Бир әсирлик мәхпий доклат: абдулла розибақиниң болшевиклардин уйғурларниң азадлиқини қоллишини тәләп қилиши(3)

Мухбиримиз үмидвар
2020.01.23
abdulla-rozibaqiyef-305.jpg Йәттису тәвәсидә совет һакимийитини орнитишқа мунасип төһписини қошқан сиясий әрбабларниң бири, уйғур хәлқиниң мунәввәр пәрзәнти абдулла әхмәт оғли розибақийеф.
RFA

Уйғурларниң сани

Оттура асия уйғурлириниң рәһбири абдулла розибақийефниң 1922-йили, 11-айниң11-күни русийә коммунистлар партийәси мәркизий комитети секритари сталинға йоллиған “уйғур арисидики хизмәтләр” мавзулиқ доклатида оттуриға қойған муһим нуқтиларниң бири оттура асия районидики, йәни әйни вақиттики ташкәнтни мәркәз қилған түркистан совет аптоном җумһурийитигә тәвә пәрғанә вадиси, йәттису вә башқа җайлардики пүтүн уйғурларниң сани һәм уларниң тәшкилатларға уюшушуш әһвалидур. 

Абдулла розибақийеф мәзкур доклатта қәйт қилишичә, 1922-йили, түркистан аптоном җумһурийитидики, йәни пәрғанә вадиси, йәттису вә башқа җайлардики қәшқәрийә вә җуңғарийәдин көчүп чиқип йәрлишип қалған уйғур аһалисиниң сани 800 миң иди. Абдулла розибақийефниң мәзкур санлиқ учури наһайити қиммәтлик болуп, бу әйни вақитта пәрғанә вадиси вә йәттисудики һәм башқа җайлардики топлишип олтурақлашқан уйғурлар аһалилириниң һәқиқий санини билиштә муһим әһмийәткә игә. Оттура асия районидики әйни вақиттики уйғурларниң сани һәққидә һәр хил учурлар оттуриға чиққан болуп, абдулла розибақийеф өзиниң 1923-йили русийә компартийәси оттура асия бюросиға йоллиған йәнә бир доклатида оттура асия районида 700 миңдин артуқ уйғур барлиқини қәйт қилған. 1924-Йили, қадир һаҗи пәрғанә вадисида 500 миң әтрапида қәшқәрлиқ уйғурлар барлиқини қәйт қилған, 1925-йили, ташкәнттики уйғурлар пүтүн түркистанда 600 миң уйгур барлиқини, буларниң 300 миңиниң өзбекистада, 115 миңиниң қазақистанда, 1 5ми миңиниң түркмәнистанда, 70 миңиниң қирғизистанда икәнликини язған. “кәмбәғәлләр аваз” гезити мақалисидә болса пүтүн оттура асиядики уйғурларниң һәммисини қошса бир милйондин ашидиғанлиқи көрситилгән.

Қазақистандики туран университетниң профессори абләт камалофниң ейтишичә, абдулла розибақийеф вә башқилар пәрғанә вадиси һәм башқа җайлардики бу уйғурларниң санини елишта өзлири игиләпла қалмастин бәлки сабиқ чар русийә һөкүмитиниң истатистикилиқ учурлириниму асас қилған болуши мумкин иди.

20-Әсирниң башлирида оттура асия районидики пәрғанә вадиси қәшқәрийә тәрәпләрдин 19-әсирдин башлап көчүп кәлгән уйғурлар бирқәдәр җайлар иди. Бу уйғурлар 20-әсирниң башлиридиму давамлиқ кәлгәниди.

Абдулла розибақийефниң сталинға йоллиған доклатида көрситилишичә, әнә шу уйғурлардин 1921-йили 6-айғичә 80 нәччә тәшкилати қурулуп, мәзкур тәшкилатларға 12 миң адәм әза болған. 1921-Йили, 6-айдин кейин инқилаби уйғур иттипақида 55 ячейка қурулуп 6 миң адәм әза болған. Бирақ, бу тәшкилат тарқитиветилип, деһқанларниң “қошчилар иттипақи” ға қошуветилгән. Әмма, уйғурлар арисида коммунистик партийәгә әза болидиғанлар көпийип, йәттису областлиқ уйғур коммунистлири комитети қурулған. Бу учурлардин қариғанда әйни вақитта оттура асиядики уйғурларниң тәшкилатларға уюшиши юқири болған, уларниң һәммиси өз вәтинидә инқилаб қозғап, хитай милитаристлирини йоқитишни үмид қилғаниди. 

Қазақистандики тонулған уйғур зиялийси, мәрһум рабик исмайилофниң һаят вақтида баян қилишичә, оттура асиядики уйғурлар арисида әң көпи әслидә пәрғанә вадиси, йәни өзбекистанға җайлашқан болуп, 1930-йилларғичә бу уйғурларниң мәктәплири, тиятирлири болған, әнҗан уларниң мәркизи иди. Ташкәнт уйғур мәдәнийәт мәркизигә айланған. Бирақ 1937-йили өзбекистандики уйғурлар мәҗбурий түрдә өзбек дәп яздурулуған, нәтиҗидә пәрғанә вадисидики уйғурлар өзбеклишип кәткәниди.

Абдулла розибақийефниң сталинға йоллиған доклатиниң ахирқи қисимлирида оттуриға қоюлушичә, “қәшқәрийәдә коммунистик инқилаб үчүн биваситә тайинидиған сапалиқ пролетарият мәвҗут әмәс”. Әмма униң қаришичә, “қәшқәрийә вә җуңғарийәдики инқилаб елементлириға хитай тәрәпдарлири вә әмәлдарларға қарши ашкара күрәш қиливатқан яш уйғурлар ( қәшқәрлиқ, таранчи, туңган)ни, илғарлиқ тәрәпдарлири, йәни кона роһанийларға қаши җәдид мәктипи ечиш байриқи астида, йеңичә оқутуш методлирини тәрғип қиливатқан, илғарлиқ тәрәпдарлири-моллилар йәни диний ислаһатчиларни киргүзүш керәк” икән.

Әмма, совет русийәси һөкүмити уйғурларниң өз ана вәтинидә инқилаб қозғаш арзусини қоллимиған болуп, 1920-йилларниң ахирида уларниң паалийәтлирини пүтүнләй чәкливәткәниди.

Тәпсилатини йоқириқи аваз улинишидин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.