1947-1946-Йиллиридики хитай җасуслири вә каттивашлириниң нәзиридики әхмәтҗан қасими вә шәрқий түркистан вәкиллири

Мухбиримиз үмидвар
2021.04.08
1947-1946-Йиллиридики хитай җасуслири вә каттивашлириниң нәзиридики әхмәтҗан қасими вә шәрқий түркистан вәкиллири Шәрқий түркистан миллий азадлиқ инқилабиниң рәһбири әхмәтҗан қасими әпәнди. 1947-Йили, нәнҗиң.
Public Domain

1946-Йили 11-айниң 14-күнидин 1947-йили 1-айниң 11-күнигичә әхмәтҗан қасими башчилиқидики хитайниң асасий қанун қобул қилидиған хәлқ қурултийиға қатнашқан шәрқий түркистан вәкиллири хитай пайтәхти нәнҗиңдин башқа йәнә бирқисим шәһәрләрни зиярәт қилип, 14-январ күни үрүмчигә қайтип кәлди.

Қурултай җәрянида хитайлар уларни “шинҗаң вәкиллири” дегән, әмма улар өзлирини “шәрқий түркистан вәкиллири” дәп атиғаниди.

Шәрқий түркистан вәкиллири асаслиқи әхмәтҗан қасими, әйса алиптекин, абдукерим аббасоф, зия сәмәди, абдуләхәт мәхсум, әнвәр салиҗан ( қазақ), кәрим һаҗи ( туңган), мәхсут тейипоф, хәмит султан, әртоғрул сәбири, аминә буғра қатарлиқ вәкилләрдин ибарәт болуп, булар ичидә асаслиқи шәрқий түркистан җумһурийитидин бирләшмә һөкүмәткә қатнашқан вәкилләр көп санни игилиди. Булардин башқа йәнә йәттә вилайәткә тәвә хитай, қазақ, қирғиз, шибә вәкиллириму болуп, җәмий 18 адәм иди. Қурултайда асаслиқи уйғур вәкилләр бирдәк милләтләрниң өз тәқдирини өзлири бәлгиләш һоқуқини, йәни конкрет һалда “шинҗаңни шәрқий түркистан җумһурийитигә өзгәртиш” лайиһисини хитайниң хәлқ қурултийида оттуриға қоюшқа сунди. Бирақ, ахирқи һесабта хадиваң, җяв җйәнфең, му җиңа, мадамбек қатарлиқ қазақ, хитай, шибә, қирғиз вәкилләрниң бәзилириниң башта имза қоюп кейин йенивелиши, бәзилириниң қарши чиқиши арқисида җаң кәйши, җаң җиҗоң, бай чоңши ( туңган), шав лизи вә башқиларниң қарши туруши һәм астиртин буни тосуш һәрикити елип бериши билән мәзкур лайиһә қурултайда омумий музакиригә қоюлушқа йол қоюлмай рәт қиливетилди. Нәнҗиңдики хитай җасуслуқ органлири вә җасуслири бу җәрянда әхмәтҗан қасими вә башқа шәрқий түркистан, йәни уларниң атиши бойичә “шинҗаң вәкиллири” ниң барлиқ сөз-һәрикәтлири, идийәсини инчикә разведка қилип, учур топлап мәркизий һөкүмитигә йоллап турди.

Шәрқий түркистан вәкиллири өзиниң лайиһилири вә тәләп-пикирлири һечқандақ қобул қилинишқа вә һәтта етибар беришқиму еришәлмигәнликини көргәндин кейин, мәзкур қурултайға пассип позитсийә тутуп, асасән қатнашмаслиқ чариси қолланғаниди.

Әхмәтҗан қасими ахирқи қетим 24-декабир күни хитайниң “нәнҗиң гезити” ниң зияритини қобул қилип, дадиллиқ билән хитайниң миллий сияситини сөкти, шуниңдәк йәнә “шәрқий түркистан” намидин қәтий ваз кәчмәйдиғанлиқи, милләт нуқтисидин “шинҗаңда 14 милләт” әмәс, бәлки түркий, хитай, моңғул вә ақ оруслардин ибарәт асаслиқ төт милләт барлиқи, йәни уйғур қатарлиқ түркий милләт нопусиниң %85 тин ашидиғанлиқини, уйғурларниң әнә шу түркий миллитиниң бири икәнликини баян қилди.

Йеқиндин буян тәйвән һөкүмити хитай гоминдаң һөкүмитиниң әйни вақиттики шәрқий түркистан инқилаби, әхмәтҗан қасими қатарлиқ инқилаб рәһбәрлири һәм хитайниң уларға қаратқан сиясити вә башқа көплигән мәсилиләргә аит бирқисим мәхпий архиплирини ашкарилашқа башлиди. Әнә шу тәйвән архиплириниң бирқисмини хитайчидин уйғурчиға тәрҗимә қилиш ишлири билән шуғуллиниватқан таран уйғур әпәндиниң қаришичә, хитай җасуслуқ органлири әхмәтҗан қасимини баштин аяқ хитай дөлити үчүн “әң хәтәрлик” вә әң “қабил сиясийон” дәп қарап, униң иш-һәрикәтлири һәққидә инчикә көзәткән вә учур топлиған;

Хитай истихбарат оргининиң әхмәтҗан қасиминиң нәнҗиңдә елип барған барлиқ паалийәтлири, сөз-һәрикәтлири вә башқиларға аит мәхпий топлиған материяллири һәм көзитишлиридә униң мәқситиниң “шинҗаңни мустәқил қилиш”, “шәрқий түркистан җумһурийити қуруш” икәнликини хуласилигәниди.

