Мунир йерзин: әхмәтҗан қасими әлихан төридин кейин һөкүмәт вә хәлқниң алий рәһбири иди
2019.12.19
1946-1947-Йиллири үрүмчидә мәвҗут болған шәрқий түркистан җумһурийити билән хитай мәркизи һөкүмити арисидики тинчлиқ битими асасида қурулған бирләшмә һөкүмәттә әхмәтҗан қасиминиң башчилиқидики шәрқий түркистан, йәни или тәрәпниң контроллуқи астидики уйғурчә вә қазақчә “шинҗаң гезити” ниң уйғур тәһрир бөлүмидә, 1947-йили, 9-айдин 1949-йилиниң ахириғичә ғулҗидики “инқилаби шәрқий түркистан” гезитидә мухбир болуп ишлигән 91 яшлиқ татар зиялийси мунир йерзин әпәнди өзи шаһит болған тарихий вәқәләрни әсләп өтти. У, өзиниң әхмәтҗан қасими билән көп қетим көрүшкәнлики вә униң тапшуруқлирини орундиғанлиқини баян қилди. У, өзиниң әхмәтҗан қасиминиң идийәси вә пикирлириниң тәсиригә күчлүк учриғанлиқини билдүрүп: “әхмәтҗан қасими шәрқий түркистан хәлқиниң, җүмлидин уйғур хәлқиниң миллий мәнпәәтлирини қоғдап, шәрқий түркистан хәлқиниң арзу-арманлирини әмәлгә ашуруш йолида күрәш қилған, хәлқигә садиқ рәһбәр болғанлиқи үчүн әйни вақитта пүтүн азад шәрқий түркистан вә хитай гоминдаң һөкүмранлиқидики йәттә вилайәт хәлқиниң һөрмитигә еришкән, шуниңдәк хитай гоминдаң һәрбий-сиясий даирлириниң көзигә миқ болуп қадилип, улар билән йүзму-йүз елишқан сиясий рәһбәр иди” дәйду.
Мунир йерзин әпәндиниң ейтишичә, әхмәтҗан қасими әлихан төрә совет иттипақиға елип кетилгәндин кейин һөкүмәт вә инқилабниң рәһбиригә айланған шуниңдәк шәрқий түркистан җумһурийити қурған үч вилайәтниң мустәқил һөкүмәт аппаратиға рәһбәрлик қилди.
Мунир йерзин әпәндиниң әслишичә, әхмәтҗан қасиминиң рәһбәрлик аппаратиға бир қисим һәр милләт зиялийлири киргүзүлгән болуп, улар әхмәтҗан қасиминиң көрсәтмиси вә рәһбәрликигә шәртсиз бойсунатти. Улар әхмәтҗан қасиминиң миллий азадлиқ идийәси вә ғайилиригә шаһит иди. Әнә шулардин рәһимҗан сабир һаҗи, ибраһим турди, сәйдулла сәйпуллайеф, әшәт исһақоф, абдуреһим әйса, зия сәмәди вә башқилар 1951-вә 1956-1957-йиллири арисида давамлиқ “уйғуристан” яки “шәрқий түркистан” намида миллий иттипақдаш җумһурийәт қуруш ғайисини давамлаштурғаниди. Мунир йерзин әпәнди әйни вақитта әхмәтҗан қасиминиң рәһбәрликидики “иттипақ” тәшкилий һәйитиниң әзаси болған вә кейин шинҗаң уйғур аптоном райониниң муавин рәиси болған әсһәт исһақофниң әнә шундақ җумһурийәт һоқуқини дава қилғанлиқи үчүн 1957-йили чиңдав йиғинида тәнқидләшкә учриғанлиқи һәм йәрлик милләтчилик билән әйибләнгәнликини баян қилиду.
Узун йиллар қазақистан пәнләр академийәсиниң уйғуршунаслиқ иниститутида тәтқиқатчи болуп ишләп, уйғур тарихи һәққидә көплигән әсәрләрни язған тарихшунас мунир йерзин әпәндиниң қаришичә, 1951-йилидики “51 чиләр” вә 1957-1958-йиллири “йәрлик милләтчи” дәп әйиблинип җазаланған рәһбәрләрниң һәммиси әхмәтҗан қасиминиң йеқин сәпдашлири болуп, улар әмәлийәттә әхмәтҗан қасиминиң идийәси вә арзулирини давамлаштурғучилар иди. Чүнки, 1946-1950-йили арисида улар вә барлиқ шәрқий түркистан хәлқи, миллий армийә җәңчи-офитсерлири әхмәтҗан қасимини өзлириниң али рәһбири дәп һөрмәтләп, уни йүксәк орунға қойғаниди.