Әхмәт игәмбәрди: мән шаһит болған уйғур қисмәтлири(9): уйғуристансиз өзбекчә шеир топлими

Мухбиримиз үмидвар
2023.02.16
Murat-Hemrayef-1.jpg Сабиқ совет иттипақи педагогика пәнлири академийәсиниң мухбир әзаси, профессор мурат һәмрайеф иш үстидә.
RFA/Umidwar

Бу йил 2-айниң 14-күни уйғур хәлқиниң бүйүк алимлиридин бири сүпитидә һөрмәткә сазавәр болған  профессор, һазирқи заман вә классик  уйғур шаирлириниң шеирлирини  тунҗи болуп чәт тилларға тәрҗимә қилип чиқирип, уйғур әдәбиятини тонуштурған  мурат һәмрайефниң вапатиниң 40 йиллиқидур. Әйни вақиттики өзбекистан пәнләр академийәсиниң йетәкчи алимлиридин бири, сабиқ совет иттипақи педагогика пәнлири  академийәсиниң академики намзити, йәни мухбир әзаси  мурат һәмрайеф  1983-йили 14-феврал күни ташкәнт шәһиридә 47 йешида туюқсиз вапат болғаниди.  Австралийәдә яшайдиған 86 яшлиқ пешқәдәм уйғур зиялийси  әхмәт игәмбәрди әпәнди мурат һәмрайефниң 1957-1960-йили арисида ташкәнттики оттура асия университетида  савақдаш болған дости болуп, у,  мурат һәмрайефниң биринчи болуп,  уйғур ели шаирлириниң шеирлирини русчә вә өзбекчигә тәрҗимә қилип тонуштурғанлиқиға шаһит болғаниди.

1956-Йилидики өзбекистан дөләтлик оттура асия университетиниң уйғур оқуғучилири, солдин башлап: мурат һәмрайеф, долқун ясин, әхмәт игәмбәрди. 1956-Йили, ташкәнт
1956-Йилидики өзбекистан дөләтлик оттура асия университетиниң уйғур оқуғучилири, солдин башлап: мурат һәмрайеф, долқун ясин, әхмәт игәмбәрди. 1956-Йили, ташкәнт
RFA/Oyghan

Мурат һәмрайеф 1958-йили уйғур ели шаирлириниң надир шеирлирини өзбекчиләштүрүп биринчи топлам сүпитидә ташкәнттә “ шинҗаң шаирлири” намида нәшр қилдурған. Лекин,  у әслидә топламни “ уйғуристан шаирлири” дәп атиған болсиму, әмма әйни совет иттипақи һөкүмити  буниңға йол қоймай, топламни “ шинҗаң шаирлири” дегән нам астида нәшр қилған. Мурат һәмрайеф “ уйғуристан ” намини  топламға қоюш үчүн көп һәрикәт қилған болсиму, нәтиҗә бәрмигән.   Чүнки, бу вақитта совет-хитай мунасивәтлири шерин ай дәвридә болуп, икки дөләтниң мунасивити юқири дәриҗидики достлуқ, иттипақдашлиқ ичидә иди. Шуңа совет иттипақи уйғуристан аталғусини рәт қилған.

Мурат һәмрайеф совет –хитай дүшмәнлик дәври болған 1960-1970-йилларда уйғур килассиклириниң көплигән шеирлирини вә һазирқи заман шаирлириниң әсәрлирини, җүмлидин лутпулла мутәллип шеирлирини рус тилида нәшр қилдурғаниди. Униң “түркий шеирийити қурулмилириниң асаслири” қатарлиқ 20 әтрапида илмий тәтқиқат китаби вә йүзлигән илмий мақалилири хәлқара уйғуршунаслиқ, түркшунаслиқ саһәсидә юқири баһаланғаниди.

Мурат һәмрайеф 1936-йили 1-январ күни алмутада туғулған.  У, алмута, ташкәнт қатарлиқ шәһәрләрдә  маарип тәрбийәси алған  вә  докторлуқ унваниға сазавәр болған. Көп йиллар қазақистан пәнләр академийәси уйғуршунаслиқ бөлүми, ташкәнттики өзбекистан пәнләр академийәси педагогика институтлирини башқурғаниди.

Көп көрүлгән хәвәрләр
Тарих-бүгүн
Uyghur-Alimliri-tusinay-teyipowa
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.