Мәрһум мәрипәтпәрвәр инқилабчи госул муһити ким?
2014.05.18
Турпан диярида яшап йеқинқи заман уйғур тарихиға зор тәсирләрни көрсәткән муһитилар җәмәтидә анчә көп тилға елинмиған, әмма уйғур маарипиға қошқан төһпилири сәвәблик шең шисәй түрмисидә қәтли қилинған бир шәхс бар. У болсиму, госул муһитидур.
Мәлум болушичә, йеқинда турпан астанидики мәһмут муһитилар җәмәти муһитилар аилисиниң төтинчи оғли госул муһити туғулғанлиқиниң 120 йиллиқини хатирилигән. Госул муһити уйғур маарип тарихидики төһпикар мәрипәтпәрвәр, инқилабчилардин бири болуп униң уйғур маарипиға қошқан төһписи толиму зор. Ундақта госул муһити зади ким? у һаят вақтида қандақ паалийәтләрдә болған?
Уйғур елидә нәшр қилинған муһитилар аилисиниң шәҗәрисигә аит китабларда көрситилишичә, мәрһум госул муһити 1894 - йили 5 - айда турпан астинида дуняға кәлгән. У мәхсут муһити, мосул муһити, мәһмут муһитиларниң иниси болуп, у, кичикидә өз йезисидики мәдрисиләрдә тәлим - тәрбийә алған вә акиси мәхсут муһити ачқан “мәхсудийә мәктипи” дә оқуған.
1932 - Йили госул муһитиниң акилири мәхсут муһити билән мәһмут муһити қумул деһқанларға қозғилиңиға аваз қошуп, турпан астинида қозғилаң көтүргән. 1933 - Йили 8 - март күни иккинчи акиси мәхсут муһити лүкчүндики җәңдә шеһит болғандин кейин, үчинчи акиси мәһмут муһити қозғилаңниң баш қомандани болуп, хоҗанияз һаҗи билән қәшқәргә кәткән. Астанидики муһитилар аилисидә ялғуз қалған госул муһити аилидә акилириға тәвә болған деһқанчилиқ ишлирини башқуруп кәлгән.
“турпан тәзкириси” дә елан қилинған турпан маарип тарихиға аит мақалларда дейилишичә турпан астиниң җәнубидики мәңгүбулақ дегән җайда тоққуз кариз болуп, бу каризларниң көп қисми муһитилар аилисигә тәвә болғачқа, госул муһитиниң көпинчә вақти шу йәрдә өткән. Астинида йеңичә пәнний мәктәп ечилғили 20 йил болсиму, мәңгүбулақ астаниға йирақ болғачқа, бу йәрдә бирму бала мәктәп йүзи көрмигән. Бу әһвалдин қәлби өртәнгән, мәрипәтпәрвәр акилириниң чоңқур тәсиригә учриған госул муһити мәңгүбулақтин ибарәт мушу чәт йезида мәктәп ечип, сәбий балларниң қараңғу дилини мәрипәт мәшили билән йорутуш нийитидә болған. У мушу улуғ нийәт билән мәңгүбулақниң хенимкариз (кейинчә “госулниң каризи” дәп аталған) мәһәллисидики өз қоруси ичигә төт деризилик азадә бир синип салған. Бирақ, синип пүткән болсиму, оқуйдиған бала чиқмиған.
Шу чағларда тоққуз кариздин тәркиб тапқан мәңгүбулақта җәмий 40 нәччә аилә, 200 дин артуқ нопус бар болуп, булар ғәрбтин шәрққә төт километир даиридә тарқақ олтурақлашқан. Униң үстигә бу йәрдики деһқанлар бәк намрат болғачқа, балиларниң оқуш хираҗини үстигә елишқа маҗали йәтмигән.
Әвладму - әвлад намратлиқта, наданлиқта яшап кәлгән турпан райониниң әң четидики деһқанлар “деһқан балиси оқусиму, оқумисиму бәрибир кәтмән чапидиған гәп” дәп қариғачқа, оқушниң пайдисини һес қилалмиған. Мушундақ әһвалда госул муһити деһқанларниң өйлиригә ойму ой кирип, оқушниң пайдисини сөзләп, деһқанларни қайил қилған. Деһқанларниң намратлиқини нәзәрдә тутуп, оқутқучиниң иш һәққи, оқуғучиларниң дәптәр, китаб, қәләм, сомка пули, һәтта кийим - кечәклириниң пулиниму өз үстигә алидиғанлиқи тоғрисида вәдә бәргән.
