1934-Йили әйса әпәнди һәққидә кремлға йолланған мәхпий мәлумат

Вашингтондин мухбиримиз үмидвар тәйярлиди
2024.09.05
eysa-yusup-aliptekin Әйса йүсүп алиптекин әпәнди. 1934-Йиллири.
RFA/Ümidwar

20-Әсир уйғур сиясий тарихидики муһим әрбабларниң бири, җүмлидин 1940-йиллардики мәшһур үч әпәндиниң бири әйса йүсүп алиптекин әнә шу сәпдашлири муһәммәд имин буғра вә мәсуд сәбири билән бир қатарда әйни вақиттики уйғур елиниң сиясий, иҗтимаий-иқтисадий вә мәдәнийәт һаяти, болупму сиясий тәқдиригә күчлүк тәсир көрсәткүчи қошна дөләт - советлар иттипақи тәрипидин “пантүркист” вә “советқа қарши күчләр” тәриқисидә қаралғаниди. Лекин, советларниң әйса әпәндини хитайдики советларға қарши һәрикәтниң вәкиллиридин бири сүпитидә дүшмән қатарида көрүп сталинға мәхсус доклат шәкилдә йәткүзүлүши мәсуд сәбири вә муһәммәд имин буғраға қариғанда балдур башланғаниди. Әйни вақитта әйсабәк яки әйса йүсүп дәп аталған мәзкур әрбабниң 1932-йили нәнҗиңгә кәлгәндин кейинки иш-һәрикәтлири совет иттипақиниң нәнҗиңдики мәхсус хадимлири тәрипидин москваға мәхпий доклат қилинған. Әнә шундақ мәхпий доклатниң бири 1934-йили 19-декабир совет иттипақиниң, йәни сталинниң нәнҗиңдә турушлуқ алаһидә дипломатийә вәкили, латиш миллитидин келип чиққан, әсли 1926-1928-йиллири хитайда баш әлчи вә биринчи катип қатарлиқ вәзипиләрни атқурған, совет разведка оргиниға тәвә иван иванович спилванекниң совет иттипақи муавин ташқи ишлар хәлқ комиссари б. С. Стомянкофқа йоллиған хитайдики вәзийәт һәққидики доклатидур. Мәзкур доклатта мәхсус “шинҗаң” һәққидә айрим бөлүм аҗритилип буниңда әйса әпәнди мәркәз қилғаниди. Бу доклатта әйса әпәнди хитайдики совет иттипақиға қарши йеңи һәрикәтниң вәкили сүпитидә тилға елиниш билән биргә униң чиқарған “тйәншән”, йәни “тәңритағ” журнили мисал тәриқисидә көрситилгән. Доклатта мундақ дейилгән: “кейинки вақитларда шинҗаң мәсилиси бойичә бизгә қарши йеңи һәрикәтниң тәйярлиниватқанлиқиниң бәлгилири көрүлмәктә. Нәнҗиңдә мәхсус ‛тйәншән‚ намида шинҗаңға беғишланған, хитай баш қоманданлиқ иштабиниң ғәйрий рәсмий қоллишидики бир журнал уйғур вә хитай тиллирида чиқирилишқа башлиди. Бу журналниң актип тәһрир хадимлиридин бири әйша, йәни әйсабәктур. У, 1932-йили шинҗаңдин нәнҗиңгә қайтип кәлгән, аңлашларға қариғанда әйса москваға барған вә әнҗандики хитай консулханисида тәрҗиман болуп ишлигән. У, һазир шинҗаңни қуруш комиссийәсиниң актип әзаси” дейилгән, арқидин униң советқа қарши иғвагәрчилик қилиш билән шуғуллиниватқанлиқи әскәртилгән. Доклатта ейтилишичә, мәзкур сталинниң вәкили хитай һәрбий қоманданлиқ иштабиниң муавин қомандани яң җе вә гоминдаң партийәси мәркизий комитети әзаси чен җийән билән көрүшүп, әйсабәкниң бу һәрикитиниң совет-хитай достлуқ мунасивитигә зиянлиқ икәнликини, шуңа уни тосушни оттуриға қойған, яң җе вә чен җийән буниңға мақул болғанлиқини билдүргән.

