Үрүмчидики әнглийә консули валтер грахамниң ғулҗа сәпәр хатириси (2)

Мухбиримиз үмидвар
2018.02.22
Exmetjan-uch-wilayet-305.jpg Сүрәттә, әхмәтҗан қасими, сәйпидин езизи, абдикирим аббасоп вә исқақбәк.
RFA Archive

Әнглийәниң 1943-йили қурулған үрүмчидики консулханисиниң асасий мәқсити өлкиниң шималидики әһвалларни көзитиштин ибарәт болуп, җәнуби вилайәтләр қәшқәрдики консулханисиниң көзитиш даирисигә киргән иди.

Биринчи қетим үрүмчи консулханисиға баш консуллуқ вәзиписигә олтурған турал 1944-йили йүз бәргән или инқилаби һәққидә дәсләпки учурларни бәргән болсиму, лекин у узун өтмәй өзини өлтүрүвалған. Әнглийә консулиниң өзини өлтүрүвелиши әйни вақитта ғәрб дунясида нурғун сөз -чөчәкләргә сәвәб болған иди.

Туралдин кейин консул болған валтер грахам охшашла или инқилабиға наһайити көңүл бөлгән болуп, британийә дипломатлири бу инқилабниң маһийити вә мәқсити, болупму совет иттипақиниң ойниған ролини ениқлашқа әһмийәт бәргән иди. Мәзкур ғәрб дипломатлири или билән мунасивити бар “ақ оруслар ” дәп аталған или, тарбағатай вә башқа җайлардики рус аһалиси арқилиқ бир қисим учурларға еришкән.

Қазақистандики туран университетиниң тарих оқутқучиси доктор абләт камалофниң ейтишичә, валтер грахам үчүн совет түзүмигә гуман вә өчмәнлик билән қарайдиған руслар совет тәрәпниң или инқилабиға қанчилик дәриҗидә арилашқанлиқи вә ярдәм бәргәнликини ениқлашта муһим мәнбә һесабланған иди. Шуңа у өз сәпиридә ғулҗа вә тарбағатайдики руслар билән көп учришип сөзләшкән.

Грахам 1946-йили сентәбир айлирида ғулҗиға барған болуп, бу дәл шәрқий түркистан һөкүмити билән хитай гоминдаң мәркизи һөкүмити оттурисида битим имзалинип, өлкилик бирләшмә һөкүмәт қурулған, бу һөкүмәткә гоминдаң тәрәптин генерал җаң җиҗоң рәисликкә, или тәрәптин әхмәтҗан қасими муавин рәисликкә тәйинлинип, тинчлиқ вәзийити шәкилләнгән, һәр иккила тәрәп тинчлиқни әмәлгә ашурушқа етибар берип, өлкидә йеңи тәртипләр орнитилишқа башлиған чағ иди.

Бу әһвал грахамниң азад үч вилайәткә беришиға имканийәт яратти. Грахам ғулҗа сәпиридә совет иттипақиниң ролини ениқлашқа көңүл бөлгәндин сирт йәнә көплигән юқири дәриҗилик әрбаблар биләнму көрүшти. У, ғулҗиниң иқтисадий, иҗтимаий вә мәдәнийәт әһваллирини көзитип, уни гоминдаң һөкүмранлиқидики йәттә вилайәт билән селиштуруш арқилиқ, илиниң турмуш әһвали, базарлардики мал баһаси вә башқа тәрәпләрниң үрүмчидикидин яхши икәнликини, или һөкүмитиниң қисқиғинә вақит ичидә әвзәл турмуш шараити яриталиғанлиқини көрсәткән.

Грахам көпинчә тәбиәт мәнзирисини тәсвирләшкә көңүл бөлгән, кишиләрниң йүрүш-туруши вә кийинишлиригиму диққәт қилған. У өз доклатида совет тәсириниң ғулҗида йәнила мәвҗутлуқини, һакимийәтниң совет иттипақи тәрәпкә майил кишиләрниң қолида икәнлики, һәтта армийә ичидә совет офитсерлириниң йәнила мәвҗут икәнликини илгири сүргән болуп, бу учурларни униңға шу йәрдики руслар бәргән.

