Әхмәт игәмбәрди; мән шаһит болған уйғур қисмәтлири: ташкәнткә барған 108 оқуғучи( 18)
2023.09.07

Австралийәдә яшайдиған 86 яшлиқ пешқәдәм уйғур зиялийси, шаир әхмәт игәмбәрди әпәнди өзи шаһит болған уйғур қисмәтлири һәққидики ағзаки тарихий баянлириниң бу қетимлиқ қисмида 1950-йилларда хитай һөкүмитиниң сабиқ совет иттипақиға бир түркүм уйғур оқуғучиларни оқушқа чиқарғанлиқини вә уларниң ташкәнттә қандақ тәсирләргә учриғанлиқини баян қилиду.
Әхмәт игәмбәрдиниң баян қилишичә, хитай-совет иттипақдашлиқ дәвридә, хитай өз оқуғучилирини асасән дегүдәк совет иттипақида оқушқа әвәткән. Әнә шу миңлиған оқуғучилар қатарида 100 дин артуқ уйғур оқуғучиниму 1956-1958-йили арисида үч түркүмгә бөлүп, ташкәнткә оқушқа чиқарған болуп, әслидә уйғур аптоном районлуқ һөкүмити совет иттипақиға 300 оқуғучи әвәтишни пилан қилғаникән, әмма ташкәнт шәһиридики оттура асия университети қатарлиқ алий мәктәпләргә үч түркүмдә 108 әтрапида оқуғучи чиқарған. Буларниң %80 ни уйғурлар, қалғанлирини башқа милләтләр тәшкил қилған.
Бу, 1934-1937-йиллири арисида совет иттипақиниң тиклиши вә йөлиши билән мәвҗут болған шең шисәй вә хоҗанияз һаҗи башчилиқидики “шинҗаң һөкүмити” ниң үч түркүмдә 300 әтрапидики оқуғучини оттура асияға оқушқа чиқиришидин 20 йил өтүп, иккинчи қетимда әнә шундақ мәлум сандики уйғурларниң ташкәнткә әвәтилиши иди. Әхмәт игәмбәрди әнә шу оқуғучиларниң бири болуп, униң ейтишичә, улар ташкәнттики оқуш җәрянида совет иттипақиниң оттура асия районидики тәрәққиятлар, өзбек, қазақ, қирғиз вә башқа милләтләрниң җумһурийәтлиридики гүллинишләрни көрүп, буни хитай коммунистлири һөкүмранлиқидики уйғур ели билән селиштуруп, хитайниң уйғурларға һечқандақ әмәлий сиясий һоқуқларни бәрмигәнликини чүшәнгән, улар ташкәнтни худди өз өйлиридәк, өзбекистанни худди өз җумһурийәтлиридәк һес қилип өзлирини әркин туйған. Өзбекләр вә башқа милләт оқутқучилири уларға әң сәмимий муамилиләрдә болған. Болупму өзбекләр билән уйғурларниң йеқин қериндашлиқи, өзбек тили билән уйғур тилиниң ортақлиқи сәвәбидин уйғур оқуғучилар бу җайда һәргизму ятсиримиған.
Лекин, 1930-йилларда ташкәнткә оқушқа әвәтилгән оқуғучилар қайтип кәлгәндин кейин қандақ вәйран қилинған болса, 1950-йилларда ташкәнткә оқушқа чиққан оқуғучиларниң вәтәнгә қайтип кәлгәнлири охшашла, йәрлик милләтчиликкә қарши күрәш, истил түзитиш, мәдәнийәт инқилаби дегәндәк күрәшләрниң зәрбисигә учрап, түрмиләрдә ятқан, һаятидин айрилған вә еғир паҗиәләрни баштин кәчүргән. Лекин, ташкәнт қатарлиқ совет иттипақи алий мәктәплиридә оқуған уйғур зиялийлириниң бир қисми түрлүк паҗиәләрни йеңип, 1950-1960-йиллар, болупму 1980-йиллар уйғур миллий маарип вә илим-пән саһәсиниң йетәкчилиригә айланғаниди. Һәтта уларниң арисида совет иттипақида қәп қалғанлириму, мәсилән абдурешит елийоф, аблиз абдуллайеф, шәриф әхмәдоф, шәһидә шаһимәрданова һәм башқилар көзгә көрүнгән алимлар, профессорлар, мәдәнийәт әрбаблири болуп өз тәвәсидә тәсир көрситидиған шәхсләргә айланғаниди.
Сөһбәтниң тәпсилатини юқириқи улиништин аңлаң.