Әхмәт игәмбәрди: “мән шаһит болған уйғур қисмәтлири” ( 1)

Мухбиримиз үмидвар
2022.09.22
Әхмәт игәмбәрди: “мән шаһит болған уйғур қисмәтлири” ( 1) 1950-Йиллардики әхмәт игәмбәрди қатарлиқ уйғур зиялийлири вә язғучилири. “тарим” журнили. 1961-Йили, үрүмчи.
Photo: RFA

1950-Йиллардики уйғурлардики миллий роһ вә миллий гүллиниш һәрикәтлири

Австралийәдә яшайдиған пешқәдәм уйғур зиялийси, атақлиқ шаир, уйғурларниң 20-әсир вә һәтта 21-әсирниң башлиридики сиясий һаятиниң шаһити әхмәт игәмбәрди әпәнди өз кәчмиш китабини “һаят мәнзиллири” намида истанбулда нәшр қилдурғаниди. Әмма, 1936-йили җимисарда туғулуп, балилиқ, яшлиқ һаятини үрүмчидә оқуш, хизмәт билән өткүзгән вә ташкәнттә алий мәктәп пүттүргән, он нәччә йил хитай түрмилиридә ятқан, 1980-йиллардин етибарән муһаҗирәт һаятини башлиған әхмәт игәмбәрди әпәндиниң биваситә өз бешидин өткүзгән, көргән, аңлиған, оқуған-билгән уйғур хәлқиниң һәр хил сиясий, иҗтимаий вә мәдәнийәт қисмәтлирини униң өз еғизидин аңлаш өзгичидур.

“тарих вә бүгүн” сәһипимизниң бу қетимқи қисмида у өз баянлирини 1950-йиллардики уйғурларниң сиясий, миллий вә мәдәний ойғинишлири вә идийәви пикирлиригә беғишлиди.

Сөһбәтни юқурдики аваз улиништин толуқ аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.