Таран уйғур әпәндиниң тәминлигән архип учурлири бойичә. Гоминдаң истихбарат оргининиң “қурултай истихбарати” ниң 39-номурлуқ һөҗҗитидә: “у, совет иттипақи билән мунасивити бар болған наһайити әла бир кадир, униң асаслиқ мәқсити шинҗаңни хитайдин мустәқил қилип, совет иттипақиға қошуветиш. Униң бу қетимлиқ хәлқ қурултийиниң ичи вә сиртидики сөз-һәрикәтлириму наһайити ғәлитә” дәп хуласә чиқирилған. Мәзкур мәхпий һөҗҗәттә йәнә әхмәтҗан қасиминиң ички җәһәттә: “ву җоңшин шинҗаңни башқурған чағда шәрқий түркистан һәрикитиниң ғәлибисигә тосалғу болди. Шуниң үчүн у бизниң һәқиқий дүшминимиз. Шуниң үчүн, ву җоңшин билән сөз-һәрикәттә бирдәк болған һәр қандақ киши шәрқий түркистан миллитиниң дүшмини. Бүгүн биз дүшмәнниң тәсир даириси ичидики йәрләрдә туруватимиз, шундақла шәрқий түркистанниң миллий мустәқиллиқини қолға кәлтүрүштин ибарәт интайин һалқилиқ мәсилә үчүн бу йиғинға кәлдуқ. Шуңа һәрбир вәкилниң сөз-һәрикити вә тәшәббуси чоқум бирдәк болуши керәк” дегәнлики хатиригә елинған.

Булардин башқа йәнә, әхмәтҗан қасими баш болуп оттуриға қойған тәклип лайиһә рәт қилинғандин кейин хитай истихбарат оргини әхмәтҗан вә у башлиған шәрқий түркистан вәкиллириниң иш-һәрикәтлири һәққидә мәлумат йоллап: “шинҗаң вәкиллириниң қурултайға сунған тәклипи қайтуруветилгәндин кейин әхмәтҗан мундақ дегән: мәркәз йәнила өзиниң изчил таҗавузчилиқ сияситини сақлап кәлди. Бизниң қурултайға сунған өз тәқдирини өзи бәлгиләш вә мустәқиллиқ һәққидики тәләплиримизниң әмәлгә ешиши әмди мумкин әмәс. Буниңдин кейин шәрқий түркистан һәрикитиниң ғалибийити пүтүнләй өзимизниң күрәшлиригә бағлиқ болуп қалди. Һазир пәқәт тездин шинҗаңға қайтип, мустәқиллиқ һәрикитимизни күчләндүргәндила истиқбалимизда үмид бар” дегән сөзлирини хатиригә алған.

Хитай истихбарат оргини йәнә өзлириниң “әхмәтҗанниң шинҗаң мәсилиси һәққидики билдүрүши” намлиқ мәхпий истихбарат һөҗҗитидә: “хәлқ қурултийиниң шинҗаң вәкили әхмәтҗан йеқинда хәлқ қурултийиниң шинҗаң вәкили хадиваңға мәхпий түрдә: һазир шинҗаңдики күрәшниң биринчи қәдими ғәлибә қилди, униң иккинчи қәдими һазир башлинип болди. Бу қәдәмдә алди билән йүксәк мухтарийәт тәләп қилимиз вә кейин йәнә һәрикәт қилип, буни рәсмий мустәқиллиққа айландуримиз, дегән” дәп мәлумат йоллиған.

Бу җәрянда җаң кәйши қатарлиқ хитай рәһбәрлири униң билән тушмутуштин көрүшүп, униңға һөрмәт көрсәткән, чүнки уларниң нәзиридә у наһайити қабил вә талантлиқ сиясийон болупла қалмастин бәлки “шәрқий түркистан һәрикитиниң башчиси”, “шинҗаңдики исянчиларниң рәһбири” иди.

Демәк, җаң кәйши вә башқа хитай алий рәһбәрлириниң әхмәтҗан қасимиға көрсәткән бу һөрмәтлири тамамән алдаш, пәпиләш, юмшитиш тактикиси болуп, бу уларниң “әхмәтҗан шинҗаңға қайтип барғандин кейин шәрқий түркистан мустәқиллиқ һәрикитини қозғиши вә күчәйтиши” дин сақлинишқа урунуш иди.

Тәпсилатини улиништин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.