Уйғур елидә нәшр қилинған уйғур маарип тарихиға аит китабларда тилға елинишичә, госул муһити мәңгүбулақ тәвәсидики 7 яштин 15 яшқичә болған 26 балини тизимға елип, һәр бир балиға дәптәр, қәләм, китаб, сомка вә сүр рәңлик рәхттин охшаш қилип тиктүргән иштан, чапан, охшаш доппа, аяқ тарқитип бәргән.
Мата билән чәкмәндин қопал тикилгән кийимләргә көнүп қалған балилар, өзбекистанда тоқулған рәхттин сипта тикилгән кийимләрни кийип интайин хушал болуп кетишкән. Ата - аниларму бир тәрәптин госул муһитиниң кәң қоллуқиға, мәрдликигә апирин оқушса, йәнә бир тәрәптин балилириниң пакиз, рәтлик, бир хил кийимлиригә қарап ич - ичидин мәслики келип кетишкән.
Госул муһити астанидә оқутқучилиқ қиливатқан абдурахман адил исимлик оқутқучини мәңгүбулақтики мәктәпкә муәллим болуп беришкә тәклип қилған. Шундақ қилип, 1933 - йили 10 - айда 26 оқуғучи қобул қилинған “госул муһити мәктипи” дә рәсмий оқуш башланған. Шуниң билән наданлиқ, зулмәт иликидә ухлап ятқан бу чәт, яқа земинда мәрипәт мәшили ялқунҗашқа башлиған.
Бәзи бир уйғур маарип тәтқиқатчилириниң қаришичә бу мәктәпни шу дәврдә уйғур елидики әң чәт мәһәллидә ечилған тунҗи мәктәп дейишкә болидикән.
Госул муһити мәктәп қурулғандин кейин мәктәп башқуруш, оқутуш ишлириға изчил болуп кәлгән. язлиқ тәтил мәзгиллиридә үрүмчидин тәнтәрбийә, сәнәт оқутқучилирини тәклип қилип, оқуғучиларни һәр хил тәнтәрбийә түрлирини өгиниш, сәнәт номурлирини орундашқа тәшкилләп, хели яхши үнүмгә еришкән.
Нәтиҗидә бу мәктәпниң оқуғучилири әйни йиллири һәр қайси йеза - қишлақлар ара өткүзүлгән тәнтәрбийә мусабиқилиридә 1 - ликкә еришкән.
Госул муһитиниң кейинки һаяти тоғрисида униң акиси мәхсут муһитиниң оғли ибраһим муһитиниң тағиси һәққидә “шинҗаң тарихий материяллири” да елан қилған бәзи әслимилиридә көрситилишичә, 1936 - йили шең шисәй госул муһитиға “хизмәт беримән” дәп алдап вә бесим қилип, үрүмчигә елип чиқип, көрүнүштә бир идариниң мәслиһәтчиси қилған болсиму, әмәлийәттә нәзәрбәнд астиға алған. Госул муһити үрүмчигә маңғучә астанә уйғур ақартиш уюшмисиға мәңгүбулақ мәктипиниң хираҗини өзигә вакалитән берип турушни һавалә қилған.
1937 - Йили шең шисәй бир түркүм илғар кишиләрни қолға алғанда госул муһитиниму түрмигә ташлиған. Һәмдә аридин бир нәччә йил өтүп 1940 - йилиға кәлгәндә уни түрмидә қийнап өлтүрүвәткән. У шеһит болғанда 46 яшта болуп, госул муһитидин рисаләт муһити, абдулла муһити, ибадәт муһити, пәттар муһити қатарлиқ пәрзәнтләр йетим қалған.
Ибраһим муһитиниң әслимилиридә госул муһити қурған мәктәпниң кейинки тәқдири тоғрида берилгән учурларда дейилишичә, “госул муһити мәктипи” ниң оқуғучилири алтә йил оқуп, 1939 - йили6 - айда оқуш пүттүргән. Кейин бу мәктәп башқуридиған һәм хираҗәт билән тәминләйдиған адәм болмиғачқа, мәктәп тақилип қалған.
Мәрипәтпәрвәр инқилабчи госул муһити туғулғанлиқиниң 120 йиллиқи мунасивити билән зияритимизни қобул қилған мәрһумниң чоң акиси мәхсут муһитиниң нәвриси мәхсут муһити госул муһити вә муһитилар аилиси һәққидә тохтилип мундақ деди: төт оғулдин госул дегән әң кичик оғул, ака - укиниң мусул һаҗи әң чоңи, мәхсут муһити мениң чоң дадам иккинчиси, мамут сиҗаң қәшқәрдә турған мамут сиҗаң үчинчиси мәһмут муһити, госул муһити дегән төтинчи оғул, әмди һазир токйода йетиватқини мусул һаҗи 70 нәччә йешида меңисигә қан чүшүпму яки йүрәк кесили биләнму өз әҗили билән өлүп кетиптикән.