Әхмәт игәмбәрди: мән шаһит болған уйғур қисмәтлири (7): зунун қадириға һуҗум
2023.01.12
Австралийәдә яшайдиған 87 яшлиқ пешқәдәм уйғур зиялийси әхмәт игәмбәрди өз һаятида шаһит болған уйғурларниң қисмәтлири тәркибидә атақлиқ уйғур язғучиси, һазирқи заман уйғур әдәбиятиниң намайәндилиридин бири зунун қадириниң 1962-йили 12-айда кәң көләмлик вә қаттиқ күрәш астиға елинип, “вәтәнгә асийлиқ қилиш” җинайити билән әйиблинип сүргүн қилинғанлиқ вәқәсини әслиди.
Мәлумки, 1961-1962-йиллири совет-хитай мунасивәтлири бузулғандин кейин, нурғун уйғур, қазақ вә башқа хәлқләрниң совет иттипақиға көчүп кетиш вә һәтта аммиви қечиш вәқәлири йүз бәрди. Шулар қатарида 1940-йиллардики шәрқий түркистан җумһурийитиниң нурғун кадирлири, җәңчи-офитсерлири вә 1950-йилларда тонулған уйғур зиялийлири вә мәдәнийәт әрбаблириму совет иттипақиға кәтти. Шулар қатарида атақлиқ язғучи, һазирқи заман уйғур әдәбиятиниң намайәндилиридин бири зунун қадириму кәтмәкчи болғанда тутулуп, ғулҗидин үрүмчигә елип келинип қаттиқ күрәш қилинди.
Пүтүн уйғур елиниң һәммә җайлиридин әдәбият-сәнәт саһәсиниң вәкиллири үрүмчигә топлинип, мәхсус өткүзүлгән зунун қадири үстидин күрәш қилиш йиғиниға уйғур аптоном районлуқ партком йетәкчилик қилған болуп, сәһнә арқисидики баш тәшкиллигүчи партком секретари ваң енмав иди. Йиғинға уйғурлардин абдулла закироф, қазақлардин қурбан алий османоф қатарлиқлар риясәтчилик қилған.
Күрәш қилиш йиғини икки һәптиләргә созулған вә мәхсус гуруппиларға бөлүнүп елип берилған болуп, һәммә киши зунун қадириниң қилмишлирини әйибләшкә селинған. Ахири йиғин хуласиси сүпитидә зунун қадириға “вәтәнгә асийлиқ қилишқа урунған” дегәндәк җинайәтләр артилип, униң қәләм һоқуқи вә башқа һәр хил җәмийәтләрдики рәһбирий вәзипилири елип ташлинип, аилиси билән ақсудики йеза игилик мәйданиға сүргүн қилинған. Зунун қадири әнә шу мәйданда еғир әмгәкләр билән оннәччә йиллар яшиғаниди. Буниң билән зунун қадириниң иҗадийитиниң рәсмий чоң мевиләрни беридиған басқучи хараблиқта өтти.
Бу, әмәлийәттә 1957-1958-йиллиридики “йәрлик милләтчиликкә зәрбә бериш” тин кейинки йәнә бир қетимлиқ һәрикәт болуп, бу зәрбә бериштә “чәткә бағлиниш”, йәни совет иттипақиға тәлпүнүш қилмишлирини чөридәп, идийиви зәрбә бериш елип берилғаниди.
Бу сөһбәтниң толуқ тәпсилатини юқирқи улиништин аңлаң.