әхмәт игәмбәрди: "мән шаһит болған уйғур қисмәтлири" ( 1)

1950-يىللاردىكى ئەخمەت ئىگەمبەردى قاتارلىق ئۇيغۇر زىيالىيلىرى ۋە يازغۇچىلىرى. «تارىم» ژۇرنىلى. 1961-يىلى، ئۈرۈمچى.
1950-йиллардики әхмәт игәмбәрди қатарлиқ уйғур зиялийлири вә язғучилири. "тарим" журнили. 1961-йили, үрүмчи. (Photo: RFA)

0:00 / 0:00

1950-йиллардики уйғурлардики миллий роһ вә миллий гүллиниш һәрикәтлири

австралийәдә яшайдиған пешқәдәм уйғур зиялийси, атақлиқ шаир, уйғурларниң 20-әсир вә һәтта 21-әсирниң башлиридики сиясий һаятиниң шаһити әхмәт игәмбәрди әпәнди өз кәчмиш китабини "һаят мәнзиллири" намида истанбулда нәшр қилдурғаниди. әмма, 1936-йили җимисарда туғулуп, балилиқ, яшлиқ һаятини үрүмчидә оқуш, хизмәт билән өткүзгән вә ташкәнттә алий мәктәп пүттүргән, он нәччә йил хитай түрмилиридә ятқан, 1980-йиллардин етибарән муһаҗирәт һаятини башлиған әхмәт игәмбәрди әпәндиниң биваситә өз бешидин өткүзгән, көргән, аңлиған, оқуған-билгән уйғур хәлқиниң һәр хил сиясий, иҗтимаий вә мәдәнийәт қисмәтлирини униң өз еғизидин аңлаш өзгичидур.

"тарих вә бүгүн" сәһипимизниң бу қетимқи қисмида у өз баянлирини 1950-йиллардики уйғурларниң сиясий, миллий вә мәдәний ойғинишлири вә идийәви пикирлиригә беғишлиди.

сөһбәтни юқурдики аваз улиништин толуқ аңлаң.