Әйса йүсүп алиптекин әпәнди чиқарған “тйәншән”, йәни “тәңритағ” журнилидин бириниң муқависи.
Әйса йүсүп алиптекин әпәнди чиқарған “тйәншән”, йәни “тәңритағ” журнилидин бириниң муқависи.
RFA/Ümidwar

Ундақта, қандақ болуп, уйғур тилида чиқирилған мәзкур тунҗи айлиқ журнал совет иттипақини әндишигә салиду? рошәнки журналдики совет иттипақиға қарши мәзмунларниң болуши муһим амилдур. Америкадики мустәқил тарих тәтқиқатчиси таран уйғурниң ейтишичә, мәзкур журнал 20-әсир тарихида уйғурлар тәрипидин чиқирилған биринчи универсал журнал иди.

Совет алаһидә вәкили иван иванович спилванекниң бу доклати “тйәншән” журнили 1934-йили 15-декабир күни тарқитилип, 4 күндин кейинла, йәни 19-декабир күни йолланған болуп, әнә шу күнләрдә улар журналдики бақалиларни русчиға тәрҗимә қилип тәйярлап доклатқа қошуп совет рәһбәрлиригә йоллиғаниди.

Журналниң хитайчә санлирида совет иттипақиниң миллий сиясити, милләтләргә йүргүзгән бастуруш сиясити һәтта шең шисәйгә ярдәм берип қошун киргүзүп, ма җоңйиң вә башқиларни йоқитип, бу җайни советниң контроллуқи астиға алғанлиқи вә башқа мәзмунлар орун алған. Таран уйғурниң қаришичә, мана мундақ мәзмунлар совет иттипақиниң көзигә қадалғаниди.

Доклатта әйса әпәнди вә башқиларниң советқа қарши һәрикитиниң күчийишиниң сәвәби һәққидә тохтилип: “әйса вә башқиларниң шинҗаң мәсилиси бойичә һуҗумини бәлгилигән асаслиқ сәвәбләрниң японийә вәқәсиниң күчийиши, болупму униң шималда күчийиши шуниңдәк нәнҗиңниң сичүәндики һәрикәтләрниң биваситә совет иттипақидин шинҗаң, гәнсу вә шәнши арқилиқ қоллашқа еришиш әндишиси икәнликидә шәк йоқ. Мундақ әндишиләр япон иғвагәрлири вә һәм хитайларниң өзлири тәрипидин от йеқиливатиду” дейилгән.

Һәқиқәтән, бу вақитта манҗурийәдә манҗуго дөлити қурулған, япон қошунлири шималий хитай районлириға қарап кеңийишкә башлиған, японийә совет иттипақиниң йирақ шәрқи районлири үчүнму чоң тәһдиткә айланған вақит иди. У, шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң йоқитилишини илгирилитип, хоҗанияз һаҗини шең шисәй билән иттипақлаштуруп, уни муавин рәисликкә олтурғузған, шең шисәйни йөләп турғузуп, бу өлкини әмәлийәттә өзиниң контроллуқи астиға алған чағлар иди. Совет иттипақи японийәдин толиму әндишә қиливататти. Түркийәдики әгә университетиниң пирофессори алимҗан инайәтниң қаришичә, совет тәрәпниң әйса әпәндини советқа қарши һәрикәт қиливатиду дәп қаришидики сәвәб һәм тарихқа уйғун болуп, әйса әпәнди 1926-йили ашу әнҗанда хитай консулханисида ишлигән вә оттура асияда турған йиллардила совет иттипақиниң түркий хәлқләрни парчилаш, җазалаш вә башқа нурғун қилмишлирини көргән һәмдә униңда советқа қарши кәйпият шәкиллинип болғаниди.

