Әхмәт игәмбәрди: мән шаһит болған уйғур қисмәтлири: хата армийәни қарши елиш (20)

Вашингтондин мухбиримиз үмидвар тәйярлиди
2023.10.05
“шинҗаң тинчлиқ билән азад қилинип” уйғурлар хушаллиқ билән хитай компартийә қошунини қарши алғанму? Хитай компартийә қошуни үрүмчигә киргән күнидики көрүнүш. 1949-Йили 20-өктәбир.
public domain

Бу йил 10-айниң 1-күни хитай коммунистлириниң дөлити-хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқи хатирә күни шуниңдәк 10-айниң 12-күни хитай коммунист қошунлириниң уйғурлар елини ишғал қилиш үчүн омумйүзлүк һәрбий йүрүшни башлиған күни. Демәк, әнә шу 12-өктәбирдин башлап таки 1950-йилиниң баһар айлириғичә 190 миңдин артуқ хитай қошунлири уйғур елиниң һәммә җайлирини игилиди. Австралийәдә яшайдиған 87 яшлиқ пешқәдәм уйғур зиялийси, шаир әхмәт игәмбәрди әпәнди өзи шаһит болған уйғур қисмәтлири һәққидики ағзаки тарихий баянлириниң бу қетимлиқ қисмида өзиниң әнә шу ишғалийәткә шаһит болған кәчүрмишлирини баян қилди. Әхмәт игәмбәрди 1949-йили 10-айниң 20-күни хитай коммунист қошунлириниң бир танка-бироневик баталйониниң үрүмчигә шәһиригә киришидин башланған вәқәләрни өз көзи билән көргәниди.

Әң муһим нуқта шуки, тав сийө вә бурһан шәһиди башлиқ гоминдаң һәрбий-мәмурий башлиқлири 1949-йили 25-сентәбир күни компартийәгә тәслим болғанлиқини елан қилип, икки һәптидин кейин хитай коммунист қошунлири кәң көләмдә уйғур елиға киришни башлиған. 20-Өктәбир күни униң алдин йүрәр қошунлири үрүмчигә йетип кәлгәндә, бурһан шәһиди вә тав сийө қатарлиқлар уларни қарши елиш үчүн көп сандики кишиләрни һәтта оқуғучиларни уланбайға чиқарған.

 Әхмәт игәмбәрди оқуватқан үрүмчидики өлкилик 2-даирилмуәллимин оқуғучилириму уланбайға елип берилған. Уларға “азадлиқ армийәни қарши алисиләр” дәп уқтурулған. Бу оқуғучилар, мәлум сандики уйғур аммиси вә көп сандики хитайлар уланбайға йетип келип күтүп турғанда уларниң алдиға танка-бироневикларда олтурған, пүтүнләй хитай әскәрлири келишкә башлиғанда оқуғучилар вә бир қисим уйғурлар ғулғула қилишқан, чүнки улар “азадлиқ армийә” дегәнниң немиликини чүшәнмигәнлики үчүн өзлириниң алдиға илидики шәрқий түркистан миллий армийәси келиду, шуларни қарши алимиз дәп ойлиғаникән. Һәтта бәзи оқуғучилар әгәр миллий армийә кәлсә немишқа шимал тәрәпкә чиқмай, җәнуб тәрәптики уланбайға чиқимиз дәп һәйран қелишқан. Мәзкур хитай әскәрлирини қарши елишқа чиққан хитайлар гүлләрни тәқдим қилип, зор һаяҗан вә хушаллиқ билән дағдуға қилишқан, улар бәк хушал болушқан, әмма уйғурлар болса өзлириниң қарши алғанлириниң нәччә йилдин буян манас дәряси бойида туруватқан миллий армийә әмәс, бәлки охшашла хитай әскәрлири икәнликини билгәндин кейин үмидсизләнгән. Бәзиләр азадлиқ армийә дегәнниң әмәлийәттә пүтүнләй хитайлардин түзүлгән коммунист армийәси икәнликини шу йәрдә чүшәнгән. Әхмәт игәмбәрдиниң әслишичә, нәқ мәйдандики бәзи уйғурлар “ақ ит, қара ит һәммиси охшаш бир ит” , “бизни илидики шәрқий түркистан армийәси азад қилмастин йәнә шу башқа бир хил хитай қошуни игиләпту” дейишкән. Әхмәт игәмбәрдиниң ейтишичә, хитай һөкүмити кейин тәшвиқ қилғандәк, уйғурлар һечқачан хитай хәлқ азадлиқ армийәсини дақа-думбақларни челип, уссул ойнап қарши алған әмәс, бу бир сахта тәшвиқаттин ибарәттур. Уларни әнә шундақ қарши алғанлар хитай аммисидин ибарәт болуп, гәрчә һөкүмәт бир қисим уйғурларниму бу қарши елишқа мәҗбурий буйруқ шәклидә тәшкилләп бәзиләрни сазлирини челишқа, совғиларни тәқдим қилишиға уюштурған болсиму, лекин бу барлиқ уйғур хәлқиниң арзусиға вәкиллик қилалмайтти.

Әхмәт игәмбәрдиниң ейтишичә, хитай коммунист қошунлири арқа-арқидин үрүмчигә пиядә келип орунлашқан болуп, хитай аһалилири қайнам-ташқинлиққа вә хушаллиққа чөмүшкән, әмма уйғурларни ғәм басқан. Лекин хитай әскәрлири тактикисини өзгәртип һәммә йәрдә коча-койларни, уйғурларниң һойла-арамлирини тазилап, қериларниң сулирини тошуп, отунлирини йерип берип, һәммә йәрдә өзлирини “хәлқниң қошуни” дәп көрситишкән. Буларни көргән авам уйғурларниң бәзилири “булар гоминдаң хитайлиридин пәрқлиқ яхши хитайлар икән” , “коммунист хитайлар яхши икән” дейишкән. Әхмәт игәмбәрдиниң әслишичә, һәтта ваң җин қатарлиқ хитай коммунист башлиқлири “биз силәргә ярдәм беришкә кәлдуқ, гоминдаң әксийәтчилириниң зулумидин азад қилишқа кәлдуқ” , “биз гоминдаңчиларни толуқ тазилап болуп, һәммә ишларни орунлаштуруп болуп чиқип кетимиз, һәммә һоқуқ силәрниң қолуңларда болиду, өзүңларни өзүңлар башқурисиләр” дәп сөзләп уйғурларни үмидләндүргән. Әмма, иш улар дегәндәк болмастин, орунлишип болғандин кейин бастуруш вә җазалашлири башлап, өзлириниң қой терисигә оринивалған бөрә икәнликини көрсәткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.