Уйғур миллий инқилаб тарихидики өлмәс уйғур рәһбири-әхмәтҗан қасими тәвәллутиға 110 йил
2024.04.11
2024-Йили, 4-айниң 14-күни уйғур хәлқиниң 20-әсирдә өткән миллий даһийси, 1944-1949-йиллири арисида мәвҗут болған мустәқил шәрқий түркистан җумһурийитиниң вә шәрқий түркистан миллий мустәқиллиқ һәрикитиниң рәһбири әхмәтҗан қасими дуняға кәлгәнликиниң 110 йиллиқидур. Бу күн мунасивити билән бу затни хатириләш, яд етиш, у рәһбәрлик қилған мустәқиллиқ вә азадлиқ инқилабини әсләш һәм шу дәвр һәққидә әтраплиқ, чоңқур пикир йүргүзүш наһайити муһим дәп қарилиду. Дуня уйғур қурултийи әхмәтҗан қасими туғулғанлиқиниң 110 йиллиқи мунасивити билән уни чоңқур яд етип, униң күрәш йоли һәм ирадисиниң буниңдин кейинки уйғур миллий һәрикитидә йәнила йетәкчилик әһмийитигә игә икәнликини, әхмәтҗан қасиминиң хәлқ қәлбидә һечқачан өлмәйдиғанлиқини муәййәнләштүрди. Дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса әхмәтҗан қасимини “уйғур хәлқиниң мустәқиллиқ һәрикитидә даһийлиқ салаһийити билән тонулған миллий рәһбәр” дәп атиди.
Әхмәтҗан қасими 1944-йили 12-ноябир күни ғулҗа шәһиридә қурулған шәрқий түркистан җумһурийитидә қәдәмму-қәдәм өсүп, өзиниң сиясий таланти, қабилийити, мол билими вә мустәһкәм күрәш ирадиси билән хәлқниң етирап қилишиға вә сөйүши һәм қәдирлишигә еришкән. Йәни, аддий бир җәңчи сүпитидә қозғилаңға қатнишип, арқидин “азад шәрқий түркистан” гезити тәһрири, шәрқий түркистан һөкүмити муавин баш катипи, шәрқий түркистан җумһурийити һәрбий ишлар назири, һөкүмәт әзаси дәриҗилиригә көтүрүлгән, 1946-йилидин кейин шәрқий түркистан инқилабиниң рәһбири сүпитидә оттуриға чиқип, азадлиқ күришидики бир символлуқ рәһбәргә айланғаниди.
Әхмәтҗан қасиминиң әң йеқин сәпдиши, 1944-йили, 12-ноябир күни қурулған шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмитиниң баш катипи, “азадлиқ тәшкилати” ниң әзаси, шәрқий түркистан җумһурийитидә әхмәтҗан қасими билән бирликтә барлиқ һөкүмәт ишлириниң пирограммилирини түзгән абдурәуп мәхсум ибраһими 2004-йили әхмәтҗан қасиминиң кимликигә баһа берип мундақ дегән иди: “әхмәтҗан қасими ақ көңүл, сап нийәт, әхлақ-пәзиләтлик, бирла көргән адәмни өзигә тартивалалайдиған, интайин билимлик, сиясийон, қәйсәр, башқилар үчүн өлүшкә тәйяр, башқилар өлмисун, орниға мән өләй дәйдиған адәм иди. Мән техи әхмәтҗандәк мусулманни көрмидим” дегәниди.
Әхмәтҗан қасиминиң иқтидари вә таланти шәрқий түркистан җумһурийити рәиси әлихан төрә вә башқа һөкүмәт әзалири тәрипидинму юқири баһаланған болуп, җумһурийәт рәиси әлихан төриниң “әхмәтҗан аримиздики бир гөһәр” дегән сөзлири әйни вақитта инқилаб рәһбәрлири вә хәлқ арисида күчлүк тәсир қозғиғаниди.
Әхмәтҗан қасиминиң сиясий һаяти, униң хәлқ вә миллий азадлиқ инқилаб сепидики күрәшчиләрниң қәлбидики орни наһайити йүксәк болуп, униң күрәш һаяти шәрқий түркистан миллий армийәсиниң полковники, әхмәтҗан қасиминиң 5 йиллиқ йеқин сәпдиши, атақлиқ язғучи зия сәмәдиниң “ “әхмәт әпәнди” намлиқ бийографийәлик романи арқилиқ тәпсилий йорутулған. Қазақистанда яшайдиған уйғур җамаәт вә мәдәнийәт әрбаби, шәрқий түркистан җумһурийити баш катипи абдурәуп мәхсум ибраһиминиң оғли азтекин ибраһиминиң қәйт қилишичә, әхмәтҗан қасиминиң образи, идийәси вә күрәш йоли оттура асиядики уйғур вә башқа хәлқләр арисидиму чоңқур из қалдурған. У, дадисидин вә башқа көплигән миллий азадлиқ инқилаб қатнашқучилириниң еғизидин уларниң әхмәтҗан қасимиға болған йүксәк һөрмити вә садақитини аңлиған. Һазир қазақистандики яшлар, уйғур җамаити һәммиси әхмәтҗан қасимини әң йүксәк дәриҗидә һөрмәтләйду вә әсләйду.