Доктор абләт камалофниң баян қилишичә; ғәрб дипломатлирини һәйран қалдурған нуқта или қозғилаңчилириниң наһайити тез ғәлибә қилип, өз һакимийитини тиклигәнлики шуниңдәк үч фронт бойичә һуҗумға өтүп, қисқа вақит ичидә үч вилайәттики мунтизим гоминдаң армийәсини мәғлуп қилалиғанлиқи болуп, улар буниңда чоқум совет иттипақиниң ярдими бар дәп қариған болсиму, лекин ишәнчлик пакитқа еришәлмигән.

Әйни вақитта совет иттипақи өзиниң шәрқий түркистан җумһурийитигә бәргән һәрбий ярдәмлирини йошурған болуп, совет тәрәпниң паалийәтлири мутләқ мәхпий түрдә елип берилған. Совет иттипақидин кәлгән әскәрләр вә офитсерлар өзлирини һаман йошурған иди. Совет иттипақи һөкүмити ғәрб дуняси алдида өзлириниң или инқилабини қоллиғанлиқини етирап қилмиған.

Түркийәниң әнқәрә шәһиридики һаҗитәпә университетиниң тарих оқутқучиси доктор әркин әкрәмниң қаришичә, әнә шу бирләшмә һөкүмәт мәзгилидә ғулҗиға барған әнглийә вә америка консуллириниң қаришичә, совет иттипақи 1945-йили 2-айдики ялта келишими бойичә 1945-йили, 8-айда хитай билән достлуқ шәртнамиси имзалиши җәрянида қозғилаңчиларға вә хитай компартийәсигә ярдәм бәрмәслик вәдисини бәргәнлики үчүн, шәрқий түркистан җумһурийитигә, җүмлидин миллий армийәниң хитай армийәсигә қарши һәрбий һәрикәтлиригә ярдәм бәрмәслики керәк иди. Совет иттипақи мәзкур келишимләр бойичә, америка вә ғәрб дөләтлириниң өзлириниң или һөкүмити вә миллий армийәни қоллиған һәм қоллаватқанлиқини билип қелишини қәтий халимиғанлиқи үчүн өзлириниң бу ишлирини наһайити мәхпий тутқан.

Совет иттипақи тәрәп өзиниң 1944-1949-йиллиридики уйғур қатарлиқ хәлқләрниң миллий азадлиқ һәрикитигә көрсәткән ярдәмлири вә тәсирлири мәсилисини совет иттипақи ахирлашқучә изчил мәхпий тутқан болуп, әйни вақитта вә таки совет иттипақи йимирилгүчә болған арилиқта ғәрб дипломатийәси вә тәтқиқатчилири гәрчә совет иттипақини бу инқилабқа арилашти дәп билсиму, әмма ениқ, рәсмий язма вә маддий пакитларға игә болалмиған иди. Пәқәт совет иттипақиниң уйғур миллий азадлиқ инқилабиға зади қандақ йосунда вә қанчилик дәриҗидә арилашқанлиқи совет иттипақи йимирилгәндин кейинла рус тарихчилири тәрипидин ашкарилинишқа башлап, алди билән русийә тарихчиси валерий барминниң тәтқиқатлирида оттуриға қоюлди. Профессор бармин бир қанчә йиллар москвадики русийә дөләтлик архиплирини ениқлаш арқилиқ москваниң әйни вақитта бу инқилабта қандақ рол ойниғанлиқини ашкарилап, 1999-йили“ 1941-1949-йиллардики совет -хитай мунасивәтлиридә шинҗаң”намлиқ китабини елан қилди.

Йеқинқи йилларда болса, мәзкур архип материяллири техиму көп оттуриға чиқирилған болуп, америкидики вудров вилсон мәркизиму 1945-1949-йиллири арисида совет тәрәпниң шәрқий түркистан инқилабиға көрсәткән ярдәмлиригә аит мәхпий архип һөҗҗәтлирини көпләп елан қилди.

Мана буларниң һәммиси әйни вақитта ғулҗиға барған әнглийә вә америка дипломатлири һәм журналистлири чүшәнмәкчи болған нәқ һөҗҗәтләрдин ибарәт иди. Әнглийә консули валтер грахам вә америка консули пакистон әйни вақитта совет иттипақиниң или инқилабидики тәсири һәққидә муһим вә ениқ материялларға еришәлмигән болсиму, лекин улар топлиған материяллар охшашла 1944-1949-йиллиридики миллий азадлиқ инқилаби вә униңға мунасивәтлик хәлқара мунасивәтләрни чүшиништики муһим материялларға айланған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.