири мәсули абдукерим аббасоф рәис, сәйдулла сәйпуллайоф муавин рәис болуп сайланған, 11 кишилик мәркизи иҗраийә комитет тәсис қилинған. Шу вақиттики миллий армийә офитсери батур әршидинофму мәзкур яшлар тәшкилатиға әза болған иди. Униң ейтишичә, бу тәшкилатқа кириш үчүн илтимас сунуш, җәдвәл толдуруш, тәстиқланғандин кейин болса қәсәм бериш усули қоллинилатти. 

Шәрқий түркистан инқилабчил яшлар тәшкилати тез арида пүтүн үч вилайәткә кеңәйгән, әза санлириму тез көпәйгән вә күчәйгән тәшкилатқа айланди. 1946-Йили, 7-айдин кейин болса қәшқәр, үрүмчи, турпан вә башқа җайлардиму йошурун паалийәт елип барди. Униң әзалириниң сани 14миңдин ешип кәткән шуниңдәк мәхсус “күрәш”, “инқилабчил яшлар” намлиқ журнал вә гезитлирини чиқарған иди. 

Батур әршидинофниң ейтишичә, мәзкур тәшкилат яшларниң миллий азадлиқ вә һөрлүк үчүн күрәш қилишқа тәшкиллиниш вә ойғинишни тәшәббус қилғанлиқи үчүн җумһурийәт рәиси әлихан төрә бу тәшкилатни қоллисиму, әмма мәзкур тәшкилат рәһбәрлири кейин вақитларда әлихан төригә анчә бойсунмай өзиниң битимни қоллаш позитсийиси бойичә паалийәтлирини давамлаштурған; батур әршидиноф: “бу тәшкилат мустәқиллиқ үчүн күрәш қилиш сөзиниң орниға хитай мустәмликичилиригә қарши азадлиқ күриши қилиш дегән ибарини ишлитәтти, бу тәшкилат 1946-йили, 7-айда башқуруш системисида өзгириш қилип, абдукерим аббасоф үрүмчигә кәткәндин кейин сәйпуллайеф рәис болғандин кейин пүтүнләй әхмәтҗан қасиминиң битим һәққидики мәйданини қоллаш позитсийисидә паалийәт қилди” дәйду.

Бу мәзгилдә, яшлар тәшкилатидики рәһбирий шәхсләр асасида йеңи бир партийә қурулған болуп, бу партийә “хәлқ инқилаби партийәси” дәп аталди. Тарихи мәнбәләргә қариғанда мәзкур партийә 1946-йили 5-айларда ғулҗида мәхпий қурулған болуп, мәзкур партийәни яшлар тәшкилати рәиси абдукерим аббасоф, муавин рәиси сәйдулла сәйпуллайеф һәм сәйпидин әзиз, муһәммәдимин иминоф, әсһәт исһақоф, әнвәрхан баба, абдулла закироф қатарлиқ 6 киши бирликтә қуруп чиқип өз әзалирини аста-аста көпәйткән. Батур әршидинофниң әслишичә, бу партийә пүтүнләй мәхпий партийә болуп, у әхмәтҗан қасими вә башқа рәһбәрләрдин хали тутулған, әзалириму мәхпий көпәйтилгән иди.

Батур әршидинофниң ейтишичә, 1946-йили, 7-айда бирләшмә һөкүмәт қурулуп, абдукерим аббасоф, сәйпидин әзиз қатарлиқлар әхмәтҗан қасими билән биргә үрүмчидә бирләшмә һөкүмәттә вәзипә тапшурувалғандин кейин, “хәлқ инқилаби партийәси” ниң паалийәтлири үрүмчигә кеңәйгән. Абдукерим аббасоф қатарлиқлар үрүмчидики “коммунизмчилар иттипақи”, “күрәш җәмийити” дәп аталған тәшкилатларға әза бир қисим хитай коммунист йәр асти тәшкилат әзалири билән һәмкарлишип паалийәт қилған иди.

Сәйпидин әзиз, әнвәрхан баба қатарлиқ “хәлқ инқилаби партийәси” рәһбәрлик гурупписи әзалириниң кейинки вақитларда язған әслимилиримгә қариғанда улар үрүмчидә ‚ хәлқ инқилаби партийәси” дегән намни “хәлқчил инқилаби партийә” дәп өзгәрткән, лекин 1947-йили, 7-8-айларда бирләшмә һөкүмәт бузулғанда мәзкур партийә мәркизи комитети йәнә ғулҗиға йөткәлгәндә ли тәййү, чен шихуа қатарлиқ бир қанчә нәпәр хитай партийә әзалириму ғулҗиға берип турған. 

“хәлқ инқилаби партийәси” әсли совет иттипақи тәрәптинму, җәмийәттинму мәхпий тутулған партийә болуп, кейинчә совет иттипақи тәрәп бу иштин хәвәр тапқан вә мәлум мәзгил сүкүт қилған. Батур әршидинофниң ейтишичә, “хәлқ инқилаби партийәси” ниң нишанида мустәқиллиқ йоқ иди. У, пәқәт миллий бирликсәп партийәсидин ибарәт иди. 

Батур әршидинофниң ейтишичә, вәһаләнки, әхмәтҗан қасими, мәйли яшлар тәшкилати, мәйли хәлқ инқилаби партийәси болсун һәр иккилисигә әза әмәс иди. Батур әршидинофниң ейтишичә, әхмәтҗан қасими абдукерим аббасоф қатарлиқлар башчилиқидики “хәлқ инқилаби партийәси” ниң паалийәтлиригә чәк қойған болуп, кейинки вақитларда бу партийәни чәкләш позитсийәсидә болди. Бу партийә мәсилисидә абдукерим аббасоф билән әхмәтҗан қасими арисида зиддийәт келип чиққан, әхмәтҗан қасими уларниң бойсунуши һәққидә агаһландуруш бәргән. 

1948-Йили 8-айниң 1-күни ғулҗа шәһиридә әхмәтҗан қасими қатарлиқ миллий азадлиқ инқилаб рәһбәрлири вә һәр саһәгә тәвә затлар, зиялийлар вәкиллириниң иштиракида пүтүн уйғур дияридики миллий азадлиқ инқилабқа рәһбәрлик қилидиған йеңи бир аммиви-сиясий тәшкилат “иттипақ” тәшкилати қурулди. Батур әршидинофниң ейтишичә, нәтиҗидә “хәлқ инқилаби партийәси” пүтүнләй тарқитиветилди, униң бәзи башлиқлири “иттипақ” қа кирди. “шәрқий түркистан инқилабчил яшлар тәшкилати” айрим тәшкилатлиқ орнидин қалдурулуп, пәқәт “иттипақ” ниң яшлар бөлүмигә айландурулуши билән өз паалийитини давамлаштурди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.