Әхмәт игәмбәрди: мән шаһит болған уйғур қисмәнлири ( 8): “тарим”ниң гумран қилиниши
2023.01.26
Австралийәдә яшайдиған 86 яшлиқ атақлиқ уйғур шаири, милләтпәрвәр зиялийси вә 20-әсирдики көплигән вәқәләрниң шаһити әхмәт игәмбәрди әпәнди өзи 3 йил ишлигән, уйғур елидики атақлиқ уйғур әдәбият-сәнәт журнили “ тарим” ниң 1962-1964-йиллири қандақ вәйран қилинғанлиқини әслиди. У, әйни вақитта уйғур әдәбият сәнитиниң йетәкчилик мәркизигә айлинип хәлқниң һөрмитигә вә сөйгүсигә еришкән журналниң ахирида хитай компартийәси вә мав зедоңни мәдһийәләйдиған журналға айландурулғанлиқини баян қилди.
Дәсләпки вақитларда “ шинҗаң әдәбият сәнити” дәп аталған бу журнал кейин “ тарим”ға өзгәртилгән болуп, бу, уйғур аптоном районлуқ әдәбият-сәнәтчиләр бирләшмисиниң нәшр әпкари иди. Журналда 1940-йиллардики шәрқий түркистан җумһурийити әдәбияти саһәсидә көзгә көрүнгән бир қисим язғучи-шаирлар ишлигән болуп, улар журнал сәһипилирини уйғур миллий роһи вә миллий идийәси билән суғурулған һекайә, фелйәтон, шеир, дастан вә башқа хилдики әсәрләр билән толдурғаниди. Бу журнал охшашла һазирқи заман уйғур әдәбиятиниң тәрәққиятиға зор һәссә қошқаниди. 1957-1958-Йиллири “йәрлик милләтчиликкә зәрбә бериш” нами астида мәзкур журнал тәһрирлири вә журналда әсәрлири елан қилинған әдибләргә бир қетим зәрбә берилгән болса, 1961-1962-йиллиридин етибарән йәнә бир қетим омумйүзлүк “ ревизионизмға қарши туруш”, “ қош йүрәкликкә қарши туруш” дегәндәк намлар астида идеологийә саһәсидә тазилаш елип берилди.
Бу, совет-хитай мунасивәтлириниң бузулушиниң нәтиҗиси билән бағлинишлиқ болуп, уйғур язғучилири, зиялийлири советқа бағланған, советниң тәсири еғир, қош йүрәк, ревизионист дегәндәк намлар астида зәрбигә учриди. Әнә шу күрәштә атақлиқ язғучи зунун қадири вә башқилар әнә шундақ нам билән қаттиқ күрәшкә тартилип җазаланди. 1962-1964-Йиллири арисидики бу һуҗумда“ тарим” журнили әдәбият-сәнәт саһәсидики асасий күрәш нуқтисиға айлинип ақивәттә мәзкур журнал өзиниң йөнилишини толуқ өзгәртти, униңда ишлигән әдибләр, тәһрирләр қаттиқ җазаланди. Журналда пәқәт мав зедоң, хитай компартийәсини күйләш, хитай әдәбияти әсәрлири тәрҗимә қилип тонуштуруш мәркизий нуқта болди.
Бу сөһбәтниң толуқ тәпсилатини юқирқи улиништин аңлиғайсиз.