Әхмәт игәмбәрди: мән шаһит болған уйғур қисмәтлири(12): әнвәр салиҗан қалдурған сөзләр

Мухбиримиз үмидвар
2023.04.20
Тарихниң садда үмид-арзулири: ташкәнттики уйғур оқуғучилириниң хрушофқа әрзи қилиши Әхмәт игәмбәрди әпәнди. 2009-Йили австралийә.
RFA/Ümidwar

Австралийәдә яшайдиған 86 яшлиқ пешқәдәм уйғур зиялийси әхмәт игәмбәрди әпәнди өзи шаһит болған уйғур қисмәтлириниң муһим қисми сүпитидә өзиниң 1969-1979-йиллири арисидики 10 йиллиқ түрмә һаятини, җүмлидин җамаәт хәвпсизлик назарити түрмисидә көргәнлирини әсләп өтти.

У түрмә һаятида өзи билән түрмидаш болған сабиқ шәрқий түркистан инқилабий рәһбирий кадирлириниму әслиди. Униңға тәсир қалдурған кишиләрниң бири атақлиқ қазақ зиялийси, 1944-1949-йиллардики шәрқий түркистан инқилаби рәһбири әхмәтҗан қасиминиң йеқинлиридин бири әнвәр салиҗан иди.

Әхмәт игәмбәрди әпәнди әнвәр салиҗан билән түрмигә кириштин бурун тонуш әмәс, әмма намини көп аңлиған, болупму униң 1946-йили қишта әхмәтҗан қасими башчилиқидики өмәк тәркибидә нәнҗиңгә берип, хитай җумһурийитиниң қурултийиға қатнашқан вә “шинҗаңни шәрқий түркистан җумһурийитигә өзгәртиш” һәққидики лайиһәни түзгүчи һәм қол қойғучиларниң бири болғаниди. Әнвәр салиҗан ахирғичә әхмәтҗан қасииминиң рәһбәрликидә иш елип барған, у, 1960-йиллардики шәрқий түркистан хәлқ инқилаби партийәсиниң рәһбири әзалиридин бири иди вә шу сәвәбтин қолға елинип түрмигә ташланған һәм ахири баҗаху түрмисидә йетип һаятидин айрилған. Әнвәр салиҗан әхмәт игәмбәрдигә түрмидә шәрқий түркистан хәлқ инқилаби партийәсигә аит көп учурларни мәхпий шәкилдә сөзләп бәргән.

Үрүмчидики бу түрмидә 1969-1970-йилларда сабиқ шәрқий түркистан җумһурийитиниң кадирлиридин аруп нәсиби, абдулла закироф, қазақлардин әнвәр җакулин қатарлиқларму ятқаниди.

Юқиридики аваз улинишидин программиниң тәпсилатини аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.