Әхмәтҗан қасиминиң “айропилан қазаси сири” ниң 69-йили (1)

Мухбиримиз үмидвар
2018.08.30
Exmetjan-Qasimi-Abdukerim-Abbasof.jpg Әхмәтҗан қасими билән абдукерим аббасоф сөһбәттә. 1947-Йили, нәнҗиң.
erktv.com

1944-1949-Йиллардики уйғур қатарлиқ милләтләрниң миллий азадлиқ инқилаби вә шәрқий түркистан җумһурийитиниң рәһбәрлиридин әхмәтҗан қасими, генерал исһақбек муноноф, абдукерим аббасоф, дәлилқан сугурбайеф қатарлиқлар вә улар билән биргә сәпәргә атланғанларниң өлүмигә бу йил 27-авғуст күни 69 йили тошти. Бу чесла әлвәттә, хитай һөкүмити рәсмийләштүргән уларниң бейҗиңда ечилидиған сиясий кеңәш йиғиниға қатнишиш сәпиридә совет иттипақида айропилан қазасиға учриди дәп бекитилгән 1949-йили, 27-авғуст күнидур.

Вәһаләнки, 69 йилдин буян бу вәқә уйғур вә башқа милләтләрниң нәзиридә, һәтта хәлқарадики уйғур ели тарихиға қизиққучиларниң нәзиридә “сирлиқ айропилан қазаси” сүпитидә қарилип кәлмәктә. Әхмәтҗан қасими қатарлиқларниң қазаси һәққидә 1944-1949-йиллардики миллий азадлиқ инқилаб қатнашқучилири арисида изчил түрдә түрлүк қияс вә пәрәзләр мәвҗут болуп кәлгән болуп, мәрһум асим бақи, һашир ваһиди қатарлиқ миллий азадлиқ инқилаб қатнашқучилири совет иттипақи йимирилгәндин кейин алмутада 1942-1949-йиллири арисида ғулҗида паалийәт қилған совет иттипақи бихәтәрлик хадими, дохтур һаким җаппарниң баянлирида намида әхмәтҗан қасими қатарлиқларниң москвада өлтүрүлгәнлики һәққидики “йеңи издиниш” учурлирини тарқатқан иди. Русийә вә оттура асиядики бир қисим рус вә башқа милләт апторлири тәрипидин елан қилинған мақалиләрдиму әхмәтҗан қасими қатарлиқ рәһбәрләрниң өлүминиң “сирлиқ” икәнлики, буниң сталин бихәтәрлик органлири билән мунасивәтлик икәнлики асасий салмақни игилигән иди.

Әнқәрәдики һаҗитәппә университетниң оқутқучиси доктор әркин әкрәмниң қаришичә, әхмәтҗан қасими қатарлиқларниң өлүминиң уйғурлар вә башқилар арисида изчил гуман вә түрлүк қиясларни кәлтүрүп чиқиришидики асаслиқ сәвәбләрниң бири бу һәқтә хитай һөкүмити тарқатқан учурлар вә дәлилләрниң кишиләрни қайил қиларлиқ дәриҗидә болмиғанлиқида икән.

Йеқинқи бир қанчә йилларда русийәдики бәзи тарихчилар вә журналистлар арисида әхмәтҗан қасими қатарлиқларниң сирлиқ айропилан қазаси мәсилисидә қизиқиш қозғилип, бу тема бойичә бәзи издинишләр елип берилди. Һәтта бир гуруппа русийә журналист вә тарих һәвәскарлири әхмәтҗан қасими қатарлиқлар олтурған айропилан чүшүп кәтти дәп бекитилгән русийәниң бурятийә җумһурийитидики қабан теғидики хамар даванға берип, айропилан чүшкән җайни тәкшүрди вә бу һәқтә бир йүрүш мақалиләр елан қилинди. Булар ичидә бурятийәлик тарихчи вә журналист бато барсойефниң “байқал бойидики һадисә” дәп аталған мақалиси русийәдә чиқидиған “дилетант” журнилида елан қилинди. Арқидин александир михайлоф исимлик рус журналистиниң “‛хитай айропилани‚ ниң 1949-йили бурятийәдики сирлиқ һадисиси” дәп аталған узун мақалиси, бурят журналисти ботаҗаб раднайефниң “шәрқий түркистан җумһурийити рәһбәрлириниң бурятийәдики өлүми” вә башқа мақалилири елан қилинди. 

Мәзкур рус вә бурят апторлири өз мақалилиридә әхмәтҗан қасими қатарлиқларни “шәрқий түркистан җумһурийити рәһбәрлири”, уларниң өлүмини “шәрқий түркистан җумһурийити рәһбәрлик кабинетиниң бирақла қаза қилиши” дәп атайду.

Рус журналисти александир михайлоф мақалисидә: “хитай компартийисиниң гоминдаң үстидин ғәлибә қилиши билән совет иттипақи тәрәптин шәрқий түркистанниң мустәқиллиқини қоллаш зөрүрийити тәбиий һалда чүшүп қалди, сталин мав билән шинҗаңниң тәқдири һәққидә шәрқий түркистан җумһурийитигә пайдисиз пүтүшүм һасил қилди. Мав зедоң үч вилайәт инқилабини хитай инқилабиниң бир қисми дәп атап, шәрқий түркистан җумһурийити вәкиллири бейҗиңға чақирилди. Әхмәтҗан қәсими әһвалдин қариғанда совет рәһбәрлики вәкиллири билә учришиш үчүн бейҗиңға совет иттипақи арқилиқ учқан. У москвани шәрқий түркистан җумһурийитиниң мустәқиллиқини сақлап қелишқа қайил қилмақчи болған. Шәрқий түркистан җумһурийити рәһбәрликиниң өлүминиң суйиқәсткә мунасивәтлик икәнликигә аит қарашларму мәвҗут, бу хил қарашқа асасланғанда, шәрқий түркистан җумһурийити вәкиллири етирап қилинмиған бу җумһурийәтниң мустәқиллиқини сақлап қелишта чиң турғанлиқи үчүн совет бихәтәрлик оргини тәрипидин қолға елинған. Барлиқ вәкилләр өлтүрүлгән вә кейин айропилан һадисиси ясап чиқилған. Бирақ, мәзкур хилдики қарашқа аит һечқандақ һөҗҗәт техи тепилмиди” дәп язған.

Миллий инқилаб қатнашқучиси тарихий шаһит, йеқинда алмутада 92 йешида вапат болған батур әршидиноф әпәндиниң һаят вақтида радийомизға ейтишичә, әхмәтҗан қасиминиң өлүми һәққидә һәр хил қарашлар бар, әмма уларни шу вақиттики атақлиқ совет уйғур зиялийси қадир һәсәноф 1949-йили, айродромда узитип қойған икән.

Русийәниң байқал көли бойидики бурятийә җумһурийитидә чиқидиған рус тилидики “бурят һәқиқити” намлиқ гезит бу йил 16-июл күни бир қанчә йиллардин буян әхмәтҗан қасими қатарлиқларниң өлүми сири һәққидә издиниватқан бурят журналисти ботоҗаб раднайеф билән өткүзгән әхмәтҗан қасими қатарлиқларниң “сирлиқ өлүми” һәққидики сөһбәт хатириси- “‛уйғур айропилани‚ниң бурятийәдә чүшүп кетиш сири” дәп мавзу қоюлған мақалини елан қилди. Ботаҗаб раднайефниң ейтишичә, өзиниң барлиқ елан қилинған түрлүк мәлуматлар вә учурларни йиғип издинишичә, бу вәқә йәнила сирлиқ вә мурәккәп икән.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.