Әхмәтҗан қасими 1946-йили 7-айдин 1947-йили 8-айғичә үрүмчидә хитай тәрәп билән шәрқий түркистан җумһурийити арисида түзүлгән битим бойичә қурулған бирләшмә һөкүмәттә муавин рәис болуп ишлигәндә хитай гоминдаң һәрбий сиясий даирилиригә қарши сиясий күрәш йолини тутқан болуп, у җаң җиҗоң башлиқ хитай һәрбий-сиясий әмәлдарлири билән йүзмуйүз, баш әгмәй күрәш қилғанлиқи үчүн хитай әмәлдарлири униңсиз һечқандақ қәдәм басалмас әһвалға чүшүп қалғаниди. Әнә шу сәвәбтин 1947-йили 25-феврал күни үрүмчидә 10 миң хитай пуқраси вә һәрбий-сақчилири кочиға чиқип “йоқалсун әхмәтҗан! ” , “әхмәтҗанни өлтүрәйли” дәп шоар товлап намайиш қилиш вәқәси йүз бәрди. У, бу тәһдитләргиму писәнт қилмай хитай әмәлдарлирини намайишни тинчитишқа мәҗбур қилғаниди.
Әхмәтҗан қасими қатарлиқлар 1947-йили 8-айда ғулҗиға қайтип хитай гоминдаң даирилиригә қарши уруш һалитини шәкилләндүрүп, күрәшни давамлаштурди вә шәрқий түркистан җумһурийити қурулған үч вилайәтниң сода-иқтисади, мәдәнийәт-маарип ишлириниң тәрәққиятини юқири көтүрүп, хитай һөкүмранлиқидики районлардин юқири турмуш шараити, яхши иқтисадий һаят вә маарип һәм мәдәнийәт җәһәттики гүллиниш мәнзириси яратқаниди. японийәдики уйғур филологийә институтиниң мудири, әхмәтҗан қасиминиң дөләтчилик идийәсини тәтқиқ қилған доктор мухтәрҗан абдурахман әпәндиниң қаришичә, әхмәтҗан қасими шәрқий түркистанниң иқтисадий, сиясий, мәдәнийәт вә башқа җәһәтләрдин раваҗлинишиға йетәкчилик қилиш арқилиқ өзиниң дөләтчилик идийәси вә пәлсәпиви қарашлирини бәрпа қилди. У, бу җәһәттә уйғур тарихи әнәнисини давамлаштурғучидур.
Әхмәтҗан қасими әнә шу иккинчи дуня урушиниң алди-кәйнидики дуняви мунасивәтләрниң қайта шәкиллиниши вә өзгириши җәрянидики мунасивәтләргә қарап, уйғур хәлқиниң азадлиқ күрәш усулини таллиған, уйғур хәлқиниң тәқдири үстидә издәнгүчи вә йетәкчилик қилғучи рәһбәр иди.
У, 1949-йили 8-айда совет иттипақи билән хитай компартийәсиниң пүтүшүши астида шәрқий түркистан җумһурийити, җүмлидин уйғур хәлқиниң сиясий тәқдири әң ахирқи һәл қилғуч басқучқа киргәндә, шәрқий түркистан җумһурийити бәрпа қилған һөр сиясий һаятни, уйғур вә башқа милләтләрниң қолға кәлтүргән азадлиқ мевилирини сақлап қелиш һәм уни капаләткә игә қилиш йолида ахирқи тиниқиғичә күрәш қилди. Әхмәтҗан қасими, исһақбек мунуноф қатарлиқ шәрқий түркистан җумһурийитиниң рәһбири әрбаблири совет иттипақи территорийәсидә сирлиқ айропилан қазасида өлтүрүлди. Уйғур хәлқи һазирғичә, әхмәтҗан қасими қатарлиқларни яд әтмәктә.
Әхмәтҗан қасими 1914-йил 4-айниң 14-күни ғулҗида туғулған болуп, 1920-йилларниң оттурилирида совет иттипақиға кетип, тағисиниң тәрбийәси астида чоң болған вә совет иттипақи тәркибидики қазақистанниң яркәнт, алмута, өзбекистанниң ташкәнт шәһәрлиридә вә москвада башланғуч, оттура, алий мәктәп маарип тәрбийәси алған. У, 1942-йили ғулҗиға қайтип кәлгәндин кейин узун өтмәй хитай даирилири тәрипидин қолға елинип 2 йил әтрапида үрүмчидики түрмидә ятқан. 1944-Йили 10-айда түрмидин қоюп берилгәндин кейин ғулҗиға қайтип келип 11-айниң 7-күнидики ғоҗа қозғилиңиға қатнишип, күрәш һаятини башлиғаниди.
Тәпсилатни аваз улинишидин аңлаң.