Әйса йүсүп алиптекин чиқарған “тйәншән”, йәни “тәңритағ” журнилидики мақалиләр русчиға тәрҗимә қилинип тәйярланған доклатниң бир абзасиниң көрүнүши.
Әйса йүсүп алиптекин чиқарған “тйәншән”, йәни “тәңритағ” журнилидики мақалиләр русчиға тәрҗимә қилинип тәйярланған доклатниң бир абзасиниң көрүнүши.
RFA/Ümidwar

Таран уйғурниң қаришичә, 1930-йилларда совет иттипақи һәрқачан өз әтрапида өзигә қарши һәрикәтләрниң болушидин әндишә қилған, җүмлидин шәрқий түркистанниң советқа қарши район яки база болушини халимиған, болупму бу җайда советқа қарши уйғур дөлитиниң қурулушиға йол қоймаслиқ сиясити йүргүзгәниди. Шуңа бу журнал кичик мәтбуат болсиму, бирақ у совет иттипақини әндишигә салалиған.

Әйса әпәнди “тйәншән” намидики бу журнални 3-4 йил нәшр қилған болуп, журнал хитайчә вә уйғурчә икки тилда айлиқ журнал сүпитидә һәр айда бир қетим чиққан, журналниң баш бәтлиригә фото сүрәтләр киргүзүлгән. Журналдики хитайчә мақалиләрниң бәзилири уйғурчидин әйса әпәнди яки башқилар тәрипидин хитайчиға тәрҗимә қилинған, әмма көпинчиси шу вақиттики даңлиқ хитай зиялийлири тәрипидин йезилған. Журналда әйса әпәндиниң өзиниң шәрқий түркистан инқилабиниң мәғлуп болуши сәвәби вә ақивәтлиригә аит чатма мақалиси вә башқа әсәрлири елан қилинған. Журналда тарихий мәзмунларму хели көп салмақни игилигән. Болупму журналниң 1935-йилидики санлирида совет иттипақини шәрқий түркистан мәсилисидә әйибләйдиған мақалиләр көпләп орун алған.

Журналниң нәнҗиңдә чиқирилишида шу җайдики аз сандики уйғур зиялийлири вә бәзи тиҗарәтчилириму муһим рол ойниған болуп, гәрчә уйғурчә қисмидики әсәр мәнбәси бәк көп болмисиму, әмма пүтүн имканийәтләр билән тиришилғаниди.

Совет иттипақиниң нәнҗиңдики алаһидә вәкили спилванек мәзкур мәхпий доклатиниң ахирида “шүбһисизки, әйса вә башқиларниң иш һәрикәтлири японийә җасуслуқ тори вә хитай фашист-милләтчилириниң шинҗаңда җиддий вәқәләргә тәйярлиқ қиливатқанлиқидин сигнал бериду” дейиш арқилиқ сталин башчилиқидики совет иттипақи һөкүмитини бу мәсилигә диққәт қилиш һәққидә агаһландурған.

Мәзкур мәхпий доклат русийә федератсийә ташқи ишлар архипханисида сақланғаниди. Мәзкур архипханида йәнә сталин, молотов қатарлиқ совет рәһбәрлири билән шең шисәй арисида йезилған хәтләр вә шәрқий түркистан инқилабини тунҗуқтурушқа аит нурғун һөҗҗәтләр сақланған. Болупму совет иттипақи компартийәси сиясий биюросиниң 1933-йили 3-авғуст күни чиқарған уйғур елиниң сиясий тәқдиригә аит 9 маддилиқ мәхпий қарари наһайити муһим болуп, буниңда шәрқий түркистан мустәқиллиқиға йол қоймаслиқ, бу җайни хитайниң қолида тутуп, өзлири контрол қилиш, уйғурларни үрүмчи һөкүмити билән бирләштүрүш дегәндәк маддилар орун алған, буниңда һәм советқа қарши вә зиянлиқ һәрикәтләргә йол қоймаслиқ, японийә амилини чәкләш көрситилгәниди. Әйса әпәнди вә униң сәпдашлири әнә шуниңдин кейин таки 1949-йилиғичә совет иттипақи тәрипидин дүшмән, пантүркист дәп көрүлүп, уларниң идийәлири, сөз һәрикәтлири назарәт қилинди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.