1944-Йили ғулҗида қурулған җумһурийәтниң нами_шәрқий түркистан җумһурийити

Вашингтондин мухбиримиз үмидвар тәйярлиди
2024.11.14
sherqiy-turkistan-jumhuriyiti-kitab-2.jpg Алматада нәшр қилинған “шәрқий түркистан җумһурийити” намлиқ китабтин сүрәткә елинған.
RFA/Oyghan

2024-Йили 12-ноябир күни 1944-йили 12-ноябир ғулҗида қурулған шәрқий түркистан җумһурийитигә дәл 80 йил тошти. Шуни алди билән тилға елиш мумкинки, уйғурлар 1930-вә 1940-йилларда икки қетим хитай ишғалийитигә қарши қозғилип, өз һакимийәтлирини қурушқа мувәппәқ болуп, өзлири қурған бу мустәқил һакимийәт, йәни дөләткә өзлириниң земинлириниң җуғрапийәлик нами болған “шәрқий түркистан” ни қоллиниш билән биргә йәнә бу һакимийәтләрниң дуняви җумһурийәтчилик дөләтчилик уссули бойичә қурулған сиясий характерини көрситиш үчүн униңға җумһурийәт намини бирләштүргәниди. Уйғурлар 1933-йилидики җумһурийитини шәрқий түркистан ислам җумһурийити дәп атиди. Бу йил униңға 91 йил тошти.

1944-Йилидики җумһурийәт намини қандақ бекитиш тасадипий яки туюқсиз оттуриға чиққан әмәс, бәлки бу мәсилидә инқилаб рәһбәрлири арисида музакириләр болған, болупму ғулҗидики ашу қораллиқ қозғилаңға рәһбәрлик қилған ядролуқ тәшкилат “азадлиқ тәшкилати” 1944-йили 12-ноябир күни бу җумһурийәтни елан қилиш һарписида көп қетим музакириләр өткүзүп, ахирида шәрқий түркистан җумһурийити дәп аташни қарар қилған. 1944-Йили 12-ноябир күни шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмити ғулҗа шәһиридә рәсмий қурулғанлиқи җакарланған чағдики 16 нәпәр шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмити әзасиниң бири, һөкүмәт баш катипи болған мәрһум абдурәуп мәхсум ибраһиминиң 2004-йили һаят вақтида сөзләп беришичә, улар бурунла өзлириниң қуридиған дөләт нами һәққидә көп қетим музакириләр елип барған. Музакиридә бирдәк һалда шәрқий түркистан җумһурийити дәп аташ қарарлаштурулған. Дөләт нами шәрқий түркистан җумһурийити дәп аталған.

 Шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмитиниң һөҗҗәтлири, қарар-буйруқлириниң һәммисидә ортақ қоллинилған нам “шәрқий түркистан җумһурийити” болуп, бәзидә “шәрқий түркистан җумһурийити инқилабий һөкүмити”, һәтта “шәрқий түркистан хәлқ җумһурийити”, “азад шәрқий түркистан җумһурийити”, “шәрқий түркистан инқилабий һөкүмити”, “шәрқий түркистан җумһурийити мәркизий һөкүмити” дегән намларму ишлитилгән. Мана бу һөҗҗәтләрниң һәммисигә рәис әлихан төрә, муавин рәис һакимбәг ғоҗа, баш катип абдурәуп мәхсум ибраһими, бәзидә әхмәтҗан қасими имза қойған.

1945-Йили 5-январ күни шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмитиниң 4-санлиқ йиғинида 9 маддилиқ мустәқиллиқ хитабнамиси тәстиқлинип елан қилинған болуп, бу хитабнамидә шәрқий түркистан җумһурийити вә шәрқий түркистан хәлқ җумһурийити дегән аталғу ишлитилгән. Йәни бу, “шәрқий түркистан хәлқ җумһурийитиниң мустәқиллиқ хитабнамиси” дәп аталған.

Униңдин башқа йәнә 1945-йили 13-май күни елан қилинған шәрқий түркистан җумһурийитиниң җинайи ишлар қануниму “азад шәрқий түркистан җумһурийитиниң җинайи ишлар қануни мәҗмуәси” дәп аталған. Җинайи ишлар қанунниң ичидики маддилардиму шәрқий түркистан җумһурийити аталғуси қоллинилған.

 Бу һәқтики толуқ тәпсилий мәлуматларни аваз улинишидин аңлаң

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.